18
Сапалчидин алған савақ
1 Бу сөз Пәрвәрдигардин Йәрәмияға келип, мундақ дейилди: —
2 «Орнуңдин тур, сапалчиниң өйигә чүшкин, Мән саңа сөзлиримни аңлитимән».
3 Шуңа мән сапалчиниң өйигә чүштум; вә мана, сапалчи ғалтәк үстидә бир нәрсини ясаватқан еди. 4 У сеғиз лайдин ясаватқан қача туруп-туруп қоли астида бузулатти. Шу чағда сапалчи шу лайдин өзи лайиқ көргән башқа бир қачини ясайтти.
5 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
6 «И Исраил җәмәти, бу сапалчи қилғандәк Мән саңа қилалмамдим? — дәйду Пәрвәрдигар. — Мана, сеғиз лайниң сапалчиниң қолида болғиниға охшаш, силәр Мениң қолумдисиләр, и Исраил җәмәти.
■ 7 Бәзидә Мән мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң жулунуши, бузулуши вә һалак қилиниши тоғрилиқ сөзләймән;
■ 8 шу чағ Мән агаһландурған шу әл яманлиғидин товва қилип янса, Мән уларға қилмақчи болған яманлиқтин янимән.
9 Мән йәнә бәзидә мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң қурулуши вә тикип өстүрүлүши тоғрилиқ сөзләймән;
10 шу чағ шу әл көз алдимда яманлиқ қилип авазимни аңлимиса, Мән йәнә уларға вәдә қилған, уларни бәрикәтлимәкчи болған яхшилиқтин янимән.
11 Әнди һазир Йәһудадикиләргә вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә яманлиқ тәйярлаватимән, силәргә қарши бир план түзиватимән; шуңа һәр бириңлар рәзил йолуңлардин йениңлар, йоллириңларни вә қилмишлириңларни түзитиңлар.
■ 12 — Лекин улар: «Яқ! Хам хиял қилма! Биз өз планлиримизға әгишиверимиз, өз рәзил көңлимиздики җаһиллиғимиз бойичә қиливеримиз» — дәйду.
□ ■ 13 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләр арисидин: «Ким мошундақ ишни аңлап баққан?!» дәп сораңлар. «Пак қиз» Исраил дәһшәтлик жиркиничлик ишни қилған!
■ 14 Ливан қарлири айдаладики қиялиқтин йоқап кетәмду? Униң жирақтин чүшкән муздәк сулири қуруп кетәмду?
15 Лекин Мениң хәлқим болса Мени унтуған; улар йоқ бир нәрсиләргә хушбуй яқиду; мана, булар уларни яшаватқан йолидин, йәни қедимдин болған йоллардин путлаштуруп, көтирилип түз қилинмиған бир йолда маңдурған.
■ 16 Шуниң билән уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду.
□ ■ 17 Мән худди шәриқтин чиққан шамалдәк уларни дүшмән алдида тарқитиветимән; Мән балаю-апәт күнидә уларға йүзүмни әмәс, бәлки арқамни қилимән».
□ ■
Йәрәмия өзигә зиянкәшлик қилғучиларниң яманлиғини өз бешиға чүшүрүшини тиләйду
18 Кишиләр: «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду. Келиңлар, тилимизни бир қилип униң үстидин шикайәт қилайли, униң сөзлиридин һеч қайсисиға қулақ салмайли» — дейишти.
□ ■ 19 — И Пәрвәрдигар, маңа қулақ салғайсән; маңа қаршилишидиғанларниң дәватқанлирини аңлиғайсән.
20 Яхшилиққа яманлиқ қилиш боламду? Чүнки улар җеним үчүн ора колиған; мән уларға яхши болсун дәп, ғәзивиңни улардин яндуруш үчүн Сениң алдиңда
дуа қилип турғанлиғимни есиңдә тутқайсән.
21 Шуңа балилириңни қәһәтчиликкә тапшурғайсән, қиличниң бисиға елип бәргәйсән; аяллири балилиридин җуда қилинип тул қалсун; әрлири ваба-өлүм билән йоқалсун, жигитләр җәңдә қиличлансун.
■ 22 Уларниң үстигә басмичиларни елип кәлгиниңдә өйлиридин налә-пәряд аңлансун; чүнки улар мени тутушқа ора колиған, путлирим үчүн қисмақларни йошурун салған.
23 Әнди Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң мени қәтл қилишқа болған қәстлириниң һәммисини убдан билисән; уларниң қәбиһликлирини кәчүрмигәйсән, уларниң гуналирини көзүң алдидин юмиғайсән; бәлки улар Сениң алдиңда жиқитилсун; ғәзивиң чүшкән күнидә уларни бир тәрәп қилғайсән.