14
Песә-мохо кесәллиридин паклиниш бәлгүлимилири
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Песә-мохо болған киши пак қилинидиған күнидә беҗа қилиш керәк болған қанун-бәлгүлимә мана төвәндикидәктур: — У каһинниң алдиға кәлтүрүлсун. Мат. 8:4; Мар. 1:44; Луқа 5:14; 17:14 Каһин чедиргаһниң ташқириға чиқип, песә-мохо болған кишигә сәпселип қарисун; әгәр песә-мохо болған киши кесилидин сақайған болса, Ундақта каһин пак қилинидиған кишигә пак, тирик қуштин иккини униңға қошуп кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа кәлтүрүшкә буйрусун. «қизил рәхт» — яки «қизил жип». «зофа» — бир хил өсүмлүк; башқа бир исми «лепәкгүл». Андин каһин қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлаңлар дәп буйрусун; «еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә...» — яки «еқин су үстидә тутуп турулған сапал козиниң үстидә...». андин тирик қушни болса, каһин уни кедир яғичи, қизил рәхт вә зофа билән елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини тирик қуш билән биргә еқин суниң үстидә боғузланған қушниң қениға чилисун, андин песә-моходин пак қилинидиған кишигә йәттә қетим сепиши билән уни пак дәп җакалисун; вә тирик қушни далаға қоюп бәрсун.
 
«Пак қилиниш»тики йәттә күн
Песә-моходин пак қилинидиған киши кийимлирини жуюп, бәдинидики барлиқ түкләрни чүшүрүп, суда жуюнғандин кейин пак һесаплиниду. Андин униңға чедиргаһқа киришкә иҗазәт болиду; пәқәт у йәттә күнгичә өз чедириниң тешида туруши керәк. Йәттинчи күни у бәдинидики һәммә түкләрни чүшүрсун; башниң чач-сақаллири вә қешини, йәни барлиқ түклирини чүшүрсун; у кийимлирини жуюп өз бәдинини суда жуйсун, андин пак болиду.
 
