Коринтлиқларға «2»
1
Расул Павлус Коринт шәһиридики җамаәткә язған иккинчи мәктуп
Худаниң ирадиси билән бекитилгән, Мәсиһ Әйсаниң расули мәнки Павлус вә қериндаш болған Тимотийдин Коринт шәһиридә туруватқан, Худаниң җамаитигә вә шуниңдәк пүткүл Ахая өлкисидики барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам! Фил. 1:1. Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай! Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси, рәһимдиллиқларниң егиси Ата, барлиқ риғбәт-тәсәллиниң Егиси болған Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқулғай! Әф. 1:3; 1Пет. 1:3. Биз учриған һәр қандақ җапа-мушәққәттә У бизгә риғбәт-тәсәлли бериватиду, шуниң билән биз Худа тәрипидин риғбәтләндүрүлгән болуп У йәткүзгән риғбәт-тәсәлли билән һәр қандақ башқа җапа-мушәққәткә учриғанларға риғбәт-тәсәлли берәләйдиған болдуқ. 2Кор. 7:6. Чүнки, Мәсиһниң азап-оқубәтлири биз тәрәпкә ешип ташқандәк, Мәсиһ арқилиқ болған риғбәт-тәсәллимизму ешип ташиду. «Мәсиһниң азап-оқубәтлири биз тәрәпкә ешип ташқандәк, Мәсиһ арқилиқ болған риғбәт-тәсәллимизму ешип ташиду» — «Мәсиһниң азап-оқубәтлири» болса бәлким Павлус вә бурадәрлириниң Мәсиһгә бағланғанлиғи түпәйлидин учриған зиянкәшликни көрситиду. Амма Павлус бу ишларни Худадин кәлгән, бир хил имтияз вә бәрикәт сүпитидә қарайду. «Филиппилиқларға» болған «қошумчә сөз»имиздә «Мәсиһниң азаплириға болған сирдаш-һәмдәмлик» тоғрилиқ сөзимизниму көрүң.   Зәб. 33:20; 93:19. 6-7 Амма биз җапа-мушәққәттә қалсақму бу силәрниң риғбәт-тәсәлли вә ниҗат тепишиңлар үчүн болиду; булар силәрниң биз тартқан азап-оқубәтләргә охшаш азап-оқубәтләргә чидишиңлар билән силәрдиму һасил қилиниду; биз риғбәт-тәсәлли тапсақму у силәрниң риғбәт-тәсәллириңлар вә ниҗатиңлар үчүн болиду; шуңа бизниң силәргә бағлиған үмүтүмиз мустәһкәмдур; чүнки силәр азап-оқубәтләрдин ортақ несивилик болсаңлар, охшашла риғбәт-тәсәллидин ортақ несивилик болисиләр дәп билимиз. «Амма биз җапа-мушәққәттә қалсақму бу силәрниң риғбәт-тәсәлли вә ниҗат тепишиңлар үчүн болиду; булар силәрниң биз тартқан азап-оқубәтләргә охшаш азап-оқубәтләргә чидишиңлар билән силәрдиму һасил қилиниду» — расул Павлус һәрдайим өзи тартқан азап-оқубәтләр башқиларда тәсәлли-риғбәт вә ниҗат һасил қилиду, дәп қарайду. Шуниң билән у дайим азап-оқубәтләрни бир хил бәхит вә имтияз сүпитидә разилиқ билән қобул қилатти. «Филиппилиқларға» болған «қошумчә сөз»имиздә «Мәсиһниң азаплириға болған сирдаш-һәмдәмлик» тоғрилиқ сөзимизниму көрүң. «биз риғбәт-тәсәлли тапсақму у силәрниң риғбәт-тәсәллириңлар вә ниҗатиңлар үчүн болиду» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. «шуңа бизниң силәргә бағлиған үмүтүмиз мустәһкәмдур» — расул, Коринттики қериндашлирим азап-оқубәтни көрсила, бәлким етиқаттин таниду, дегән әнсирәштин халий болдум, демәкчи.   2Кор. 4:17. Чүнки, и қериндашлар, силәрниң Асияда дуч кәлгән җапа-мушәққәттин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймиз; у вақитларда биз чидиғусиз еғир бесимға дуч кәлдуқ, һәтта һаятниң өзидин үмүт үзгидәк болған едуқ. Рос. 19:23. Амма өзимизгә әмәс, бәлки өлгәнләрни тирилдүргүчи Худаға тайинишимиз үчүн қәлбимиздә өлүмгә мәһкүм қилинғандәк жүрәттуқ. «Амма өзимизгә әмәс,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Дәрвәқә, өзимизгә әмәс...».   Йәр. 17:5, 7. 10 У бизни бундақ дәһшәтлик бир өлүмдин қутқузған вә һазир қутқузмақта, вә бизни йәнила қутқузиду, дәп униңға үмүт бағлидуқ; 1Кор. 15:31. 11 силәрму буниңда һәм биз үчүн дуа-тилавәтләр билән мәдәт бериватисиләр; шундақ қилип талай адәмләрниң вастиси арқилиқ бизгә көрситилгән илтипат түпәйлидин талай адәмләр Худаға рәхмәтләр ейтидиған болиду. Рим. 15:30; 2Кор. 4:15; Фил. 1:19.
 
