□6:1 «Орнуңдин тур, тағлар алдида дәвайиңни баян қил, егизликләргә авазиңни аңлатқин» — бу сөзләр Микаһниң өзигә (Исраиллар аңлисун дәп) ейтилған. Қедимки тағлар вә дөң-егизликләр мошу дәвада Худаниң вәдилиридә турғанлиғиға гувалиқ бериду («Қан.» 4:26, «Йәш.» 1:2ни көрүң).
■6:4 Мис. 12:51; 14:30; 20:2
□6:5 «И хәлқим... Моаб падишаси Балакниң қандақ нийитиниң барлиғини, Беорниң оғли Балаамниң униңға қандақ җавап бәргәнлигини, Шиттимдин Гилгалғичә немә ишлар болғанлиғини һазир есиңларға кәлтүрүңлар» — Худа Шиттимдә Исраилларниң бутпәрәслигини җазалиған, андин уларни кәчүрүм қилған; У Гилгалда мөҗизә яритип, уларни Иордан дәриясидин өткөзгән. Әнди һазир охшаш ишлар болмамду — улар халисила, бутпәрәсликтин товва қилип, Худаниң ниҗатини көрүдиған болиду. Тилға елинған вақиәләр «Чөл.» 24-, 25-бап, вә «Йәшуа» 1-5-бапларда хатириләнгән.
■6:5 Чөл. 22:5; 23:7; 25; Йә. 5
□6:7 «Тенимниң пуштини җенимниң гунайиға атамдимән!?» — ибраний тилида «тенимниң мевисини җенимниң гунайиға атамдимән!?».
□6:9 «Әнди һөкүм палиқини вә уни бекиткинини аңлаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди и қәбилә вә шәһәр җамаити, аңлаңлар!».
□6:10 «Рәзил адәмниң өйидә рәзилликтин алған байлиқлар йәнә бармиду? Кам өлчәйдиған жиркиничлик өлчәм йәнә бармиду?...» — 10-15-айәтләрдә хатириләнгән Исраилниң қилмишлири жуқуриқи 8-айәттики сөзниң әкси болиду (адаләтни жүргүзүш, меһриванлиқни сөйүш, кәмтәрләрчә Худа билән биллә меңиш). Мошу айәттики «өлчәм» ибраний тилида «әфаһ» болиду.
□6:11 «Адилсиз тараза билән, бир халта сахта тараза ташлири билән пак болаламдим?» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Адилсиз таразини, бир халта сахта тараза ташлирини тутуп турған адәмләрни пак һесаплаламдим?».
□6:14 «Йәйсән, бирақ тоюнмайсән, оттураңда ач-бошлуқ қалиду» — бәзи алимлар бу ибарә толғақ кесили «дизентерийә»ни көрситиду, дәп қарайду. «Сән мүлкүңни елип йөткимәкчи болисән, бирақ сақлалмайсән; сақлап қалдурғиниң болсиму, уни қиличқа тапшуримән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «сән толғаққа келисән, бирақ балини туғмайсән; туғсаңму, балаңни қиличқа тапшуримән».
□6:16 «Чүнки «Омриниң бәлгүлимилири»ни, «Аһабниң җәмәтидикиләр қилғанлири»ни тутисән» — Омри Исраилниң интайин рәзил падишаси болуп, нурғунлиған бутларни ясап, Исраилни буларға чоқунушқа буйруған. Аһаб униңдин техиму рәзилликкә өтүп, бутпәрәсликкә паһишивазлиқ, «инсан қурбанлиғи», пухраларни булаң-талаң қилиш вә қатиллиқни қошқан еди. («1Пад.» 16-22-бапларни көрүң). «Сәндә туруватқанларниң һәммиси исқиртиш объекти қилимән» — мошу йәрдә «исқиртиш» мазақ қилишни билдүриду.
■6:16 1Пад. 16:25, 26, 30-34