16
Худаниң қәһри толған йәттә чинә
1 Шуниңдин кейин, ибадәтханидин көтирилгән жуқури бир авазниң йәттә пәриштигә: «Бериңлар, Худаниң қәһри толған йәттә чинини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
2 Биринчиси берип ченидикини йәр-зиминға төкти. Буниң билән дивиниң тамғиси бесилған вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларда бир хил жиркиничлик һәм азаплиқ чақа-җаһарәт пәйда болди.
■ 3 Иккинчиси чинидикини деңизға төкти; деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.
■ 4 Үчинчиси чинидикини дәрия вә булақларниң сулириға төкти; уларниң сүйиму қанға айланди. 5 Андин мән суларниң пәриштисиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: —
«Мошундақ һөкүмләрни чиқиришиңда адил болғансән,
И һазир бар Болғучи, бар болған Муқәддәс Болғучи!
■ 6 Мошу адәмләр муқәддәс бәндиләр вә пәйғәмбәрләрниң қенини төккәнлиги вәҗидин,
Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар шуниңға лайиқтур».
■ 7 Андин қурбангаһниң җававән: —
«Шундақ, и Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа,
Һөкүмлириң һәқ вә адилдур»
8 Төртинчиси чинидикини қуяшниң үстигә төкти; буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди.
□ 9 Шуниң билән инсанлар дәһшәтлик қизиқта өртәлди; бирақ улар һеч товва қилмиди вә бу балаю-апәтләрниң Егиси болған Худани улуқлашниң орниға Униң намини қарғашти.
■ 10 Бәшинчиси чинидикини дивиниң тәхтигә төкти; дивиниң падишалиғини қараңғулуқ басти, кишиләр азаптин тиллирини чишләшти 11 вә ағриқ-азави вә чақа-җараһәтлириниң дәстидин әрштики Худани күпүрлүк қилип қарғишип, қилмишлириға һеч товва қилишмиди.
12 Алтинчиси чинидикини улуқ Әфрат дәриясиға төкти; шу һаман күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди.
□ 13 Андин мән әҗдиһаниң, дивиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч напак роһни көрдүм.
□ 14 Булар мөҗизилик аламәтләрни көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүткүл йәр йүзидики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик күнидики җәңгә җәм қилишқа уларниң йениға чиқип кетивататти
■ 15 («мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!»).
□ ■ 16 Әнди
напак роһлар падишаларни ибранийчә «Һармагеддон» дейилидиған йәргә җәм қилди.
□ 17 Йәттинчиси чинидикини һаваға төкти; әрштики ибадәтханидин, тәхттин жуқури бир аваз көтирилип: «Иш тамам болди!» дейилди.
■ 18 Шуан чақмақлар чеқилди, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңланди вә дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди; инсанлар йәр йүзидә апиридә болғандин бери бунчилик дәһшәтлик йәр тәврәш һеч болуп бақмиған еди.
■ 19 Катта шәһәр үчкә бөлүнди; һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму ғулитилди. Шуниң билән катта шәһәр Бабил Худаниң ядиға кечип униң әшәддий қәһрлик шараби билән толған қәдәһ униңға берилди.
□ ■ 20 Барлиқ араллар өзини қачуруп ғайип болди, тағларму йоқ болди;
21 Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди. Мөлдүр апити шундақ дәһшәтлик болдики, адәмләр апәтниң дәстидин Худани күпүрлүк қилип қарғашти.
□ ■