Павлусниң зиярәтни кәйнигә сүрүши
12 Чүнки пәхримиз, йәни виҗданимизниң гувалиғи шуки, Худаниң алдида сап нийәтләр вә сәмимийлик билән (инсаний парасәт билән әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити билән) биз бу дунияға нисбәтән вә болупму силәргә нисбәтән өзимизни тутувалидиған болдуқ. 13-14 Чүнки силәргә язғинимиз оқуялайдиған вә тонуп йетәләйдиғандин башқа һеч нәрсә әмәс; лекин мән силәрниң бизни қисмән тонуп йәткиниңлар бойичә Рәб Әйсаниң күнидә силәр бизниң пәхримиз болидиғиниңлардәк бизләрниму силәрниң пәхриңлар болиду дәп бизни толуқ тонуп йетишиңларни үмүт қилимән. «Чүнки силәргә язғинимиз оқуялайдиған вә тонуп йетәләйдиғандин башқа һеч нәрсә әмәс; лекин мән силәрниң бизни қисмән тонуп йәткиниңлар бойичә Рәб Әйсаниң күнидә силәр бизниң пәхримиз болидиғиниңлардәк бизләрниму силәрниң пәхриңлар болиду дәп бизни толуқ тонуп йетишиңларни үмүт қилимән» — Коринтлиқларниң көпинчисиниң Павлус вә Тимотийни чүшәнмигән йәрлири тола еди. Мошу йәрдә Павлус өзиниң «улардин мустәқил» тәкәббур адәм әмәслигини уларға көрситип риғбәтләндүриду. Павлус өзини уларниң дуа-тилавәтлиригә еһтияҗлиқ, дәйду (12). Шуңа «Рәб Әйсаниң күни» (дунияға қайтиш күни)дә уларниң Павлус һәм Тимотийда болған төһписи көрүлиду (демәк, шу күнидә «бизләрму силәрниң пәхириңлар болимиз»). 15 Шуниң билән мошундақ ишәштә болуп мән әслидә иккинчи қетим силәргә меһри-шәпқәтни йәткүзүшкә авал силәрниң қешиңларға бармақчидим; «авал силәрниң қешиңларға бармақчидим» — «авал» бәлким «Македонияға бериштин авал» дегән мәнидә (16-айәт, «1Кор.» 16:5-6, «2Кор.» 2:12ни көрүң).   1Кор. 16:5. 16 йәни, қешиңлардин Македонийәгә өтүп, андин Македонийәдин йәнә қешиңларға келишни, шундақла силәр тәрипиңлардин Йәһудийә өлкисигә узитилишимни үмүт қилған едим. 17 Мәндә шундақ нийәт болғанда, мән уни йениклик билән қарар қилғанму? Мән нийәт қилғанда, мәндә «әтлик» кишиләрдикидәк: бирдәм «бәрһәқ, бәрһәқ» вә бирдәм «яқ, яқ» дейиш барму? «Мәндә шундақ нийәт болғанда, мән уни йениклик билән қарар қилғанму?» — Павлусниң бу ой-нийити әмәлгә ашурулмиған еди. Шуңа Коринтлиқларниң бәзилири уни «тутами йоқ адәм» дәп әйипләйтти. «мән нийәт қилғанда, мәндә «әтлик» кишиләрдикидәк: бирдәм «бәрһәқ, бәрһәқ» вә бирдәм «яқ, яқ» дейиш барму?» — ««әтлик» кишиләрдикидәк» дегән немә мәнаси? «Әтлик» болса инсанларниң адәттә ишәшлик әмәслигини, уларға таянмаслиқ керәклигини, уларниң қарғуларчә иш қилидиғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «әт» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. 