□107:1-2 «Давутниң күй-нахшиси: —....» — оқурмәнләр көрәләйдуки, бу күйниң айәтлири 57-күйдики 7-11-айәтләр, 60-күйдики 5-12-айәтләргә охшап кетиду. Шуңа бу айәтләрниң изаһатлири мошу күйгиму тәвә, әлвәттә. «... Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!» — «роһум» мошу йәрдә ибраний тилидики «мениң шәривим»ниң тәрҗимиси.
□107:9 «Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һаса мдур».
□107:10 «Моаб Мениң жуюнуш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз Егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 8:1ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).