8
Давут әтрапидики әлләрни өзигә беқиндүриду
1Тар. 18:1-14
Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип, уларни бойсундурди. Шундақ қилип, Давут Филистийләрниң қолидин мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди. «...мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди» — яки «Мәттәг-Аммаһ шәһирини алди».
У һәм Моабийларға һуҗум қилип, уларниму мәғлуп қилди. У уларни йәргә ятқузуп, тана билән өлчәп, икки тана кәлгәнләрни өлтүрди, бир тана кәлгәнләрни тирик қалдурди. Моабийлар болса Давутқа беқинип, униңға селиқ тапшурди.
Андин Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәр Әфрат дәриясиға чиқип, шу йәрдики һакимийәтни өзигә қайтидин тартивалмақчи болғанда, Давут униңға һуҗум қилип, мәғлуп қилди. Давут униң қошунидин бир миң йәттә йүз атлиқ әскәрни вә жигирмә миң пиядә әскәрни әсир қилди; Давут һарву атлириниң пийини кәстүрди, лекин өзигә йүз һарвулиқ атни қалдуруп қойди. «бир миң йәттә йүз атлиқ әскәр» — яки «бир миң йәттә йүз җәң һарвуси».   1Тар. 18:4
Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм бериш үчүн чиқти, лекин Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң адәмни өлтүрди. «Дәмәшқтики Сурийләр» — йәни «Дәмәшқтики Сурийәликләр». Андин Давут бир нәччә баргаһ әскәрләрни Дәмәшқтики Сурийләрниң зиминида турғузди; шуниң билән Сурийләр Давутқа беқинип униңға селиқ тапшурди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти. «Сурийләр» — яки «Арамийлар». Һазирқи Сурийәдикиләр улардин, йәни Арамийлардин чиққан.
Давут Һададезәрниң ғуламлириға тәминләнгән алтун қалқанни тартивелип, Йерусалимға кәлтүрди вә Һададезәрниң шәһәрлири болған Битаһ билән Биротай шәһәрлиридинму интайин көп мисни қолға чүшүрди. «Битаһ» — яки «Тебаһ» — «1Тар.» 18:8ни көрүң.
Хаматниң падишаси Той Давутниң Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қилғинини аңлап, 10  өз оғли Йорамни Давутниң һалини сорашқа вә Давутниң Һададезәр билән җәң қилип уни мәғлуп қилғиниға уни тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Һададезәр дайим Той билән җәң қилип келивататти. Йорам болса күмүч, алтун вә мис қача-буюмларни елип кәлди. «Той ... өз оғли Йорамни ... тәбрикләшкә әвәтти» — «1Тар.» 18:10дә «Йорам» «Хадорам» дегән башқа бир исим билән атилиду. 11-12 Давут падиша мошуларни вә өзи беқиндурған һәммә әлләрдин, җүмлидин Сурийләрдин, Моабийлардин, Аммонийлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләрни Пәрвәрдигарға атап беғишлиди. Булар Зобаһниң падишаси Рәһобниң оғли Һададезәрдин алған олҗини өз ичигә алиду. «Сурийләрдин» — яки «Едомлардин» — 14-айәтни вә «1Тар.» 18:11ни көрүң.
13  Давут Сурийләрни мәғлуп қилип, йәни он сәккиз миң адәмни «Шор вадиси»да өлтүрүп янғанда, униң нам-даңқи хелә чиққан еди. Зәб. 59:1-5 14  У Едомда әскәр баргаһлирини турғузди; пүтүн Едомда баргаһларни қурди. Шуниң билән Едомийларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә барса, Пәрвәрдигар униңға нусрәт берәтти.
15  Давут пүткүл Исраил үстигә сәлтәнәт қилди; у пүткүл хәлқини сорап, адил һөкүмләр чиқирип адаләт жүргүзәтти.
 
Орда әмәлдарлири
2Сам. 20:23-26; 1Тар. 18:15-17
16  Зәруияниң оғли Йоаб қошунниң сәрдари болди; Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза болди; 17  Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Ахимәләк каһин болди; Серая диван беги болди. 18  Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси болди; Давутниң оғуллириму каһин болди. «Кәрәтийләр билән Пәләтийләр» — бәлким Давутқа алаһидә муһапизәтчиләр яки алаһидә зәрбидар әскәрләр болған болуши мүмкин еди. «Давутниң оғуллириму каһин болди» — мошу йәрдә «каһин» бәлким (1) уларниң Худаниң ибадитидә адәттики каһинлардин башқа алаһидә вәзипилири барлиғини; (2) һакимийәттә бир хил вәзирлигини көрситиши мүмкин («1Тар.» 18:17ниму көрүң).
 
 

8:1 «...мәркизий шәһәрниң һоқуқини алди» — яки «Мәттәг-Аммаһ шәһирини алди».

8:4 «бир миң йәттә йүз атлиқ әскәр» — яки «бир миң йәттә йүз җәң һарвуси».

8:4 1Тар. 18:4

8:5 «Дәмәшқтики Сурийләр» — йәни «Дәмәшқтики Сурийәликләр».

8:6 «Сурийләр» — яки «Арамийлар». Һазирқи Сурийәдикиләр улардин, йәни Арамийлардин чиққан.

8:8 «Битаһ» — яки «Тебаһ» — «1Тар.» 18:8ни көрүң.

8:10 «Той ... өз оғли Йорамни ... тәбрикләшкә әвәтти» — «1Тар.» 18:10дә «Йорам» «Хадорам» дегән башқа бир исим билән атилиду.

8:11-12 «Сурийләрдин» — яки «Едомлардин» — 14-айәтни вә «1Тар.» 18:11ни көрүң.

8:13 Зәб. 59:1-5

8:18 «Кәрәтийләр билән Пәләтийләр» — бәлким Давутқа алаһидә муһапизәтчиләр яки алаһидә зәрбидар әскәрләр болған болуши мүмкин еди. «Давутниң оғуллириму каһин болди» — мошу йәрдә «каһин» бәлким (1) уларниң Худаниң ибадитидә адәттики каһинлардин башқа алаһидә вәзипилири барлиғини; (2) һакимийәттә бир хил вәзирлигини көрситиши мүмкин («1Тар.» 18:17ниму көрүң).