10
Сәккизинчи апәт — чекәткә апити
Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға барғин; чүнки уларниң арисида бу мөҗизилик аламәтләрни көрситишим үчүн Пирәвнниң көңлини вә әмәлдарлириниң көңлини қаттиқ қилип қойдум. Мис. 4:21; 9:34 Бу иш билән Мениң мисирлиқларни қандақ рәсва қилғанлиғим вә уларниң арисида көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни сән оғлуңниң андин нәврәңниң қулиқиға йәткүзисән. Буниң билән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисиләр, деди. «қандақ рәсва җазалиғанлиғим» — яки «қаттиқ җазалиғанлиғим». Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға берип, униңға: — Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Өзүңни алдимда төвән тутушни қачанғичә рәт қилисән? Маңа ибадәт қилиш үчүн қовмимни қоюп бәр.
Чүнки әгәр сән қовмимни қоюп беришни рәт қилсаң, мана, Мән әтә сениң жутуңға чекәткә әвәтимән. Улар силәр зимин йүзини көрмигидәк қилип йепиветиду, силәрниң мөлдүрдин аман қалған нәрсилириңларниму, далаларда өскән һәммә дәл-дәрәқлириңларниму йәп кетиду. Улар орда-сарайлириңға, әмәлдарлириңниң сарайлири, шундақла барлиқ мисирлиқларниң өйлиригә толуп кетиду; бундақ апәтни ата-боваңлириң вә ата-бовилириңниң ата-бовилириму йәр йүзидә апиридә болғандин тартип көрүп бақмиған» — деди-дә, бурулуп Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти. Пирәвнниң әмәлдарлири униңға: — Бу адәм бизгә қачанғичә қапқан болар? Өз Худаси Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа бу адәмләрни қоюп бәргәйла! Мисирниң харап болғинини техичә көрмәйватамдила? — деди. Шуниң билән Муса билән Һарун Пирәвнниң алдиға йәнә чақиритип келинди. У уларға: — Пәрвәрдигарға ибадәт қилиш үчүн бериңлар; лекин баридиғанлар зади кимләр? — деди.
Муса җавап берип: — Яшлиримиз вә қери-чүриләр билән, оғуллиримиз вә қизлиримиз билән, қой вә кала падилиримизни елип һәммимиз баримиз; чүнки биз Пәрвәрдигар үчүн һейт өткүзүшимиз керәк, деди.
10 У уларға: — Силәрни бала-җақаңлар билән қошуп қоюп бәргинимдә, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! Мана, алдиңларда балаю-апәт турупту! «Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай!» — бу тәһдит салидиған, наһайити кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә.
Башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарни силәр билән болсун дәп, силәрни бала-җақаңлар билән қошуп қоюп берәмдим?». «Мана, алдиңларда балаю-апәт турупту!» — ибраний тилида «яманлиқ», «апәт» яки «балаю-апәт» «ра» дегән сөз билән ипадилиниду. Лекин мисирлиқларниң муһим илаһи — «қуяш илаһи»ниң намиму «Ра» болғачқа, Пирәвнниң сөзи икки бислиқ болушиму мүмкин; ундақ болғанда иккинчи мәнаси: «Мениң илаһим «Ра» силәрни җазалайду!» дегәнлик болиду («алдиңларда «ра» турупту!).
Мошу ибарә башқа тәрҗимиләрдә «Мана, силәрдә яман нийәт бар!» дәпму тәрҗимә қилиниду.
11 Йоқсу, бундақ қилишиңларға болмайду! Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа пәқәт араңлардин әр кишиләрла барсун! Чүнки силәрниң тәливиңлар дәл шу әмәсмиди! — деди-дә, улар Пирәвнниң алдидин қоғлап чиқирилди.
12 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зимининиң үстигә қолуңни узатқин. Шундақ қилсаң, чекәткиләр Мисир зиминини бесип, зиминдики һәр хил отяшларни, йәни мөлдүрдин аман қалғанниң һәммисини йәп кетиду, деди.
13 Муса һасисини Мисир зимининиң үстигә узатти; Пәрвәрдигар шу күни вә кечиси зимин үстигә шәриқ шамили чиқарди. Сәһәрдә, шәриқ шамили чекәткиләрни учуруп кәлди. Зәб. 77:46; 104:34,35 14 Чекәткиләр Мисирниң пүткүл зиминиға йейилип, Мисирниң пүтүн чегарисиниму басти. Апәт интайин еғир болди; илгири бундақ чекәткә апити болуп бақмиған, мундин кейинму униңдәк болмайду.
15 Улар пүткүл зиминниң йүзини қаплиди, йәр қараңғулишип кәтти; улар мөлдүрдин аман қалған зиминдики һәммә отяшларни вә дәл-дәрәқләрниң барлиқ мевилирини йәп кәтти. Шуниң билән пүткүл Мисир зимини тәвәсидики дәл-дәрәқләрдә яки даладики гүл-гияларда һеч йешиллиқ қалмиди.
16 Андин Пирәвн алдирап-тенәп Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән һәм Худайиңлар Пәрвәрдигар алдида һәм силәрниң алдиңларда гуна қилдим. 17 Әнди мошу бир қетим гунайимдин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлардин бу өлүмни мәндин елип кетишини илтиҗа қилишиңларни өтүнимән, — деди.
18 Шуниң билән Муса Пирәвнниң алдидин чиқип Пәрвәрдигарға илтиҗа қилди. 19 Шуниң билән Пәрвәрдигар шамални бурап ғәрип тәрәптин интайин күчлүк боран чиқирип, чекәткиләрни учуруп, Қизил Деңизға ғәриқ қилди; Мисирниң пүткүл тәвәсидә бир талму чекәткә қалмиди. 20 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни қоюп бәрмиди.
 
