■8:3 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Дан. 9:14
□8:4 «Сениң балилириң Униң алдида гуна қилған болса, У уларниму итаәтсизлигиниң җазасиға тапшурған, халас» — Билдадниң бу баяни рәһимсизлик билән қилинған сөзләрдур; бу сөзләр Аюпниң ярисиға туз сепип уни техиму азапқа салиду. Чүнки Аюпниң һәсрити дәл мошу иш түпәйлидин болувататти; бирақ Билдадниң Аюпниң балилириниң өткүзгән бирәр гунайи тоғрисида һеч қандақ испати йоқтур. Биз болсақ, униң балилириниң әмәлийәттә өз гунайи сәвәвидин өлмигәнлигини билимиз.
□8:9 «Күнлиримиз пәқәт бир сайә...» — Билдадниң бу дегини, униң у дәвридики ата-бовилириниң (өзиниң замани билән селиштурғанда) интайин узун өмүрлүк болғанлиғини көрситиши мүмкин. (Тәвраттики «Яритилиш» қисмиға асасән, Адәм атимиздин башлап Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә нурғун адәмләр бир нәччә йүз жил яшиған еди).
■8:9 Яр. 47:9; 1Тар. 29:15; Аюп 7:5, 6, 7; Зәб. 38:6, 14; 101:12; 143:4
■8:13 Аюп 11:20; 18:14; Зәб. 111:10; Пәнд. 10:28
□8:18 «... Лекин Худа уни орнидин юливәтсә, әшу йәр униңдин тенип: «Мән сени көрмигән!» — дәйду» — мошу йәрләрдә Билдад Аюп учриған балаю-апәтни шу бир нәччә ишқа охшатқан болуши мүмкин: — авал -15-айәттә, у «яманларниң өйиниң ғулап кетиши» тоғрилиқ сөзләйду; иккинчи, 16-айәттики «пиләкләр» дегән сөз, ибраний тилида «пәрзәнтләр»ниму көрситиду. Үчинчи, мошу айәттә бәлким «әшу йәр» дегән сөз Аюпниң жутдашлирини көрситиду; улар уни чәткә қеқип: «Сәндәк Худа ләнәт қилған адәмни тонумаймиз» дегән мәниләрдиму ейтилған болуши мүмкин.
□8:20 «... яманлиқ қилғучиларниң қолини тутуп уларни йөлимәйду» — яки «...яманлиқ қилғучиларни қолиға күч бәрмәйду».