13
Меһир-муһәббәт һәммидин улуқ
1 Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас.□ «Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму...» — демәк, «шундақ интайин күчлүк роһий илтипат мәндә болсиму,...». Бу айәттин йәнә шундақ дейәләймизки, һәқиқәтән Худадин кәлгән һәр бир «намәлум тил» әмәлийәттә дуниядики мәлум бир милләтниң тили яки пәриштиләрниң тилидур. 2 Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән.■ Мат. 7:22; 17:20; 21:21; Мар. 11:23; Луқа 17:6; Рим. 12:7. 3 Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни Худаниң йолида қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
4 Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур;
Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду:
Муһәббәт өзини махтимайду,
Тәкәббурлуқ қилмайду,■ Пәнд. 10:12; 1Пет. 4:8.
5 Номуссизлиқ қилмайду,
Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду,
Териктүрүлмәйду,
Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;■ 1Кор. 10:24; Фил. 2:4.
6 Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду,
Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;■ 2Юһа. 4.
7 һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип Худаға ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.□ «Һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду...» — яки «һәммә ишни япиду...» — демәк, мүмкин болса башқиларниң сәһвәнлик-гуналирини читқа яймайду.
8 Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: мөҗизилик билимләрму карға кәлмәйду. 9 Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән; 10 лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду. 11 Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим. 12 Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән Худа мени тонуп келиватқандәк тонуймән.■ 2Кор. 3:18.
13 Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.
□13:1 «Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму...» — демәк, «шундақ интайин күчлүк роһий илтипат мәндә болсиму,...». Бу айәттин йәнә шундақ дейәләймизки, һәқиқәтән Худадин кәлгән һәр бир «намәлум тил» әмәлийәттә дуниядики мәлум бир милләтниң тили яки пәриштиләрниң тилидур.
■13:2 Мат. 7:22; 17:20; 21:21; Мар. 11:23; Луқа 17:6; Рим. 12:7.
■13:6 2Юһа. 4.
□13:7 «Һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду...» — яки «һәммә ишни япиду...» — демәк, мүмкин болса башқиларниң сәһвәнлик-гуналирини читқа яймайду.