Тоққузинчи апәт — қараңғулуқ апити
21 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Қолуңни асманға қаритип узатқин; шуниң билән қаттиқ бир қараңғулуқ болиду, һәтта адәм силиса қолиға туюлғидәк қоюқ қараңғулуқ Мисир зиминини қаплайду, — деди.
22 Андин Муса қолини асманға қаритип узитивиди, қоюқ бир қараңғулуқ Мисир зиминини үч күнгичә қаплап турди. Зәб. 104:27,28 23 Үч күнгичә бири йәнә бирини көрәлмәс вә я һеч ким өз җайидин қозғилалмас болди; лекин барлиқ Исраиллар олтарған җайларда йоруқлуқ бар еди. 24 Пирәвн Мусани чақиртип униңға: — Берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар. Пәқәт қой вә кала падилириңлар қалсун; бала-җақилириңларниму елип барсаңлар болиду, деди. 25 Муса җававән: — Ундақта Худайимиз Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилишқа инақлиқ қурбанлиғи вә көйдүрмә қурбанлиғиға лазимлиқ чарпайларни сән бизгә берәмсән? «бизгә» — ибраний тилида «қолимизға». «бизгә берәмсән?» — яки «бизгә беришиң керәк!».
26 Өзимизниң чарпайлиримиз биз билән биргә кетиши керәк, бир туйиғиму кәйнидә қалса болмайду; чүнки Худайимиз Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа қурбанлиқ қилидиғинимизни булардин таллишимиз лазим. У йәргә йетип бармиғичә, Пәрвәрдигарға қайси қурбанлиқлар билән ибадәт қилидиғинимизни билмәймиз, — деди.
27 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; у уларни йәнила қоюп бәрмиди. 28 Пирәвн Мусаға: — Алдимдин йоқал! Һези бол, иккинчи маңа көрүнгүчи болма! Чүнки йүзүмни йәнә көргән күнүң җениңдин айрилисән, — деди.
29 Муса униңға: — Раст ейттиң! Мән сениң йүзүңни иккинчи көргүчи болмаймән, — деди. Ибр. 11:27
 
 

10:1 Мис. 4:21; 9:34

10:2 «қандақ рәсва җазалиғанлиғим» — яки «қаттиқ җазалиғанлиғим».

10:10 «Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай!» — бу тәһдит салидиған, наһайити кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә. Башқа бир хил тәрҗимиси «Пәрвәрдигарни силәр билән болсун дәп, силәрни бала-җақаңлар билән қошуп қоюп берәмдим?». «Мана, алдиңларда балаю-апәт турупту!» — ибраний тилида «яманлиқ», «апәт» яки «балаю-апәт» «ра» дегән сөз билән ипадилиниду. Лекин мисирлиқларниң муһим илаһи — «қуяш илаһи»ниң намиму «Ра» болғачқа, Пирәвнниң сөзи икки бислиқ болушиму мүмкин; ундақ болғанда иккинчи мәнаси: «Мениң илаһим «Ра» силәрни җазалайду!» дегәнлик болиду («алдиңларда «ра» турупту!). Мошу ибарә башқа тәрҗимиләрдә «Мана, силәрдә яман нийәт бар!» дәпму тәрҗимә қилиниду.

10:13 Зәб. 77:46; 104:34,35

10:22 Зәб. 104:27,28

10:25 «бизгә» — ибраний тилида «қолимизға». «бизгә берәмсән?» — яки «бизгә беришиң керәк!».

10:29 Ибр. 11:27