25
Әлләр тоғрилиқ бешарәтләр •••• Биринчи бешарәт — Аммон тоғрилиқ
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, йүзүңни Аммонийларға қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —
■ 3 — Аммонийларға мундақ дегин — Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң муқәддәс җайим булғанғанда, Исраил зимини вәйран қилинғанда, Йәһуда җәмәти сүргүн қилинғанда сән уларға қарап: «Ваһ! Яхши болди!» дегиниң түпәйлидин, 4 әнди мана, Мән сени шәриқтики әлләрниң егидарчилиғиға тапшуримән; улар сениң араңда баргаһ қуруп, араңда чедирлирини тикиду; улар мевилириңни йәп, сүтүңни ичиду. 5 Мән Раббаһ шәһирини төгиләр үчүн отлақ, Аммонийларниң йерини қой падилири үчүн арамгаһ қилимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
6 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин,
□ 7 әмди мана, Мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән; Мән сени хәлиқләр ичидин үзимән, мәмликәтләр ичидин йоқитимән; Мән сени һалак қилимән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
□
Иккинчи бешарәт — Моаб тоғрилиқ
8 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки Моаб вә Сеирниң: «Йәһуда пәқәт барлиқ башқа әлләр билән охшаш, халас» дегини түпәйлидин,
■ 9 шуңа мана, Мән Моабниң йенини — чегарасидики шәһәрләрни, зимининиң пәхри болған Бәйт-Йәшимот, Баал-Меон вә Кириатайим шәһәрлиридин башлап йерип ачимән;
10 уларни Аммонийларниң зимини билән биллә шәриқтики әлләргә тапшуримән; Мән Аммонийларниң йәнә әлләр арисида әсләнмәслиги үчүн, уларниң егидарлиғиға тапшуримән;
■ 11 вә Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
□
Үчинчи бешарәт — Едомни әйипләш
12 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — чүнки Едом Йәһуда җәмәтидин өч елип яманлиқ қилип, шуниңдәк еғир гунакар болғини түпәйлидин, интиқам алғнини түпәйлидин,
13 — әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Едомға қолумни созимән; шуниң билән уни зиминидин адәмләр һәм һайванлардин мәһрум қилимән; Мән уни Теман шәһиридин тартип вәйран қилимән; улар Дедан шәһиригичә қилич билән жиқилиду.
14 Шуниң билән Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин Өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду; Едомийлар Мениң интиқамимниң немә екәнлигини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
□
Төртинчи бешарәт — Филистийәни әйипләш
15 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Филистийләр интиқам нийити билән һәрикәт қилип, кона өчмәнлиги билән Йәһудани йоқитайли дәп ич-ичидин өч алғини түпәйлидин,
16 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Филистийәниң үстигә қолумни узартимән; Мән Кәрәтийләрни қириветимән, деңиз бойидикиләрниң қалдуқлириниму вәйран қилимән.
17 Мән уларниң үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән; уларниң үстидин интиқам алғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
□