4
2-қисим: •••• Һошияниң айрим-айрим хәвәрлири — «И Исраил, Мән қандақму силәрни ташлап қойимән?!» •••• •••• Йорутулмиған бир хәлиқ
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Исраил балилири; чүнки Пәрвәрдигарниң зиминда туруватқанлар билән қилидиған дәваси бар; чүнки зиминда һеч һәқиқәт, һеч меһриванлиқ, Худани һеч билиш-тонуш йоқтур; Мик. 6:2 Қарғаш-тиллаш, ялғанчилиқ, қатиллиқ, оғрилиқ, зинахорлуқ — булар зиминда ямрап кәтти; қан үстигә қан төкүлиду. «қан үстигә қан төкүлиду» — яки өлтүрүш вақиәлири наһайити көп екәнлигини яки (бәзи алимларниң пикричә) халиғанчә адәмләрни тутувелип уларни бутларға «инсан қурбанлиқ»и қилидиғанлиғини көрситиду. Мана шу сәвәптин зимин матәм тутиду, униңда туруватқанларниң һәммиси җүдәп кетиду; улар даладики һайванлар һәм асмандики учар-қанатлар билән биллә җүдәп кетиду; бәрһәқ, деңиздики белиқларму йәп кетилиду.
Әнди һеч ким дәва қилишмисун, һеч ким әйипләшмисун; чүнки Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин! «Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Хәлқиң каһин билән дәвалашқандәк болди».
Лекин бизниңчә 4-айәттики сөзләр каһинға қарита етилиду; бизниң тәрҗимимиз 5-айәттики сөзләргә интайин мас келиду, дәп қараймиз. Ибраний тилини чүшиниш сәл тәс.
Сән күндүздә путлишип жиқилисән; пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду; вә Мән анаңни һалак қилимән. «пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду» — «пәйғәмбәр» сахта пәйғәмбәрни яки (бутпәрәслик яки ялақчилиқ қатарлиқ сәвәпләр билән) өз мәнпәитигә сетилип кәткән пәйғәмбәрни көрситиду.
Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимәнки, сән Маңа йәнә һеч каһин болмайсән; Худайиңниң қанун-көрсәтмисини унтуғанлиғиң түпәйлидин, Мәнму сениң балилириңни унтуймән. «Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимән...» — бу айәттики «билим» шүбһисизки, Худани билиш дегәнликтур. Улар көпәйгәнсери, Маңа қарши көп гуна садир қилди; Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән. «Улар көпәйгәнсери... Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән» — «улар» каһинларни яки (6-айәттә ейтилған) «каһинларниң балилири»ни көрситиду. «Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән» — «каһин болуш» наһайити шәрәплик иш, әлвәттә. Уларниң шәрәплик вәзипилири хәлиққә Худаниң қанун-көрсәтмилирини үгитишни өз ичигә алиду. Бирақ буниң орнида улар өзи «Худаниң қанун-көрсәтмилирини унтуған» (6-айәт).
Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа,
Уларниң җени хәлқимниң қәбиһлигигә интизар болиду. «Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа...» — Тәврат дәвридә бириси гуна садир қилған болса, ундақта у «гуна қурбанлиғи»ни (гунайини тиләйдиған қурбанлиқ)ни сунуши керәк еди. Каһинларниң бундақ қурбанлиқларниң гөшидин мәлум бир қисимни йейиш имтиязи бар еди. Шуңа улар һазир: — «Хәлиқ көпрәк гуна қилса, йәйдиғинимизму көп болиду!» дәп ойлиған охшайду.
Вә хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду; Мән каһинларниң тутқан йоллирини өз үстигә чүшүримән, өз қилмишлирини бешиға қайтуримән. «Хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду» — демәк, хәлқим җазайимни тартқан екән, сән каһинму буниңдин халий болмайсән; алаһидә имтиязлириң сени қутқузмайду, әксичә тартидиған җазайиң техиму еғир болиду.   Йәш. 24:2
10 Улар йәйду, бирақ тоймайду,
Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду;
Чүнки улар Пәрвәрдигарни тиңшашни ташлап кәтти, «Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду» — бу интайин кинайилик гәп. Демәк, Исраил «паһишә болуп» (бутларға чоқунған болуп), көп «паһишивазлар» (бутлар) билән биллә болған болсиму, һеч қандақ пайда көрмигән. Башқа хил тәрҗимиси: «Улар паһишилик қилиду, лекин һеч параванлашмайду».   Мик. 6:14
11 Өзлирини паһишилик, шарап вә йеңи шарапқа беғишлиди;
Бу ишлар адәмниң әқил-зеһнини булап кетиду.
12 Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду,
Уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш!
Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду,
Улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип, «Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду, уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш!» — улар «тайиғи», «һасиси»ни палчилиқ, рәмчилик үчүн ишлитиду. «Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду, улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип,...» — «кириш сөз»имиздә тилға елинғандәк, «паһишилик» бутпәрәслик вә паһишиликниң өзини өз ичигә алиду. «Баал» қатарлиқларға чоқунуш паалийәтлири һәр хил паһишиликни өз ичигә алған. Исраил Худаға садиқ болған аялдәк әмәс, бәлки вапасиз паһишә аялдәк болған.   Һош. 5:4
13 Тағ чоққилирида қурбанлиқ қилиду,
Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду;
Шуңа қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду. «...Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду» — улар Худаниң һимайиси астидин чиқип, наһайити бир дәрәқ астида бир буттин һимайә соримақта. «силәрниң қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду» — «(силәрниң) қизлириңлар... келинлириңларму» — Худа «силәр» дегән сөз билән бәлким йәнә каһинларға сөз қилиду.   Йәш. 1:29; 57:7; Әз. 20:28
14 Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн,
Яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән;
Чүнки атилири өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду,
«Бутхана паһишә»лири билән биллә қурбанлиқ қилиду;
Шуниң билән йорутулмиған бир хәлиқ жиқитилиду. «Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн, яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән; чүнки (атилири) өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду...» — диққәт қилишқа әрзийдуки, Худа бу қиз-келинләрни әйиплимәйду; Худаниң алдида, мәсъулийәт уларниң атилири (бәлким каһинлар)ниң зиммисидидур.
15 Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән,
Йәһуда гунаға четилип қалмисун!
Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар,
Нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар. «Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән, Йәһуда гунаға четилип қалмисун! Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар, нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар» — бу сөзләр бәлким Йәһудаға қаритип ейтилиши мүмкин. «Гилгал» вә «Бәйт-Авән» Исраил зиминидики «йерим бутпәрәс» тавапгаһлар еди. Амос пәйғәмбәр аллиқачан Исраил вә Йәһудани бу тавапгаһларға бармаслиқ, бу йәрләргә четишлиқ гуналарни қилмаслиқ, җүмлидин Пәрвәрдигарниң намини бекар-беһудә ишләтмәслик керәк, дәп агаһландурған еди («Ам.» 4:4, 5:5, 8:14). Һошия униң агаһлирини тәкрарлайду. У йәнә Амос пәйғәмбәргә әгишип, Исраилларниң «Бәйт-Әл» (Худаниң өйи)дә өткүзгән бутпәрәслигини әйипләп, шу йәрни «Бәйт-Авән» («йоқ бир нәрсә»ниң өйи) дәп атайду.
16 Чүнки тәрса бир қисир инәктәк, Исраил тәрсалиқ қилиду; Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун? «Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун?» — башқа бир хил тәрҗимә: «Әнди Пәрвәрдигар һазир уларни пахланни баққандәк кәң бир яйлақта озуқландуриду!». Бу иккинчи хил тәрҗимисиниң мәнаси тоғра болса униң мәнаси: «Пәрвәрдигар Исраилни уларни сүргүн қилдуриду» дегәнлик болиду.
17 Әфраим бутларға чаплашти;
Униң билән һеч кимниң кари болмисун! «Әфраим бутларға чаплашти; униң билән һеч кимниң кари болмисун!» — «Әфраим» Исраил (шималий падишалиқ)ниң он қәбилисидин әң чоңи, у бәзидә Исраил (йәни, он қәбилә)ниң өзигә вәкил болиду.
18 Уларниң шараби түгиши биләнла,
Улар өзлирини паһишиликкә беғишлайду;
Уларниң есилзадилири номуссизлиққа әсәбийләрчә мәптун болди.
19 Бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди,
Улар қурбанлиқлири түпәйлидин иза-аһанәткә қалиду. «бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди,...» — ибраний тилида «шамал» вә «роһ» бир сөз. Бу җүмлиниң мәнаси бәлким улар паһишилик-бутпәрәслик бир пасиқ роһ (җин) тәрипидин пүтүнләй аздурулуп кетилди.
 
