7
7-күй •••• Худа Өз һәққанийлиғини көрсәткәй!
1-3 Давутниң «Шиггаон»и: — Куш исимлиқ бир Биняминлиқниң сөзлири тоғрилиқ ейтқан күйи: —
И Пәрвәрдигар, мениң Худайим, мән Саңа таяндим;
Улардин бири ширдәк мени титма-титма қиливәтмисун,
Қутқузғучи йоқлуғидин пайдилинип мени езивәтмисун,
Мени барлиқ қоғлиғучилардин қутқузғин,
4 И Пәрвәрдигар Худайим, әгәр қолумда қәбиһлик қилған болсам,
Әгәр шундақ қилған болсам: —
5 Әгәр мән билән енақ өткүчигә яманлиқ қайтурған болсам,
— (Әксичә мән билән бекардин-бекар дүшмәнләшкәнниму қутқуздум) —
□ 6 — Ундақта, дүшмән мени қоғлап тутувалсун,
У җенимни чәйләп йәр билән йәксан қилсун,
Шөһритимни тупраққа көмсун!
7 И Пәрвәрдигар, ғәзивиң билән орнуңдин турғин,
Мени әзгәнләрниң қәһригә тақабил турушқа қәддиңни руслиғин,
Вә мениң үчүн ойғанғин;
Сән сот вә һөкүмни бекиткән едиңғу!
8 Хәлиқләрдин болған җамаәт әтирапиңға олишиду;
Сән улар үчүн пәләктики орнуңға қайтип барғайсән.
□ 9 Пәрвәрдигар хәлиқләрниң үстидин һөкүм чиқириду;
И Пәрвәрдигар, өз һәққанийлиғим бойичә,
Вә өзүмдә болған дуруслиғим бойичә,
Маңа һөкүм чиқарғайсән.
10 Аһ, рәзилләрниң яманлиғи ахирлашсун!
Һәққаний адәмни чиң турғузғайсән;
И, адәм қәлблирини һәм ичлирини синиғучи һәққаний Худа!
□ ■ 11 Мениң қалқиним болса,
Дурус нийәтликләрни қутқузғучи Худадидур;
12 Худа адил сотчидур,
У күн бойи гунадин рәнҗийдиған Илаһтур;
13 Бириси яман йолидин янмиса,
У қиличини биләйду,
Я оқини тартип бәтләп қойиду.
14 Шундақ адәмләр үчүн У өлүм қураллирини тәйярлиди;
У оқлирини көйдүргүчи оқ қилди.
15 Мана, мошундақ кишиләр толғақта қәбиһлик туғмақчи,
Униң бойида қалғини яманлиқтур;
Униң туққини болса сахтилиқтур.
■ 16 У бир орини колап, уни чоңқур қилди;
У өзи колиған ориға жиқилип чүшти.
■ 17 Өзиниң яманлиғи бешиға қайтип келиду,
Өз зораванлиғи болса өз үстигә қайтип чүшиду.
18 Мән Пәрвәрдигарни һәққанийлиғи билән мәдһийәләймән,
Һәммидин жуқури турғучи Пәрвәрдигарниң намини яңритип, күй қилип ейтимән.