23
Балақ билән Балаамниң қурбанлиқ сунуши
1 Балаам Балаққа: —
Сили мошу йәргә маңа йәттә қурбангаһ яситип бәрсилә, мошу йәргә йәнә йәттә буқа билән йәттә қошқарму һазирлап бәрсилә, — деди. 2 Балақ Балаамниң дегинидәк қилип бәрди; Балақ билән Балаам иккиси һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ қилишқа бирдин буқа билән бирдин қошқар сунди. 3 Балаам Балаққа: —
Сили өз көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида турсила, мән алдиға баримән, Пәрвәрдигар мениң билән көрүшүшкә келәмдикин? У маңа немә дәп көрсәтмә бәрсә, мән өзлиригә шуни дәп беримән, — деди вә бир дөңгә чиқти.
4 Худа Балаам билән көрүшти; Балаам Худаға: —
Мән йәттә қурбангаһ һазирлаттим, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа билән бирдин қошқар сундум, — деди. 5 Пәрвәрдигар Балаамниң ағзиға бир сөзни селип: — Балақниң йениға қайтип берип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди. 6 Шуниң билән у Балақниң йениға қайтип барди. Мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
Балаамниң биринчи қетим бешарәт бериши
7 Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: —
Балақ мени Арам дегән жуттин,
Моаб шаһи Балақ мени мәшриқ тағлиридин елип келип,
Мундақ деди: —
Кәл, мениң үчүн Яқупни қарғиғин.
Кәл, Исраилни раса бир сөкүп әйиплигин.
□ 8 Тәңри Өзи қарғимиған бирәвни мән қандақ қарғай?
Пәрвәрдигар Өзи сөкүп әйиплимигән бирәвни мән қандақ сөкүп әйипләй?
9 Мән қорам ташларниң чоққилирида туруп уни көрмәктимән,
Дөңләрдә туруп униңға нәзәр салмақтимән;
Мана, улар йәккә яшайдиған бир қовм,
Улар башқа қовмларниң қатарида саналмайду.
■ 10 Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду?
Һәтта Исраилниң төрттин бириниму ким санап чиқалайду?
Мениң җеним һәққанийниң өлүмидәк өлсун,
Мениң ахирим униңкидәк болғай!
□ 11 Балақ Балаамға қарап: —
Сән маңа немә қиливатисән?! Мән сени дүшмәнлиримни қарғап беришкә чақиритқан турсам, мана сән әксичә пүтүнләй уларға амәт тилидиң! — деди.
12 — Пәрвәрдигарниң ағзимға салғинини йәткүзүшкә көңүл қоймисам боламти? — дәп җавап бәрди Балаам.
13 Балақ Балаамға: — Мениң билән биллә башқа бир йәргә барсила, уларни шу йәрдин көрәләйла; бирақ уларниң һәммисини әмәс, уларниң чегаридики бир қисминила көрәләйла; сили шу йәрдә туруп уларни мән үчүн қарғап бәрсилә, — деди.
14 Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.
□ 15 Балаам Балаққа: —
Сили мошу йәрдә өзлириниң көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида туруп турсила, мән аву яққа берип көрүшүп келәй, — деди.
□ 16 Пәрвәрдигар Балаам билән көрүшүп, униң ағзиға бир сөзни селип: —
Сән Балақниң йениға қайтип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.
■ 17 Балаам Балақниң йениға қайтип кәлгәндә, мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
— Пәрвәрдигар немә деди? — дәп сориди Балақ.
Балаамниң иккинчи қетим бешарәт бериши
18 Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: —
«Һәй Балақ, сән қопуп аңлиғин,
Аһ , Зиппорниң оғли, маңа қулақ салғин.
19 Тәңри инсан әмәстур, У ялған ейтмайду,
Яки адәм балисиму әмәстур, У пушайман қилмайду.
У дегән екән, ишқа ашурмай қаламду?
У сөз қилған екән, вуҗудқа чиқармай қаламду?
■ 20 Мана, маңа «бәрикәтлә» дәп тапшурулди,
У бәрикәтлигән екән, буни мән яндуралмаймән.
21 У Яқупта һеч гуна көрмигән,
Исраилда наһәқлиқни учратмиған.
Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә,
Падишаһниң тәнтәнә авази униң арисидидур.
□ ■ 22 Тәңри уни Мисирдин елип чиққан;
Униңда явайи калиниңкидәк күч бардур.
□ ■ 23 Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду,
Исраилларғиму пал карға кәлмәйду.
Вақти-саити кәлгәндә,
Яқуп билән Исраил тоғрисида: —
«Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!»
Дәп җакаланмай қалмайду!
24 Мана, бу қовм чиши ширдәк қопиду,
Әркәк ширдәк қәддини руслайду;
Өзи овлиған овни йемигичә,
Өлтүргәнләрниң қенини ичмигичә,
Һәргиз ятмайду!».
25 Балақ Балаамға: — Болди, сили уларни азрақму қарғимисила, уларға амәтму тилимисилә! — деди.
26 Балаам Балаққа җавап қилип: — Мән силигә: — «Пәрвәрдигарниң маңа ейтқанлириниң һәммисигә әмәл қилмисам болмайду» дегән әмәсмидим? — деди.
Балаамниң үчинчи қетим бешарәт бериши
27 Балақ Балаамға: — Кәлсилә, мән силини башқа бир йәргә апирай, Худаниң нәзиридә сили шу йәрдә туруп уларни қарғашлири мувапиқ тепилармекин? — деди. 28 Шуниң билән Балақ Балаамни башлап, чөл-баяванға қарайдиған Пеор теғиниң чоққисиға кәлди.
29 Балаам Балаққа: — Сили бу йәрдә маңа йәттә қурбангаһ салдуруп бәрсилә, йәттә буқа билән йәттә қошқарму тәйярлап бәрсилә, — деди. 30 Балақ Балаамниң дегинидәк қилди, һәр бир қурбангаһқа бирдин буқа билән бирдин қочқар сунди.