■14:1 Йо. 2:10, 31; 3:15; Йәш. 2:12-22; 13:6-13; 24:23; Ам. 8:9; Мат. 24:29, Рос. 2:20; Вәһ. 6:12-13.
□14:3 «... Пәрвәрдигар чиқип шу әлләр билән урушиду; У Униң җәң қилған күнидикидәк урушиду» — «җәң қилған күнидикидәк» бәлким Пәрвәрдигар Исраилни Мисирдин қутқузған күнини («Мис.» 14-15-бап) яки Йәшуа пәйғәмбәрниң дәвридә униң Аморийлар билән қилған җеңини көрситиду («Йәшуа» 10-бап).
□14:4 «Униң путлири шу күни Йерусалимниң шәрқий тәрипиниң әң алди болған Зәйтун теғида туриду» — оқурмәнләр Инҗилдин шуни билидуки, Әйса Мәсиһ дуниядин айрилип кәткәндә у дәл мошу тағдин көтирилгән, вә шу чағда пәриштиләр расуллириға: «Әйса асманға чиқип кәтти. Бирақ у қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә дәл силәр көргән пети қайтип келиду» — деди. «шуниң билән Зәйтун теғи оттуридин шәриқ вә ғәрип тәрәпкә йерилиду; зор йоған бир җилға пәйда болиду; тағниң йерими шимал тәрәпкә, йерими җәнуп тәрәпкә йөткилиду» — геологлар Зәйтун теғиниң оттурисидики шәриқтин-ғәрипкә созулған бир «йәр шакили үзүлмиси»ни тапқан. У «Пәрвәрдигарниң күни»дә йерилишни күтмәктә.
■14:4 Дан. 7:13; Әз. 11:23; Мат. 24:30; Мар. 13:26; Луқа 21:27; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
□14:5 «силәр Мениң тағлиримниң дәл мошу җилғиси билән қачисиләр; чүнки тағларниң җилғиси Азәлгичә бариду» — «Азәл»ниң қәйәрдилиги һазирчә бизгә намәлум. Һазирқи әһвалда, Йерусалимдин шәриққә қечиш мүмкин әмәс; «Кидрон җилғиси», шундақла интайин тик болған Зәйтун теғиниң өзи мошундақ «қечиш йоли»ни тосувалиду. «Андин Пәрвәрдигар Худайим келиду; һәмдә Сән билән барлиқ «муқәддәс болғучилар»му келиду!» — «муқәддәс болғучилар» барлиқ керуб-пәриштиләр вә бәлким өлүмдин тирилгән Худаниң муқәддәс бәндилирини көрситиду («1Тес.» 4:13-17ни көрүң).
□14:7 «бирақ у Пәрвәрдигарға мәлум болған алаһидә бир күн, я кечә я күндүз болмайду; шундақ әмәлгә ашурулидуки, кәч киргәндә, аләм йорутулиду» — бәзи алимлар бу нур Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғиниң ахириғичә йетиду, дәп қарайду. Демәк, шу күнләрдә кечидә күндүзгә охшаш йоруқлуқ болиду. Худаға нисбәтән бу «миң жил» пәқәт «бир күн»дәк болиду («2Пет.», 3:8, «Вәһ.» 20-бапни көрүң). Биз бу пикиргә қошулимиз. «Қошумчә сөз»дә униң үстидиму тохтилимиз.
□14:8 «уларниң , йәни суларниң йерими шәрқий деңизға, йерими ғәрбий деңизға қарап ақиду...» — «шәрқий деңиз» йәни «Өлүк деңиз», «ғәрбий деңиз» йәни «Оттура Деңиз».
■14:8 Әз. 47:1-12; Йо. 3:18; Вәһ. 22:1
□14:9 «Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидә падиша болиду; шу күни пәқәт бир «Пәрвәрдигар» болиду...» — демәк, нә Исраиллар нә әлләр һеч қандақ бутни (бурунқидәк халиғанчә) «Пәрвәрдигар» дәвалмайду.
□14:10 «Йерусалим болса «Бинямин дәрвазиси»дин «Биринчи дәрваза»ғичә вә йәнә «Буҗәк дәрвазиси»ғичә, «Һананийәлниң мунари»дин падишаниң шарап көлчәклиригичә жуқури көтирилиду» — ««Бинямин дәрвазиси»дин «Биринчи дәрваза»ғичә вә йәнә «Буҗәк дәрвазиси»ғичә»» дегән арилиқ Йерусалимниң шәрқидин ғәрбиғичә барлиқ җайларни вә ««Һананийәлниң мунари»дин «падишаниң шарап көлчәклири»гичә» дегән арилиқ униң шималидин җәнубиғичә болған барлиқ җайларни көрситиду. Демәк, пүтүн шәһәрни билдүриду, пүтүн шәһәр көтирилиду. «лекин шәһәр йәнила өз җайида шу пети туриду» — бу айәт бойичә Йерусалимниң әтрапидики тағлиқ районлар (60 километрчә узунлуқ вә кәңликтә) түзләңликкә айландурулиду. Шундақ дегини билән «шәһәр йәнила өз җайида шу пети туриду».
□14:11 ««Һалак пәрмани» йәнә һеч чүшүрүлмәйду; Йерусалим хатирҗәмликтә туриду» — «һалак пәрмани» — өткәндә Худа (еғир гуна түпәйлидин) мәлум бир нәрсә, адәм, аилә, шәһәр яки һәтта пүтүн бир хәлиқ тоғрилиқ «һалак пәрмани» чүшүргән болса, уларниң һәммисини йоқитиш керәк еди. Демәк, Исраилда һазир «һалак пәрмани» чүшүрүлгидәк гуналар һеч тепилмайду.
□14:12 «көзлири чанақлирида чирип кетиду» — ибраний тилида «көзи чанақлирида чирип кетиду». «тиллири ағзида чирип кетиду» — ибраний тилида «тили ағзида чирип кетиду».
□14:18 «Мисир җәмәти чиқип һазир болмиса, уларғиму ямғур болмайду; бирақ Пәрвәрдигар «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләр үстигә чүшүридиған ваба уларғиму чүшүрүлиду» — Мисирниң териқчилиғи ямғурға анчә таянмайду, бәлки Нил дәриясиға тайиниду; шуңа уларға әскәртилидуки, қошумчә бир «ваба» уларға чүшиду. Бу қандақ ваба дейилмиди.
□14:21 «... Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болиду» — ибраний тилида «Пәрвәрдигарға қарита пак-муқәддәслик» дейилиду. Бу сөзләр баш каһинниң бешиға тақалған алтун отуғатқа нәқишләнгән («Мис.» 28:36ни көрүң). «Пәрвәрдигарниң өйидә «қанаанлиқ-содигәр» иккинчи болмайду» — «қанаанлиқ-содигәр» ибраний тилида «қанаанлиқ», Пәләстиндики қедимки бутпәрәс милләтләрни һәм «содигәр» дегән икки мәнини көрситиду. Худаниң муқәддәс ибадәтханисида һеч қандақ бутпәрәс (Худани биринчи орунға қоймиған) киши яки «ибадәтни содиға айландуридиған» мәнпәәтпәрәс болғучи тепилмайду.
■14:21 Йәш. 35:8; Йо. 3:17; Вәһ. 21:27; 22:15