4
Әнди, әй қериндашлирим, сөйгәнлирим вә тәлпүнгәнлирим, мениң шат-хурамлиғим, мениң бешимниң таҗи болғучилар, Рәбдә чиң туруңлар, и сөйгәнлирим! 1Тес. 2:19.
Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар! «Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!» — Еводия вә Сунтихә җамаәттики ача-сиңил еди.
Дурус, мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим, бу аялларниң ярдимидә болғин; мана улар мән вә Климәнт билән биллә, шундақла намлири «һаятлик дәптири»гә хатириләнгән башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр хизмитини илгири сүрүштә биргә күрәш қилған. «мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим...» — «һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим» Павлус бу алаһидә ибарә билән мәлум қериндишини көрситиду. Павлус униң исмини тилиға алмиған болсиму, шүбһисизки, униң өзи вә Филиппилиқларниң һәммиси кимни көрсәткәнлигини убдан биләтти. Грек тилида «һәмбоюнтуруқлуқ (хизмәтдишим)» дегән ибарә «сүзүгүс» билән ипадиләнгәчкә, бәзи алимлар «Сүзүгүс» дегәнни адәмниң исми дәп қарайду.   Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Вәһ. 3:5; 20:12; 21:27.
Рәбдә шатлиниңлар; мән йәнә ейтимәнки, шатлиниңлар! 1Тес. 5:16; Рос.16:25
Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур! «Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!» — «Рәб йеқиндур» дегәнниң икки мәнаси бар: (1) Рәб Әйса етиқатчиларға һәрдайим йеқин; (2) Рәб Әйса йеқин арида дунияға қайтип келиду.   1Кор. 10:11; Ибр. 10:25.
Һеч иш тоғрилиқ әндишә қилмаңлар; бәлки һәр бир ишта тәшәккүр ейтип тилигиңларни Худаға дуа һәм илтиҗа арқилиқ мәлум қилиңлар; Зәб. 54:24; Мат. 6:25; 1Тим. 6:8,17; 1Пет. 5:7. шу чағда адәмниң ойлиғинидин ешип чүшидиған, Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду. «... Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — яки «Худадин кәлгән хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — грек тилидики тексттә «Худаниң хатирҗәмлиги...» дейилиду.   Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:14.
Ахирида, әй қериндашлирим, немә ишлар һәқиқәт, немә ишлар алийҗанаб, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, немә ишлар шан-шөһрәтлик болса, қисқиси һәр қандақ ишларда әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар. Рим. 13:13; 1Тес. 4:3, 4, 5.
Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мәндә көргәнләрниң һәр қандиқи болса, силәр шуларға әмәл қилиңлар; шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду. «шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду» — «хатирҗәмлик Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик Бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.
10 Әнди мән Рәбдә зиядә шатландимки, силәр һазир ахирда маңа болған көйүмчанлиғиңларни қайтидин көрсәттиңлар (билимәнки, маңа дайим көйүнүп кәлдиңлар, амма пәқәтла көрситиш пурсити чиқмиди). 2Кор. 11:9. 11 Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим. «Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим» — расул уларни «шатландим» (10-айәт) дегинини хата чүшинип қалмисун дәп бу сөзни қилиду. Шатланғанлиғи зиндандики ач қалған мәһбусниң тамақни көргинидики шатлиғи әмәс, бәлки җамаәтниң униңға көйүнгәнлигидин, җамаәтниң униңға болған садиқ муһәббитидин шатлиниши еди. Шуниңдәк у уларға сөзидә: «Мән һазирму интайин һаҗәтмән» дегәндәк пурақни чиқирип қоюштин әнсирәйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.   1Тим. 6:6. 12 Мән осал әһвалда яшашни билимән, һәм кәңричиликтә яшашниму билимән. Һәр ишта, һәр әһвалда, һәм тоқлуқта һәм ачлиқта, һәм баяшатчилиқта һәм муһтаҗлиқта яшашниң сирини үгинивалдим. 1Кор. 4:11; 2Кор. 11:27. 13 Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум. 14 Һалбуки, мениң қийинчилиғимға ортақ болушуңлар билән яхши қилдиңлар.
15 Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған. «Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған» — айәттики «...мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда» дегән қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... хуш хәвәрниң силәргә йәткүзүлгән дәсләпки күнлиридә, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда...». Филиппи шәһири болса Македонийә өлкисидә; шуңа қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтъийнәзәр, Павлус хуш хәвәрни Филиппилиқларға йәткүзгәндин кейин, уни башқа җайдикиләргә йәткүзүш үчүн чиққан еди. Шу чағда Филиппидики җамаәт униңға иқтисадий вә бәлким башқа җәһәтләрдә ярдәм қилған еди.
Павлусниң «бериш вә қобул қилиш ишлири» дегини, Павлусниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки башқиларни дәп уларниң әвәткән ярдимини қобул қилғанлиғини көрситиду.
   2Кор. 11:9. 16 Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар. «Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар» — «бир нәччә қетим» грек тилида «бир қетим, һәтта икки қетим...» дегән ибарә билән билдүрүлиду. Адәттә бу ибарә «бир нәччә қетим» дегәнни көрситиду. 17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға роһий мевиниң көп топлинишидин ибарәттур.
18 Лекин мәндә һәммә нәрсә бар, һәтта йетип ашқидәк бар; силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум. Бу әвәткиниңлар интайин хушбуй, Худаға қобул болғидәк, шундақла Уни хурсән қилидиған бир қурбанлиқтәк еди. «силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» — «терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» дегәнлик грек тилида бир сөз биләнла ипадлилиниду. Павлусниң бу сөзи билән, пәқәт җисманий җәһәттила һәммә нәрсәм бар дегәнни әмәс, роһий җәһәттиму толиму хошал болғанлиғини, толиму тәсәлли тапқанлиғини, толиму ғәйрәт қилғанлиғини билдүриду.   Ибр. 13:16. 19 Вә мениң Худайим силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини Мәсиһ Әйсада болған шан-шәривидики байлиқларға асасән мол тәминләйду.
20 Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин.
21 Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам йәткүзүңлар. Йенимдики қериндашлардинму силәргә салам!
22 Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин, болупму Қәйсәр императорниң ордисида болғанлардин силәргә салам!
23 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!

