29
Муса пәйғәмбәр хәлиққә сөз қилиду — әсләш вә җекиләш
Төвәндикиләр Пәрвәрдигар Исраиллар билән әһдә бағлаш үчүн Моаб зиминида Мусаға тапилиған сөзләрдур. Бу әһдә Пәрвәрдигар улар билән Һорәбдә қилған әһдидин башқа бир әһдә еди.
Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди:
«Силәр Пәрвәрдигарниң Мисир зиминида Пирәвнгә, униң барлиқ хизмәткарлири вә зиминниң һәммә йеридә көз алдиңларда немә иш қилғинини көрдүңлар, Мис. 19:4 йәни шу чоң апәтләр билән улуқ мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни өз көзүңлар билән көрдүңлар. Қан. 4:34; 7:19 Лекин Пәрвәрдигар силәргә бүгүнгичә чүшәнгидәк көңүл, көргидәк көз вә аңлиғидәк қулақ бәрмиди. Мән қириқ жил силәрни баяванда йетәкләп жүрдүм; шу вақитларда үстүңлардики кийимлириңлар кониримиди, путуңлардики кәшиңларму конирап кәтмиди. Худа Өзиниң силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлар екәнлигини билсун дәп, силәргә йейишкә нан, ичишкә шарап яки күчлүк ичимлик несип қилмиди. Силәр бу җайға йетип кәлгиниңларда Һәшбонниң падишаси Сиһон билән Башанниң падишаси Ог биз билән җәң қилғили чиқти; амма биз уларни уруп мәғлуп қилдуқ; Чөл. 21:24,33; Қан. 2:32; 3:1 биз уларниң зиминлирини елип Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә мирас қилип бәрдук. Чөл. 32:33; Қан. 3:12; Йә. 13:8
Әнди силәр һәммә ишлириңларда раваҗ тепиш үчүн бу әһдиниң сөзлирини тутуп, уларға әмәл қилиңлар.
10 Бүгүн һәммиңлар — кәбилә башлиқлириңлар, ақсқаллириңлар, әмәлдарлириңлар, шуниңдәк Исраилниң һәммә әрлири, 11 кичик балилириңлар, аяллириңлар, чедиргаһиңларда туруватқан мусапирлар, шундақла отун кәскүчилириңлар вә су тошуғучилириңларму, һәммиңлар Пәрвәрдигарниң алдида һазир туруватисиләр; 12 мәхсәт шуки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдисигә, йәни Пәрвәрдигар Худайиңлар бүгүн силәргә бәргән қәсими билән бағлиған әһдигә дахил болушуңлар үчүндур, 13 Вә шуниң билән тәң У силәрни бүгүн Өзигә хас бир хәлиқ қилип силәргә вәдә қилғинидәк, ата-бовилириңларға, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупқа қилған қәсими бойичә өзи силәргә Худа болуштур. Яр. 17:7 14 Лекин мән бу әһдә вә қәсәмни ялғуз силәр биләнла әмәс, 15 бәлки бүгүн биз билән бу йәрдә Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида туруватқанлар, шундақла бүгүн бу йәрдә биз билән биргә болмиған кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән. «Лекин мән бу әһдә... кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән» — мошу сөзләрдә (14-15-айәттә) «мән» дегән сөзлигүчи Муса пәйғәмбәр болса керәк. 16 (чүнки силәр бизниң Мисир зиминида қандақ турғанлиғимиз вә сәпиримиздә әлләрниң оттурисидин қандақ өтүп кәлгинимизни убдан билисиләр; 17 Силәр уларниң арисидики жиргиничлик нәрсиләрни, уларниң арисидики яғач, таш, алтун вә күмүчтин ясалған бутларни көрдүңлар). 