 

4:1 Мик. 6:2

4:2 «қан үстигә қан төкүлиду» — яки өлтүрүш вақиәлири наһайити көп екәнлигини яки (бәзи алимларниң пикричә) халиғанчә адәмләрни тутувелип уларни бутларға «инсан қурбанлиқ»и қилидиғанлиғини көрситиду.

4:4 «Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Хәлқиң каһин билән дәвалашқандәк болди». Лекин бизниңчә 4-айәттики сөзләр каһинға қарита етилиду; бизниң тәрҗимимиз 5-айәттики сөзләргә интайин мас келиду, дәп қараймиз. Ибраний тилини чүшиниш сәл тәс.

4:5 «пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду» — «пәйғәмбәр» сахта пәйғәмбәрни яки (бутпәрәслик яки ялақчилиқ қатарлиқ сәвәпләр билән) өз мәнпәитигә сетилип кәткән пәйғәмбәрни көрситиду.

4:6 «Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимән...» — бу айәттики «билим» шүбһисизки, Худани билиш дегәнликтур.

4:7 «Улар көпәйгәнсери... Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән» — «улар» каһинларни яки (6-айәттә ейтилған) «каһинларниң балилири»ни көрситиду. «Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән» — «каһин болуш» наһайити шәрәплик иш, әлвәттә. Уларниң шәрәплик вәзипилири хәлиққә Худаниң қанун-көрсәтмилирини үгитишни өз ичигә алиду. Бирақ буниң орнида улар өзи «Худаниң қанун-көрсәтмилирини унтуған» (6-айәт).

4:8 «Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа...» — Тәврат дәвридә бириси гуна садир қилған болса, ундақта у «гуна қурбанлиғи»ни (гунайини тиләйдиған қурбанлиқ)ни сунуши керәк еди. Каһинларниң бундақ қурбанлиқларниң гөшидин мәлум бир қисимни йейиш имтиязи бар еди. Шуңа улар һазир: — «Хәлиқ көпрәк гуна қилса, йәйдиғинимизму көп болиду!» дәп ойлиған охшайду.

4:9 «Хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду» — демәк, хәлқим җазайимни тартқан екән, сән каһинму буниңдин халий болмайсән; алаһидә имтиязлириң сени қутқузмайду, әксичә тартидиған җазайиң техиму еғир болиду.

4:9 Йәш. 24:2

4:10 «Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду» — бу интайин кинайилик гәп. Демәк, Исраил «паһишә болуп» (бутларға чоқунған болуп), көп «паһишивазлар» (бутлар) билән биллә болған болсиму, һеч қандақ пайда көрмигән. Башқа хил тәрҗимиси: «Улар паһишилик қилиду, лекин һеч параванлашмайду».

4:10 Мик. 6:14

4:12 «Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду, уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш!» — улар «тайиғи», «һасиси»ни палчилиқ, рәмчилик үчүн ишлитиду. «Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду, улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип,...» — «кириш сөз»имиздә тилға елинғандәк, «паһишилик» бутпәрәслик вә паһишиликниң өзини өз ичигә алиду. «Баал» қатарлиқларға чоқунуш паалийәтлири һәр хил паһишиликни өз ичигә алған. Исраил Худаға садиқ болған аялдәк әмәс, бәлки вапасиз паһишә аялдәк болған.

4:12 Һош. 5:4

4:13 «...Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду» — улар Худаниң һимайиси астидин чиқип, наһайити бир дәрәқ астида бир буттин һимайә соримақта. «силәрниң қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду» — «(силәрниң) қизлириңлар... келинлириңларму» — Худа «силәр» дегән сөз билән бәлким йәнә каһинларға сөз қилиду.

4:13 Йәш. 1:29; 57:7; Әз. 20:28

4:14 «Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн, яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән; чүнки (атилири) өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду...» — диққәт қилишқа әрзийдуки, Худа бу қиз-келинләрни әйиплимәйду; Худаниң алдида, мәсъулийәт уларниң атилири (бәлким каһинлар)ниң зиммисидидур.

4:15 «Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән, Йәһуда гунаға четилип қалмисун! Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар, нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар» — бу сөзләр бәлким Йәһудаға қаритип ейтилиши мүмкин. «Гилгал» вә «Бәйт-Авән» Исраил зиминидики «йерим бутпәрәс» тавапгаһлар еди. Амос пәйғәмбәр аллиқачан Исраил вә Йәһудани бу тавапгаһларға бармаслиқ, бу йәрләргә четишлиқ гуналарни қилмаслиқ, җүмлидин Пәрвәрдигарниң намини бекар-беһудә ишләтмәслик керәк, дәп агаһландурған еди («Ам.» 4:4, 5:5, 8:14). Һошия униң агаһлирини тәкрарлайду. У йәнә Амос пәйғәмбәргә әгишип, Исраилларниң «Бәйт-Әл» (Худаниң өйи)дә өткүзгән бутпәрәслигини әйипләп, шу йәрни «Бәйт-Авән» («йоқ бир нәрсә»ниң өйи) дәп атайду.

4:16 «Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун?» — башқа бир хил тәрҗимә: «Әнди Пәрвәрдигар һазир уларни пахланни баққандәк кәң бир яйлақта озуқландуриду!». Бу иккинчи хил тәрҗимисиниң мәнаси тоғра болса униң мәнаси: «Пәрвәрдигар Исраилни уларни сүргүн қилдуриду» дегәнлик болиду.

4:17 «Әфраим бутларға чаплашти; униң билән һеч кимниң кари болмисун!» — «Әфраим» Исраил (шималий падишалиқ)ниң он қәбилисидин әң чоңи, у бәзидә Исраил (йәни, он қәбилә)ниң өзигә вәкил болиду.

4:19 «бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди,...» — ибраний тилида «шамал» вә «роһ» бир сөз. Бу җүмлиниң мәнаси бәлким улар паһишилик-бутпәрәслик бир пасиқ роһ (җин) тәрипидин пүтүнләй аздурулуп кетилди.