Сәккизинчи күни
10 Сәккизинчи күни у икки беҗирим әркәк қоза билән бир яшқа киргән беҗирим чиши қозидин бирни, шуниңдәк бир әфаһниң ондин үчигә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун «ашлиқ һәдийә»ни, бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун. «бир лог» — бәлким тәхминән бир летрниң йерими болуши мүмкин. 11 Уни «пак» дәп җакалайдиған бу рәсим-қаидини өткүзидиған каһин пак қилинидиған кишини вә у нәрсиләрни җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң алдида һазир қилсун. 12 Андин каһин әркәк қозиларниң бирини елип итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунуп, униң билән биллә шу бир лог зәйтун мейиниму кәлтүрүп, пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун. 13 Қоза болса муқәддәс бир җайниң ичидә гуна қурбанлиғи билән көйдүрмә қурбанлиқлар боғузлинидиған җайда боғузлансун; чүнки итаәтсизлик қурбанлиғи болса гуна қурбанлиғиға охшаш, каһинға тәвә болуп «әң муқәддәсләрниң бири» санилиду. «муқәддәс бир җай» — мошу йәрдә муқәддәс җайниң һойлисини көрситиду.   Лав. 7:7
14 Каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин елип пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң чоң бармиғи билән оң путиниң чоң бармиғиғиму сүрүп қойсун. 15 Андин каһин шу бир лог зәйтун мейидин елип, өзиниң сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун. 16 Каһин оң бармиғини сол қолидики зәйтун мейиға чилап, Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим бармиғи билән сәпсун.
17 Андин каһин қолидики қалған майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрүлгән итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрүп қойсун. 18 Сүрүп болуп, каһин қолидики ешип қалған майни пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун. Бу йол билән каһин униң үчүн Пәрвәрдигарниң алдида кафарәт кәлтүриду. 19 Андин каһин гуна қурбанлиғини сунуп, пак қилинидиған кишини напаклиғидин пак қилишқа кафарәт кәлтүриду; ахирида у көйдүрмә қурбанлиқни боғузлисун. 20 Каһин көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қурбангаһта сунсун. Бу йол билән каһин униң үчүн кафарәт кәлтүрүп, у киши пак болиду.
21 Лекин у кәмбәғәлликтин шундақ қилишқа қурби йәтмисә, өзигә кафарәт кәлтүрүш үчүн «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун, шуниңдәк ашлиқ һәдийә үчүн бир әфаһниң ондин биригә баравәр зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун билән бир лог зәйтун мейини кәлтүрсун «кафарәт кәлтүрүш үчүн ... ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун» — мошу йәрдә «итаәтсизлик қурбанлиғи»ниң сәвәп-мәхсити ениқ көрүниду — кесәл болған киши кесили түпәйлидин Худаға һеч қандақ қурбанлиқ яки һәдийә суналмиса, шу вақиттики сунмиған қурбанлиқлири үчүн Худаға қәриздар дәп һесаплиниду. «Итаәтсизлик қурбанлиғи» болса бу қәризниң орнида болатти. Мәсилән мәзкур китап, 5-бап, 14-19-айәтни көрүң. 22 вә өз әһвалиға яриша икки пахтәк яки икки бачка елип кәлсун; бири гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бири көйдүрмә қурбанлиқ үчүн болсун; 23 сәккизинчи күни буларни өзиниң пак қилиниши үчүн җамаәт чедириниң кириш ағзиға елип келип, Пәрвәрдигарниң алдида каһинниң қешиға кәлтүрсун. 24 Каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болидиған әркәк қоза билән шу бир лог майни елип, буларни пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун. 25 Итаәтсизлик қурбанлиғи қилинған әркәк қозини болса өзи боғузлисун; андин каһин итаәтсизлик қурбанлиғиниң қенидин азғина елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға, оң қолиниң баш бармиғиға вә оң путиниң баш бармиғиға сүрсун. 26 Андин каһин майдин елип, сол қолиниң алиқиниға азғина қуйсун. 27 Шундақ қилип, каһин оң бармиғи билән сол қолидики майдин Пәрвәрдигарниң алдида йәттә қетим сәпсун. 28 Андин каһин өзи қолидики майдин елип, пак қилинидиған кишиниң оң қулиқиниң юмшиқиға вә оң қолиниң баш бармиғи билән оң путиниң баш бармиғиға итаәтсизлик қурбанлиғиниң қениниң үстигә сүрсун. 29 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң алдида униңға кафарәт кәлтүрүшкә каһин қолидики майниң қалғинини пак қилинидиған кишиниң бешиға қуйсун; 30 андин шу киши өз қурбиға қарап пахтәктин бирни яки бачкидин бирни сунсун; 31 өз қурбиға қарап, бирини гуна қурбанлиғи, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ қилип ашлиқ һәдийә билән биллә сунсун. Бу йолда каһин Пәрвәрдигарниң алдида пак қилинидиған киши үчүн кафарәт кәлтүриду.
32 Өзидә песә-мохо болған, пак қилиниши үчүн ваҗип болидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә қурби йәтмәйдиған кишиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шулардур.
 
