3
Ибадәтханини селиш
1Пад. 6:1-38; 7:13-51
1 Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди.
2 Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди.
□ 3 Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди.
□ 4 Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти.
□ 5 У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди.
6 У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди.
7 У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди.
8 Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди.
□ 9 Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди.
□ 10 Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди. 11 Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти. 12 Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти. 13 Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти.
14 Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин өйниң ичидики пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти.
15 Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти.
16 У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти.
□ 17 У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.
□