18 Амма Өз сөзидә турғинидәк, бизниң силәргә ейтқан сөзимиз бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» болмайду; Мат. 5:37; Яқ. 5:12. 19 Чүнки биз (мән вә Силванус вә Тимотий)ниң араңларда җакалиқинимиз — Худаниң Оғли, Әйса Мәсиһ, бирдәм «бәрһәқ» вә бирдәм «яқ» әмәстур; бәлки Униңда «бәрһәқ»ла бардур. «Силванус» — шүбһисизки, Инҗилдики башқа йәрләрдә «Силас» шәклидә учрайду (мәсилән, «Рос.» 18:5). 20 Чүнки Худаниң қанчилик вәдилири болушидин қәтъинәзәр, улар Униңда «бәрһәқ»тур, вә биз арқилиқ Униңдиму Худаға шан-шәрәп кәлтүридиған «Амин» бардур. «Чүнки Худаниң қанчилик вәдилири болушидин қәтъинәзәр, улар Униңда «бәрһәқ»тур, вә биз арқилиқ Униңдиму Худаға шан-шәрәп кәлтүридиған «Амин» бардур» — «Амин» дегән сөз дуаға, мәлум арзу-тиләккә яки мәлум вәз-тәлимгә «Шундақ болғай, Худайим!», «Қошулдум!» дегән мәнини билдүриду. 21 Әнди бизләрни силәр билән биллә Мәсиһдә чиң турғузғучи болғини һәм бизни мәсиһлигини болса Худадур. «бизләрни силәр билән биллә Мәсиһдә чиң турғузғучи болғини һәм бизни мәсиһлигини болса Худадур» — «мәсиһлиниш» яки «мәсиһ қилиниш»ниң умумий мәнасини чүшиниш үчүн Тәврат «Йәш.» 61:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ниму көрүң. Рәб Әйса Мәсиһ хизмитини ада қилиш үчүн Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинип» күчәйтилгәндәк, һәр бир етиқатчи охшашла Муқәддәс Роһни қобул қилғинида, Худа бизгә тапшурған хизмәтни ада қилиш үчүн Униң Роһи (Муқәддәс Роһ) биләнму «мәсиһ қилиниду», шундақла Роһта күчәйтилгән болиду. 22 У йәнә үстимизгә мөһүр бесип, қәлбимизгә Өз Роһини «капаләт» болушқа ата қилди. «У йәнә үстимизгә мөһүр бесип...» — (Муқәддәс Роһ билән) «мөһүр бесиш» тоғрилиқ «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Муқәддәс Роһниң Өзи Худаниң Өзигә тәвә болған адәмлириниң үстигә: «Мениңкидур» дәп басқан егидарчилиқ мөһүридур. «қәлбимизгә Өз Роһини «капаләт» болушқа ата қилди» — «Өз Роһи» грек тилида пәқәт «Роһ» билән ипадилиниду. «Капаләт» тоғрилиқ: — бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: —
(1) ишәнгүчиләрниң «толуқ мирас»ни егиливалғичә, Муқәддәс Роһ һәр бир ишәнгән адәмниң қәлбидә туруп униңға бу мирасини тетитип, вуҗудида мирасниң һәқиқәт екәнлигини испатлап бериду.
(2) йәнә келип, Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиниң қәлбидә турғанлиғиниң өзи униң кәлгүсидә бу мирасқа чоқум еришидиғанлиғиға Худаниң Өз капалитидур.
   Рим. 8:16; 2Кор. 5:5; Әф. 1:13; 4:30.
 
