35
35-күй •••• Гунакар инсан вә Худаниң меһриванлиғи
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй: —
 
Рәзил адәмниң асийлиғи мениң қәлбимдә бир бешарәтни пәйда қилиду: —
«Униң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур!». «Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй»: — «Пәрвәрдигарниң қулиниң, Давутниң күйи».
Чүнки у өз-өзини махтайдуки,
У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду. «У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду» — бәлким у өзини алдимақчи болуп: «Мениң гунайим анчә еғир әмәс», демәкчи. Толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси: «Униң гунайиниң жиркиничлиги ашкариланған болсиму, у йәнила өз өзини махтайду».
Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур;
Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур.
У орнида ятқандиму гунани көзләйду;
У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду;
Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду.
И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду;
Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду! Зәб. 56:11; 107:5
Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк,
Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур.
И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән;
Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа!
Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду.
Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду;
Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән.
10 Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи;
Нуруңда болуп нурни көримиз.
11 Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни,
Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән.
12 Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән;
Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун;
13 Мана, яманлиқ қилғучилар жиқилди!
Ғулитиветилди, орнидин қайта туралмайду!
 
 

35:1-2 «Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй»: — «Пәрвәрдигарниң қулиниң, Давутниң күйи».

35:3 «У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду» — бәлким у өзини алдимақчи болуп: «Мениң гунайим анчә еғир әмәс», демәкчи. Толуқ айәтниң йәнә бир хил тәрҗимиси: «Униң гунайиниң жиркиничлиги ашкариланған болсиму, у йәнила өз өзини махтайду».

35:6 Зәб. 56:11; 107:5