2
Даналиқниң мевиси
1 И оғлум, әгәр сөзлиримни қобул қилсаң,
Несиһәтлиримни қәлбиңгә пүксәң,
2 Әгәрдә даналиққа қулақ салсаң,
Йоруқлуққа еришишкә көңүл бәрсәң,
3 Әгәр әқил-парасәткә тәшна болуп илтиҗа қилсаң,
Йоруқлуққа еришиш үчүн жуқури авазда йелинсаң,
4 Әгәр күмүчкә интилгәндәк интилсәң,
Йошурун гөһәрни издигәндәк издисәң,■ Мат. 13:44
5 Ундақта Пәрвәрдигардин һәқиқий қорқушни билидиған болисән,
Вә саңа Худани тонуш несип болиду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ бәргүчидур;
Униң ағзидин билим билән йоруқлуқ чиқиду.■ 1Пад. 3:9,12; Яқ. 1:5
7 У дурус яшаватқанлар үчүн мол һекмәт тәйярлап қойғандур,
У виҗданлиқ адәмләр үчүн қалқандур.
8 У адиллиқ қилғучиларниң йоллирини асрайду,
Ихласмән бәндилириниң йолини қоғдайду.
9 У чағда һәққанийлиқ, адиллиқ вә дуруслуқни,
Шундақла һәр қандақ гөзәл йолни чүшинидиған болисән.
10 Даналиқ қәлбиңгә кириши биләнла,
Билим көңлүңгә йеқиши биләнла,
11 Пәм-парасәт сени қоғдайду,
Йоруқлуқ сени сақлайду.
12 Улар сени яман йолдин,
Тили зәһәр адәмләрдин қутқузиду;
13 Йәни тоғра йолдин чәтнигәнләрдин,
Қараңғу йолларда маңидиғанлардин,
14 Рәзиллик қилишни һозур көридиғанлардин,
Яманлиқниң зиянлирини хошаллиқ дәп билидиғанлардин,
15 Йәни әгир йолларда маңидиғанлардин,
Қиңғир йолда маңидиғанлардин қутқузиду.
16 Даналиқ сени бузуқ аялдин,
Йәни ширин сөзләр билән аздурмақчи болған намәһрәм аяллардин қутқузиду.■ Пәнд. 5:3; 6:24; 7:5
17 Бундақ аяллар яш вақтида тәккән җорисини ташлап,
Худа алдидики никаһ қәсимини унтуған вапасизлардиндур.
18 Униң өйигә баридиған йол өлүмгә апиридиған йолдур,
Униң маңидиған йоллири адәмни әрваһлар маканиға башлайду.
19 Униң қешиға барғанларниң бириму қайтип кәлгини йоқ,
Улардин бириму һаятлиқ йоллириға еришкини йоқ.
20 Шуларни чүшәнсәң яхшиларниң йолида маңисән,
Һәққанийларниң йоллирини тутисән.
21 Чүнки дурус адәм зиминда яшап қалалайду,
Мукәммәл киши бу йәрдә маканлишалайду.■ Зәб. 36:29
22 Лекин рәзилләр зиминдин үзүп ташлиниду,
Вапасизлар униңдин жулуветилиду.■ Аюп 18:17; Зәб. 103:35