4:1 1Тес. 2:19.

4:2 «Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!» — Еводия вә Сунтихә җамаәттики ача-сиңил еди.

4:3 «мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим...» — «һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим» Павлус бу алаһидә ибарә билән мәлум қериндишини көрситиду. Павлус униң исмини тилиға алмиған болсиму, шүбһисизки, униң өзи вә Филиппилиқларниң һәммиси кимни көрсәткәнлигини убдан биләтти. Грек тилида «һәмбоюнтуруқлуқ (хизмәтдишим)» дегән ибарә «сүзүгүс» билән ипадиләнгәчкә, бәзи алимлар «Сүзүгүс» дегәнни адәмниң исми дәп қарайду.

4:3 Мис. 32:32; Зәб. 68:29; Вәһ. 3:5; 20:12; 21:27.

4:4 1Тес. 5:16; Рос.16:25

4:5 «Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!» — «Рәб йеқиндур» дегәнниң икки мәнаси бар: (1) Рәб Әйса етиқатчиларға һәрдайим йеқин; (2) Рәб Әйса йеқин арида дунияға қайтип келиду.

4:5 1Кор. 10:11; Ибр. 10:25.

4:6 Зәб. 54:24; Мат. 6:25; 1Тим. 6:8,17; 1Пет. 5:7.

4:7 «... Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — яки «Худадин кәлгән хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду» — грек тилидики тексттә «Худаниң хатирҗәмлиги...» дейилиду.

4:7 Юһ. 14:27; Рим. 5:1; Әф. 2:14.

4:8 Рим. 13:13; 1Тес. 4:3, 4, 5.

4:9 «шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду» — «хатирҗәмлик Егиси болған Худа» грек тилида: «хатирҗәмликниң Худаси» — демәк, хатирҗәмлик Бәргүчи һәм Өзи һәрдайим хатирҗәмликтә турғучи Худадур.

4:10 2Кор. 11:9.

4:11 «Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим» — расул уларни «шатландим» (10-айәт) дегинини хата чүшинип қалмисун дәп бу сөзни қилиду. Шатланғанлиғи зиндандики ач қалған мәһбусниң тамақни көргинидики шатлиғи әмәс, бәлки җамаәтниң униңға көйүнгәнлигидин, җамаәтниң униңға болған садиқ муһәббитидин шатлиниши еди. Шуниңдәк у уларға сөзидә: «Мән һазирму интайин һаҗәтмән» дегәндәк пурақни чиқирип қоюштин әнсирәйду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

4:11 1Тим. 6:6.

4:12 1Кор. 4:11; 2Кор. 11:27.

4:15 «Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған» — айәттики «...мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда» дегән қисимниң башқа бир хил тәрҗимиси: «... хуш хәвәрниң силәргә йәткүзүлгән дәсләпки күнлиридә, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда...». Филиппи шәһири болса Македонийә өлкисидә; шуңа қайси тәрҗимиси тоғра болушидин қәтъийнәзәр, Павлус хуш хәвәрни Филиппилиқларға йәткүзгәндин кейин, уни башқа җайдикиләргә йәткүзүш үчүн чиққан еди. Шу чағда Филиппидики җамаәт униңға иқтисадий вә бәлким башқа җәһәтләрдә ярдәм қилған еди. Павлусниң «бериш вә қобул қилиш ишлири» дегини, Павлусниң пәқәт өзи үчүнла әмәс, бәлки башқиларни дәп уларниң әвәткән ярдимини қобул қилғанлиғини көрситиду.

4:15 2Кор. 11:9.

4:16 «Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар» — «бир нәччә қетим» грек тилида «бир қетим, һәтта икки қетим...» дегән ибарә билән билдүрүлиду. Адәттә бу ибарә «бир нәччә қетим» дегәнни көрситиду.

4:18 «силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» — «терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум» дегәнлик грек тилида бир сөз биләнла ипадлилиниду. Павлусниң бу сөзи билән, пәқәт җисманий җәһәттила һәммә нәрсәм бар дегәнни әмәс, роһий җәһәттиму толиму хошал болғанлиғини, толиму тәсәлли тапқанлиғини, толиму ғәйрәт қилғанлиғини билдүриду.

4:18 Ибр. 13:16.