□4:5 «Балаю-апәт саңа тегиши билән, сән алақзадә болуп кәттиң!» — демәй туралмаймизки, Елифазниң «Балаю-апәт саңа тегиши билән» дегини Аюпниң ечинишлиқ әһвалини наһайити йеник чағлиған бир сөздур.
□4:7 «Есиңгә ал, ким бегуна туруп вәйран болуп баққан? Дурусларниң һаяти нәдә үзүлүп қалған?» — Елифазниң баяни, шүбһисизки, қиямәт күнидә әмәлгә ашурулиду. Бирақ бундақ сөзләрниң бу дунияда һәрдайим әмәлгә ашурулуши натайин. Аюпниң достлириниң һәммиси: «Бу дунияда гуна садир қилған һәр қандақ адәмгә күлпәт кәлтүрүлиду; Аюпқа күлпәт кәлди; шуңа у чоқум мәлум бир еғир гунани қилған» дәп пәрәз қилиду. Бу көзқарашни Аюп қобул қилмисиму, лекин бундақ гәпләр уни интайин азаплайду һәм уни Худаниң адалитидин гуманлинишқа түрткә болиду. Уларниң сөзлиридин қариғанда, Аюп вә униң дәвридикиләрниң қиямәт күни тоғрисида асасән хәвири йоқ еди.
■4:8 Аюп 15:35; Зәб. 7:15-17; Пәнд. 22:8; Йәш. 59:4; Һош. 10:13; Гал. 6:7, 8
□4:9 «нәпәси» — «нәпси» әмәс.
□4:10 «Ширниң һөкирәшлири, һәм әшәддий ширниң авази бар болсиму,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Ширниң һөкирәшлири һәм әшәддий ширниң авази җим болиду...».
□4:15 «бир роһ өтүп кәтти» — андин бу роһ Елифазға гәп қилиду. «Аюп» 1-2-баптики хәвәрдин қариғанда, роһниң гепи ялған болғачқа, бу роһ Шәйтандин кәлгән яман бир роһ екәнлигигә биздә қилчә гуман йоқ. Төвәндики изаһатларниму көрүң.
□4:16 «Шивирлиған бир аваз аңланди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сүкүт ичидә бир аваз аңланди».
□4:17 «Инсан балиси Тәңридин һәққаний болаламду?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Инсан балиси Тәңри алдида һәққаний болаламду?».
□4:19 «Лайдин ясалған өйләрдә турғучилар қандақ болар!?» — роһ ейтқан бу сөзләр (17-21-айәтләр) пүтүнләй ялған шикайәт сөзлиридур; чүнки биз китапниң бешида Худаниң Аюпни «Мениң қулум Аюп» дәп атап униңға болған ишәшиси тоғрисидики хатириләрни көрәләймиз. Һәммә роһларниң сөзиниң тоғра болуши натайин! Шуниң үчүн тәкитләймизки, барлиқ «роһларниң сөзлири»ни, шундақла инсанларниң сөзлириниму муқәддәс язмилар (Тәврат, Зәбур, Инҗил)дики толуқ һәқиқәтләргә асасән тәкшүрүп испатлаш толиму зөрүрдур. «Улар пәрванидинму асанла янҗилиду!» — роһниң мошу сөзиниң көчмә мәнаси: Инсан балиси Худаниң алдида һеч немә һесапланмайду, шуңа Худаниң һәққанийлиғиға адәмниң әқли қилчә йәтмәйду, дегәнликтур. Демәк, инсанлар Худаниң һәққанийлиғини қәтъий чүшинәлмәйду. Бирақ Аюпниң қариши ундақ әмәстур. Аюп: — Гәрчә адәм вә Худаниң арисида инсанларниң гунайи сәвәвидин зор һаң пәйда болған болсиму, инсанларниң бәрибир өз виҗданида һәққанийлиқ тоғрисидики бир хил ғил-пал көрүнидиған чүшәнчиси болиду, дәп қарайду.
□4:20 «Улар һеч ким нәзиригә алмиған һалда мәңгүгә йоқилиду» — роһниң бу сөзи йәнила бир алдамчилиқтур; Инҗилға асәсән, Худа һәтта қучқачниң йәргә жиқилғининиму нәзиригә алиду.
□4:21 «Улар... һеч даналиққа техи еришмәйла өлүп кетиду!» — Елифаз адәмниң һаятини чедирға охшитиду; чедирниң танилири жулунғада чедир дәрһал ғулап кетиду. Елифазниң бу сөзигә қариғанда, һаятниң бир мәхсити даналиққа еришиштур. Мәлум нуқтидин ейтқанда бу сөзниң асаси бар.