Расул Павлусниң уларни йоқлап беришини кечиктүргәнлигиниң сәвәви
23 Амма Худани өз җенимға гувачи болушқа чақиримәнки, Коринтқа техи бармиғанлиғимниң сәвәви көңлуңларни аяш үчүн еди. Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1. 24 Һәргиз өзимизни иман-етиқатиңлар үстигә һөкүм сүргүчиләрмиз, демәк, бәлки силәрниң шат-хурамлиғиңларни ашурушқа силәргә һәмкарлашқучилармиз; чүнки силәр етиқат арқилиқла мәзмут турисиләр. 1Пет. 5:3.
 
 

1:1 Фил. 1:1.

1:2 Рим. 1:7; 1Кор. 1:3; Әф. 1:2; 1Пет. 1:2.

1:3 Әф. 1:3; 1Пет. 1:3.

1:4 2Кор. 7:6.

1:5 «Мәсиһниң азап-оқубәтлири биз тәрәпкә ешип ташқандәк, Мәсиһ арқилиқ болған риғбәт-тәсәллимизму ешип ташиду» — «Мәсиһниң азап-оқубәтлири» болса бәлким Павлус вә бурадәрлириниң Мәсиһгә бағланғанлиғи түпәйлидин учриған зиянкәшликни көрситиду. Амма Павлус бу ишларни Худадин кәлгән, бир хил имтияз вә бәрикәт сүпитидә қарайду. «Филиппилиқларға» болған «қошумчә сөз»имиздә «Мәсиһниң азаплириға болған сирдаш-һәмдәмлик» тоғрилиқ сөзимизниму көрүң.

1:5 Зәб. 33:20; 93:19.

1:6-7 «Амма биз җапа-мушәққәттә қалсақму бу силәрниң риғбәт-тәсәлли вә ниҗат тепишиңлар үчүн болиду; булар силәрниң биз тартқан азап-оқубәтләргә охшаш азап-оқубәтләргә чидишиңлар билән силәрдиму һасил қилиниду» — расул Павлус һәрдайим өзи тартқан азап-оқубәтләр башқиларда тәсәлли-риғбәт вә ниҗат һасил қилиду, дәп қарайду. Шуниң билән у дайим азап-оқубәтләрни бир хил бәхит вә имтияз сүпитидә разилиқ билән қобул қилатти. «Филиппилиқларға» болған «қошумчә сөз»имиздә «Мәсиһниң азаплириға болған сирдаш-һәмдәмлик» тоғрилиқ сөзимизниму көрүң. «биз риғбәт-тәсәлли тапсақму у силәрниң риғбәт-тәсәллириңлар вә ниҗатиңлар үчүн болиду» — мошу сөзләр бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду. «шуңа бизниң силәргә бағлиған үмүтүмиз мустәһкәмдур» — расул, Коринттики қериндашлирим азап-оқубәтни көрсила, бәлким етиқаттин таниду, дегән әнсирәштин халий болдум, демәкчи.

1:6-7 2Кор. 4:17.

1:8 Рос. 19:23.

1:9 «Амма өзимизгә әмәс,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Дәрвәқә, өзимизгә әмәс...».

1:9 Йәр. 17:5, 7.

1:10 1Кор. 15:31.

1:11 Рим. 15:30; 2Кор. 4:15; Фил. 1:19.

1:13-14 «Чүнки силәргә язғинимиз оқуялайдиған вә тонуп йетәләйдиғандин башқа һеч нәрсә әмәс; лекин мән силәрниң бизни қисмән тонуп йәткиниңлар бойичә Рәб Әйсаниң күнидә силәр бизниң пәхримиз болидиғиниңлардәк бизләрниму силәрниң пәхриңлар болиду дәп бизни толуқ тонуп йетишиңларни үмүт қилимән» — Коринтлиқларниң көпинчисиниң Павлус вә Тимотийни чүшәнмигән йәрлири тола еди. Мошу йәрдә Павлус өзиниң «улардин мустәқил» тәкәббур адәм әмәслигини уларға көрситип риғбәтләндүриду. Павлус өзини уларниң дуа-тилавәтлиригә еһтияҗлиқ, дәйду (12). Шуңа «Рәб Әйсаниң күни» (дунияға қайтиш күни)дә уларниң Павлус һәм Тимотийда болған төһписи көрүлиду (демәк, шу күнидә «бизләрму силәрниң пәхириңлар болимиз»).

