Йәнә диққәт қилимизки, гәрчә «бағниң оттурисида» икки дәрәқ болсиму, Һава анимиз пәқәт «бағниң оттурисидики дәрәқ» дәп, бирла дәрәқни тилға алиду. Униң көңли аллиқачан шу дәрәққә мәптун болуп қалған болуши мүмкин.
Инҗил бойичә Һава анимиз алдинип қалғучи, толуқ гуна садир қилғучи Адәм атимиздур; чүнки у һеч қаршилиқ көрсәтмәй, билип туруп шу мевидин йеди («1Тим.» (1)» 2:14ни көрүң). Адәм атимиз Һава аниниң йенида болғини билән, йәнила уни мевини йейиштин тосумиди. ■ Рим. 5:12,14-21; 1Тим. 2:14. 7 Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти.
□3:1 «илан... дәп сориди» — биздә гуман йоқки, иланни ишлитип сөз қилғучи Шәйтан еди («Вәһ.» 12:9, 20:2ни көрүң). Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Шәйтан «Худа» дегини билән, «Рәб» яки «Пәрвәрдигар» дегән намларни қәтъий ишләтмәйду. У аялдин соал сориғанда Худаниң ейтқан сөзидики «халиқиниңчә» дегән сөзни чиқириветиду.
□3:3 «Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду» — Һава анимиз Худаниң тапилиғинини ейтқанда, биринчидин «халиқиниңчә» дегән сөзни дейишни унтуп қалған, иккинчидин Худаниң сөзигә: «қол тәккүзмәңләр» дегәнни қошуп қойиду (2:4). Лекин Һава анимиз мошу сөзләрни беваситә Худадин аңлиған әмәс, ери Адәм атимиз униңға тоғра йәткүзүши керәк еди; шуңа бу хаталиқниң мәсъулийити Адәм атимиздиму болуши мүмкин. Йәнә диққәт қилимизки, гәрчә «бағниң оттурисида» икки дәрәқ болсиму, Һава анимиз пәқәт «бағниң оттурисидики дәрәқ» дәп, бирла дәрәқни тилға алиду. Униң көңли аллиқачан шу дәрәққә мәптун болуп қалған болуши мүмкин.
□3:6 «Аял ... көрди» — Һава ана учриған аздурулушни Мәсиһ Әйса учриған синақ билән селиштурсақ уларда охшаш үч амил мәвҗут — «Луқа» 4:1-14 вә «1Юһ.» 2:16ни көрүң. Инҗил бойичә Һава анимиз алдинип қалғучи, толуқ гуна садир қилғучи Адәм атимиздур; чүнки у һеч қаршилиқ көрсәтмәй, билип туруп шу мевидин йеди («1Тим.» (1)» 2:14ни көрүң). Адәм атимиз Һава аниниң йенида болғини билән, йәнила уни мевини йейиштин тосумиди.
■3:6 Рим. 5:12,14-21; 1Тим. 2:14.
□3:8 «күн салқинлиғанда» — яки «күнниң салқин шамал вақтида». «Күнниң салқинлишиш вақти» Оттура Шәриқтә кәчқурун башлиниду.
□3:14 «Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди» — Худа иландин һеч қандақ соал соримайду. «бәкрәк ләнәткә қалисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «пәқәт сәнла шу ләнәтләргә қалисән...». Амма Адәм атимизниң гунайи үчүн барлиқ җан егилири ләнәткә қелип өлиду; шуңа биз 3:14дики тәрҗимини тоғра дәп қараймиз. «Топа йәйсән» — Иланларниң озуғи топа әмәс, әлвәттә, бирақ улар һәрдайим озуқ йегәндә топа йемәй қалмайду. Бу иш иланниң пәсләстүрүлгәнлигини, номусқа қалдурулғанлиғини тәкитләйду.
□3:15 «У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду» — аялниң нәсли шундақ қилиду. «У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән» — мошу бешарәттә көрситилгән иш шуки, аял кишиниң нәсли Шәйтанниң бешини пути билән дәссәп янчиғанда, Шәйтанму униңға һуҗум қилип тапинини яриландуриду. Бу бешарәтни дунияға келидиған Қутқузғучи тоғрилиқ, дәп ишинимиз. Буниң үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□3:16 «Һамилдарлиғиңни. ... көпәйтимән» — инсан өлидиған қилинғачқа, аял киши көпрәк бала туғуши керәк. «Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, у үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шундақтиму, ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән вә у сени башқуриду». Амма Худаниң мошу һөкүми билән гуна түпәйлидин әр-аял арисида зиддийәт вә күрәш пәйда болди, дегәнликтур, дәп қараймиз. Охшаш пеилларни ишләткән, охшаш шәкиллик бир җүмлә 4:7дә тепилиду.
■3:16 1Кор. 14:34; 1Тим. 2:11,12; Тит. 2:5; 1Пет. 3:6.
□3:17 «аялиңниң сөзигә» — ибраний тилида «аялиңниң авазиға». «... дәрәқтин йегиниң түпәйлидин» — әлвәттә, Адәм атиниң бу дәрәқниң мевисини йейишини көрситиду. Әслий текст ибраний тилида «дәрәқтин» дәп елиниду.
□3:18 «Сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән» — Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә инсанларға пәқәт зираәт-отяш (гөшни әмәс) йейишкә рухсәт еди (1:29ни көрүң).
□3:20 «Һава» — ибраний тилидики «һаятлиқ» дегән сөз билән аһаңдаш. Адәм атиниң бу сөзлири бешарәтлик еди; чүнки Һава ана техичә бала туғмиған еди.
□3:21 «Һайван терилири» — бу териләрни ишлитиш үчүн мәлум гунасиз һайванатлар өлүши керәк. Бу бәлким биринчи қурбанлиқлар болуши мүмкин. Худаниң Адәм ата вә Һава анимизға ейтқан сөзлири вә қилған муамилиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□3:22 «Бизләр» — тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни (1:26 тоғрилиқ) көрүң. «Уни тосушимиз керәк» — мошу сөзләр әйни тексттә йоқ.
□3:24 «Керублар» — бәлким аләмдики әң күчлүк вә әң жуқури дәриҗилик пәриштиләр яки мәхлуқлар болуши мүмкин. «Тәбирләр»ни көрүң.