136
136-күй •••• Бабилда сүргүн болушниң дәрд-әлими
1 Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ;
Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
2 Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
3 Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди;
Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: —
«Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти.■ Зәб. 78:1
4 Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5 Әй Йерусалим, мән сени унтусам,
Оң қолум маһаритини унтусун!□ «Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!».
6 Сени әслимисәм,
— Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм —
Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7 И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән;
Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар,
Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.■ Йәр. 49:7; Әз. 25:12
8 И булиниш алдида турған Бабил қизи,
Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!■ Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6
9 Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!
□136:5 «Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!».
■136:8 Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6