Песә-мохо кесили басқан өйләр тоғрилиқ
33 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ деди: — 34 — Силәр Мән өзүңларға мирас қилип беридиған Қанаан зиминиға киргәндин кейин, Мән силәр егә болидиған шу зиминдики бир өйгә бир хил песә-мохо ярисини әвәтсәм, 35 өйниң егиси каһинниң қешиға берип, униңға буни мәлум қилип: «Мениң өйүмгә ваба жуққандәк көрүниду», дәп мәлум қилиши керәк. «мениң өйүмгә ваба жуққандәк көрүниду» — бу айәтләрдә тилға елинған «песә-мохо Кесили»ниң өйләргә жуқуши бәлким адәмни һәйран қиларлиқ иш болуши мүмкин. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
36 Каһин болса: — Өйдики һәммә нәрсиләр напак болмисун үчүн мән берип бу вабаға сәпселип қараштин бурун өйни бекарлаңлар, дәп буйрусун. Андин каһин кирип өйгә сәпселип қарисун. 37 У шу вабаға сәпселип қариғинида, мана өйниң тамлириға ваба дағлири жуққан җайлар кавак болса, һәм йешилға майил яки қизғуч болуп, тамниң йүзидин қениқрақ болса, «... кавак болса» — яки «томпийип чиққан болса». Ибраний тилидики бу сөз Муқәддәс Китапта бирла қетим тепилиду. 38 каһин өйниң ишигиниң алдиға чиқип, ишикни йәттә күнгичә тақап қойсун. 39 Андин каһин йәттинчи күни йенип келип, сәпселип қариғинида, өйниң тамлиридики из-дағ кеңийип кәткән болса, 40 каһин: — Ваба жуққан ташларни чиқирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливетиңлар, дәп буйрусун. 41 Шуниң билән биргә у өйниң ичиниң төрт әтрапини қирдорсун вә улар қирған сугақни болса шәһәрниң тешидики напак бир җайға төкүвәтсун. 42 Андин улар башқа ташларни елип, илгәрки ташларниң орнида қойсун вә башқа һак лай етип, униң билән өйни қайтидин сугисун.
43 Әгәр у ташларни чиқирип, өйни қирдуруп қайтидин сугатқандин кейин, өйдә ваба деғи йәнә пәйда болса, 44 ундақта каһин йәнә кирип буниңға сәпселип қарисун. Сәпселип қариғинида, мана из-дағ өйдә кеңийип кәткән болса, бу өйгә жуққини чириткүч ваба болиду; өй напак санилиду. 45 Бу вәҗидин улар өйни, йәни яғач-таш вә барлиқ сугиқи билән биллә чүшүрүп, һәммисини көтирип шәһәрниң сиртидики напак бир җайға ташливәтсун. 46 Кимдәким өй тақалған мәзгилдә униңға кирсә, у кәч киргичә напак санилиду. 47 Әгәр бирким өй ичидә ятқан болса, кийимлирини жуйсун; вә әгәр бириси өйдә ғизаланған болса, уму өз кийимлирини жуйсун. 48 Лекин каһин кирип, өйгә сәпселип қариғинида өй сугалғандин кейин ваба униңда кеңийип кәтмигән болса, ундақта каһин өйни «пак» дәп җакалисун; чүнки униңдики ваба сақайған болиду.
49 Андин у өйниң пак қилиниши үчүн икки қуш, кедир яғичи, қизил рәхт билән зофа елип келип, 50 қушларниң бирини еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә боғузлисун; «...еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә» — яки «... еқин су үстидә тутуп турулған сапал козиниң үстидә». 51 андин у кедир яғичи, зофа, қизил рәхт вә тирик қушни биллә елип келип, бу нәрсиләрниң һәммисини боғузланған қушниң қениға, шундақла еқин суға чилап, өйгә йәттә мәртивә сәпсун; 52 бу йол билән у өйни қушниң қени, еқин су, тирик қуш, кедир яғичи, зофа вә қизил рәхт арқилиқ напаклиқтин паклайду. 53 Андин у тирик қушни шәһәрниң сиртида, далада қоюп бәрсун. У шундақ қилип, өй үчүн кафарәт кәлтүриду; у өй пак санилиду.
54 Булар болса һәр хил песә-мохо җараһити, қақач, 55 кийим-кечәк вә өйгә жуққан песә-мохо вабаси, 55b теридики чиқанлар, тәмрәткә вә пақирақ ақ из-дағлар тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур. 56 Шу бәлгүлимиләр билән бир нәрсиниң қайси әһвалда напак, қайси әһвалда пак болидиғанлиғини пәриқ етишкә көрсәтмә беришкә болиду; мана бу песә-мохо тоғрисидики қанун-бәлгүлимидур.
 
 

14:2 Мат. 8:4; Мар. 1:44; Луқа 5:14; 17:14

14:4 «қизил рәхт» — яки «қизил жип». «зофа» — бир хил өсүмлүк; башқа бир исми «лепәкгүл».

14:5 «еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә...» — яки «еқин су үстидә тутуп турулған сапал козиниң үстидә...».

14:10 «бир лог» — бәлким тәхминән бир летрниң йерими болуши мүмкин.

14:13 «муқәддәс бир җай» — мошу йәрдә муқәддәс җайниң һойлисини көрситиду.

14:13 Лав. 7:7

14:21 «кафарәт кәлтүрүш үчүн ... ялғуз бир әркәк қозини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун» — мошу йәрдә «итаәтсизлик қурбанлиғи»ниң сәвәп-мәхсити ениқ көрүниду — кесәл болған киши кесили түпәйлидин Худаға һеч қандақ қурбанлиқ яки һәдийә суналмиса, шу вақиттики сунмиған қурбанлиқлири үчүн Худаға қәриздар дәп һесаплиниду. «Итаәтсизлик қурбанлиғи» болса бу қәризниң орнида болатти. Мәсилән мәзкур китап, 5-бап, 14-19-айәтни көрүң.

14:35 «мениң өйүмгә ваба жуққандәк көрүниду» — бу айәтләрдә тилға елинған «песә-мохо Кесили»ниң өйләргә жуқуши бәлким адәмни һәйран қиларлиқ иш болуши мүмкин. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

14:37 «... кавак болса» — яки «томпийип чиққан болса». Ибраний тилидики бу сөз Муқәддәс Китапта бирла қетим тепилиду.

14:50 «...еқин су қачиланған сапал козиниң үстидә» — яки «... еқин су үстидә тутуп турулған сапал козиниң үстидә».