10
Падиша Сулайманниң һекмәтлик сөзлири
1 Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: —
Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.
■ 2 Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас;
Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.
■ 3 Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас;
Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
4 Һорунлуқ кишини гадай қилар;
Ишчанлиқ болса баяшат қилар.
□ ■ 5 Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур;
Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
6 Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр;
Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.
□ 7 Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур;
Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
8 Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
■ 9 Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур,
Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар;
Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур,
Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.
□ ■ 12 Өчмәнлик җедәл қозғар;
Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.
■ 13 Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар;
Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.
■ 14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар;
Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур;
Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар,
Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.
□ 17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар;
Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас;
Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.
□ 19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас,
Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч;
Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.
□ 21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр;
Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар;
У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр;
Амма даналиқ йорутулған кишиниң
хурсәнлигидур.
□ ■ 24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар;
Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар;
Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк,
Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк,
Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
□ 27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар,
Яманниң өмри қисқартилар.
■ 28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр;
Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
■ 29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур;
Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
■ 30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур;
Яманлар зиминда узун турмас.
31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар;
Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.