15
Ақма тоғрилиқ
1 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
2 Исраилларға мундақ дәңлар: — Һәр қандақ әркәкниң өз тенидин ақма чиқса шу киши шу ақма сәвәвидин напак саналсун.
□ 3 Ақма чиқиштин болған напаклиқ тоғрисидики һөкүм шуки, ақмиси мәйли тенидин еқип турсун яки еқиштин тохтитилған болсун, шу киши йәнила напак саналсун;
4 мундақ ақма болған киши ятқан һәр бир орун-көрпә напак санилиду вә у қайси нәрсиниң үстидә олтарса шу нәрсиму напак санилиду.
5 Кимки у ятқан орун-көрпигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, андин кәч киргичә напак саналсун.
6 Шуниңдәк кимки мундақ ақма болған киши олтарған нәрсидә олтарса өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
7 Кимки ақма болған кишиниң тенигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
8 Әгәр ақма болған киши пак бирисигә түкүрсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, кәч киргичә напак саналсун.
9 Қайсибир егәр-тоқумниң үстигә ақма болған киши минсә, шу нәрсә напак саналсун. 10 Кимки униң тегидә қоюлған нәрсиләргә тәгсә кәч киргичә напак санилиду; вә кимки шу нәрсиләрни көтәрсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун, вә кәч киргичә напак саналсун.
11 Ақма болған киши қолини жуймастин биркимгә тәккүзсә, шу киши өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
12 Ақма болған киши сапал қачини тутуп салса, шу қача чеқиветилсун; яғач қача болса суда жуюлсун.
■
«Ақмидин паклиниш» тоғрилиқ
13 Қачаники ақма бар киши ақма һалитидин қутулса, өзиниң пак қилиниши үчүн йәттә күнни һесаплап өткүзүп, андин кийимлирини жуюп, еқин суда жуюнсун; андин пак санилиду. 14 Сәккизинчи күни икки пахтәк яки икки бачкини елип, җамаәт чедириниң кириш ағзиға, Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшурсун. 15 Каһин улардин бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн сунсун. Бу йол билән каһин Пәрвәрдигарниң алдида униң ақма болғанлиғиға кафарәт кәлтүриду.
16 Әгәр бир әркәкниң мәнийси өзлүгидин чиқип кәткән болса, у пүтүн бәдинини суда жуйсун, у кәч киргичә напак саналсун. 17 Шуниңдәк адәмниң мәнийси қайси кийимигә яки терисигә жуқуп қалса, суда жуюлсун вә кәч киргичә напак саналсун.
18 Әр вә аял киши бир-биригә йеқинлишиши билән мәний чиқса, иккиси жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
Аял кишиләрдики ақма келиш тоғрилиқ
19 Әгәр аял кишиләр ақма келиш һалитидә турса вә ақмиси хун болса, у йәттә күнгичә «айрим» турсун; кимки униңға тәгсә кәч киргичә напак саналсун.
□ 20 «Айрим» туруш мәзгилидә, қайси нәрсиниң үстидә ятса, шу нәрсә напак санилиду, шундақла қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсиму напак саналсун.
21 Һәр ким униң орун-көрписигә тәгсә өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
22 Һәр ким у олтарған нәрсигә тәгсә, өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
23 Вә әгәр бирким у ятқан яки олтарған җайда қоюлған бирәр нәрсигә тәгсә, кәч киргичә напак саналсун.
24 Әгәр бир әр киши шу һаләттики аял билән биргә ятса, шундақла униң хун напаклиғи шу әргә жуқуп қалса, у йәттә күнгичә напак саналсун; у ятқан һәр бир орун-көрпиму напак саналсун.
□ ■ 25 Әгәр аял кишиниң адәт вақтиниң сиртидиму бир нәччә күнгичә хуни келип турса, яки хун ақмиси адәт вақтидин ешип кәткән болса, ундақта бу напак қан еқип турған күнлириниң һәммисидә, у адәт күнлиридә турғандәк саналсун, йәнә напак саналсун.
■ 26 Қан кәлгән һәр бир күндә у қайси орун-көрпә үстидә ятса, булар у адәт күнлиридә ятқан орун-көрпиләрдәк һесаплиниду; у қайси нәрсиниң үстидә олтарған болса, шу нәрсә адәт күнлириниң напаклиғидәк напак саналсун.
27 Һәр ким бу нәрсиләргә тәгсә напак болиду; шу киши кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун.
Аял кишиләрниң һәйиздин башқа хун келиштин паклиниши
28 Аял киши қачан хун келиштин сақайса, у йәттә күнни һесаплап, өткүзүп болғанда пак санилиду. 29 Сәккизинчи күни у икки пахтәк яки икки бачкини елип җамаәт чедириниң кириш ағзиға, каһинниң қешиға кәлтүрсун. 30 Каһин буларниң бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн өткүзсун; бу йол билән каһин униң напак ақма қенидин пак болушиға униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду.
Хуласә
31 Силәр мошу йол билән Исраилларни напаклиғидин үзүңлар; болмиса, улар напаклиғида туриверип, уларниң арисида турған мениң туралғу чедиримни булғиши түпәйлидин напак һалитидә өлүп кетиду. 32 Ақма келиш һалитидә болған киши вә мәний кетиш билән напак болған киши тоғрисида, 33 Шуниңдәк хун келиш күнлиридики ағриқ аял киши тоғрилиқ, ақма һаләттә болған әр вә аял тоғрилиқ, напак һаләттики аял биллә ятқан әр тоғрилиқ кәлгән қанун-бәлгүлимә мана шулардур.