1:15 «авал силәрниң қешиңларға бармақчидим» — «авал» бәлким «Македонияға бериштин авал» дегән мәнидә (16-айәт, «1Кор.» 16:5-6, «2Кор.» 2:12ни көрүң).

1:15 1Кор. 16:5.

1:17 «Мәндә шундақ нийәт болғанда, мән уни йениклик билән қарар қилғанму?» — Павлусниң бу ой-нийити әмәлгә ашурулмиған еди. Шуңа Коринтлиқларниң бәзилири уни «тутами йоқ адәм» дәп әйипләйтти. «мән нийәт қилғанда, мәндә «әтлик» кишиләрдикидәк: бирдәм «бәрһәқ, бәрһәқ» вә бирдәм «яқ, яқ» дейиш барму?» — ««әтлик» кишиләрдикидәк» дегән немә мәнаси? «Әтлик» болса инсанларниң адәттә ишәшлик әмәслигини, уларға таянмаслиқ керәклигини, уларниң қарғуларчә иш қилидиғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «әт» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.

1:18 Мат. 5:37; Яқ. 5:12.

1:19 «Силванус» — шүбһисизки, Инҗилдики башқа йәрләрдә «Силас» шәклидә учрайду (мәсилән, «Рос.» 18:5).

1:20 «Чүнки Худаниң қанчилик вәдилири болушидин қәтъинәзәр, улар Униңда «бәрһәқ»тур, вә биз арқилиқ Униңдиму Худаға шан-шәрәп кәлтүридиған «Амин» бардур» — «Амин» дегән сөз дуаға, мәлум арзу-тиләккә яки мәлум вәз-тәлимгә «Шундақ болғай, Худайим!», «Қошулдум!» дегән мәнини билдүриду.

1:21 «бизләрни силәр билән биллә Мәсиһдә чиң турғузғучи болғини һәм бизни мәсиһлигини болса Худадур» — «мәсиһлиниш» яки «мәсиһ қилиниш»ниң умумий мәнасини чүшиниш үчүн Тәврат «Йәш.» 61:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ниму көрүң. Рәб Әйса Мәсиһ хизмитини ада қилиш үчүн Муқәддәс Роһ билән «мәсиһ қилинип» күчәйтилгәндәк, һәр бир етиқатчи охшашла Муқәддәс Роһни қобул қилғинида, Худа бизгә тапшурған хизмәтни ада қилиш үчүн Униң Роһи (Муқәддәс Роһ) биләнму «мәсиһ қилиниду», шундақла Роһта күчәйтилгән болиду.

1:22 «У йәнә үстимизгә мөһүр бесип...» — (Муқәддәс Роһ билән) «мөһүр бесиш» тоғрилиқ «Әфәсуслуқларға»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. Муқәддәс Роһниң Өзи Худаниң Өзигә тәвә болған адәмлириниң үстигә: «Мениңкидур» дәп басқан егидарчилиқ мөһүридур. «қәлбимизгә Өз Роһини «капаләт» болушқа ата қилди» — «Өз Роһи» грек тилида пәқәт «Роһ» билән ипадилиниду. «Капаләт» тоғрилиқ: — бу айәт төвәндики һәқиқәтләрни көрситиду: — (1) ишәнгүчиләрниң «толуқ мирас»ни егиливалғичә, Муқәддәс Роһ һәр бир ишәнгән адәмниң қәлбидә туруп униңға бу мирасини тетитип, вуҗудида мирасниң һәқиқәт екәнлигини испатлап бериду. (2) йәнә келип, Муқәддәс Роһниң ишәнгүчиниң қәлбидә турғанлиғиниң өзи униң кәлгүсидә бу мирасқа чоқум еришидиғанлиғиға Худаниң Өз капалитидур.

1:22 Рим. 8:16; 2Кор. 5:5; Әф. 1:13; 4:30.

1:23 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.

1:24 1Пет. 5:3.