18 Әһдиниң мәхсити болса, силәрниң араңлардики һәр бир әр, һәр бир аял, һәр бир аилә вә һәр бир қәбилилириңлардин бүгүн көңли Пәрвәрдигар Худайимиздин йенип, шу әлләрниң илаһлириниң қуллуғиға кирип кетидиған һеч киши болмисун, шундақла араңларда өт сүйи вә әмән чиқиридиған йилтиз пәйда болуп қалмисун үчүндур. Рос. 8:23; Ибр. 12:15 19 Дәрвәқә шундақ болидуки, шу ләнәт сөзлирини аңлиғанда өз көңлидә өз-өзини бәхит-бәрикәтлик санап: «Мән қанчә башбаштақлиқ билән маңсамму, теч-аманлиқта туриверимән», дегүчи шундақ бир киши болиду; нәтиҗидә, нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду. «нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду» — яки «мәс киши уссуз кишигә қошулуп йоқитилиду». Башқа бир нәччә хил тәрҗимилириму учриши мүмкин. Лекин умумий мәнаси шүбһисизки, һәммә адәм апәткә учрап йоқитилиду. 20 Пәрвәрдигар мундақ кишини әпу қилмайду, бәлки Пәрвәрдигарниң ғәзиви билән отлуқ қәһри түтүндәк шу кишигә чүшиду; бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтләр униң бешиға чүшиду; Пәрвәрдигар униң исмини асманниң тегидин өчүриду. 21 Пәрвәрдигар бу қанун китавида пүтүлгән әһдиниң һәммә ләнәтлири бойичә Исраилниң барлиқ қәбилилиридин уни айрип чиқип, апәткә муптила қилиду.
22 Кәлгүси дәвир болса, йәни силәрдин кейин чиқидиған балилириңлар вә шундақла жирақ жуттин кәлгән мусапирлар Пәрвәрдигар шу зиминниң үстигә әвәткән балаю-апәтләр билән кесәлләрни көриду; 23  Пәрвәрдигар ғәзиви вә қәһри билән вәйран қилған Содом, Гоморра, Адмаһ вә Зәбоимларниң вәйранчилиғидәк зиминниң һәммә йери гуңгутлишип, шорлишип, көйүп кәткинини, териқчилиқму, һосулму болмиғинини, от-чөпму үнмигинини көриду; 24 буни көргәнләр, һәтта һәммә әл-жут: «Немишкә Пәрвәрдигар бу зиминға мундақ қилғанду? Немишкә Униң ғәзиви шунчә қаттиқ, әшәддий болғанду?» дәп сорайду; Йәр. 22:8 25 андин уларға җавап берилип: «Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң уларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарғинида улар билән бекиткән әһдини ташлап, 26 берип уларниң несивиси болмиған, өзиму тонумиған илаһларниң қуллуғиға кирип, уларға чоқунғини үчүн шундақ болди. 27 Мана бу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бу зиминға тутишип, бу китапта пүтүлгән һәммә ләнәтни униң үстигә кәлтүрди. 28 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар ғәзәп, аччиқ вә зор қәһр билән уларни жутидин жулуп, башқа бир жутқа ташлиди» — дейилиду.
29 Һәр бир йошурун сирлар болса Пәрвәрдигар Худайимизниңкидур; лекин һәр қандақ ашкариланған вәһийләр болса бу қанунниң сөзлиригә әмәл қилишимиз үчүн әбәткичә биз вә балилиримизниңкидур.
 
 

29:2 Мис. 19:4

29:3 Қан. 4:34; 7:19

29:7 Чөл. 21:24,33; Қан. 2:32; 3:1

29:8 Чөл. 32:33; Қан. 3:12; Йә. 13:8

29:13 Яр. 17:7

29:15 «Лекин мән бу әһдә... кишиләрниң һәммиси биләнму түзүшимән» — мошу сөзләрдә (14-15-айәттә) «мән» дегән сөзлигүчи Муса пәйғәмбәр болса керәк.

29:18 Рос. 8:23; Ибр. 12:15

29:19 «нәм йәрму чаңқақ йәргә охшашла вәйран қилиниду» — яки «мәс киши уссуз кишигә қошулуп йоқитилиду». Башқа бир нәччә хил тәрҗимилириму учриши мүмкин. Лекин умумий мәнаси шүбһисизки, һәммә адәм апәткә учрап йоқитилиду.

29:24 Йәр. 22:8