16
16-күй •••• Тәкәббурларниң бесимидин қутқузғайсән!
Давутниң дуаси: —
Һәққаний тәләпни аңла, и Пәрвәрдигар, мениң нидайимға көңүл қойғин;
Мениң дуайимға қулақ салғин,
У ялғанчи ләвләрдин чиққан әмәс.
Һозуруңдин һөкүмүм чиқирилғай!
Көзүң немә дурус екәнлигини пәриқ әткәй!
Сән мениң қәлбимни синиғансән,
Сән кечидиму маңа йеқинлишип күзәттиң;
Сән мени тавлап көзүңдин кәчүрдиңсән,
Мениңдин һеч бир сәһвәнлик тапалмидиң;
Көңлүмдә: Ағзим итаәтсизлик қилмисун! — дәп нийәт қилдим.
Адәм балилириниң һаяттики ишлирида,
Ләвлириңдин чиққан сөзләр билән зораванларниң йоллиридин өзүмни нери қилдим.
Мениң қәдәмлирим йоллириңдин чиқмиған,
Путлирим тейилип кәтмигән.
Мән Саңа илтиҗа қилдим,
Чүнки тиләклиримни иҗабәт қилисән, и Тәңрим;
Маңа қулақ салғин,
Сөзлиримни аңлиғин.
И, Өзүңгә таянғанларни қарши чиққучилардин оң қолуң билән Қутқузғучи,
Карамәтлириңни көрситип, өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән! «өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!» — «өзгәрмәс муһәббитиң» әслидә көплүк шәклидә «өзгәрмәс муһәббитиңлар».
Мени көз қаричуқуңдәк сақлиғайсән;
Қанатлириң сайисидә мени йошурғайсән;
Мени булимақчи болған рәзил адәмләрдин,
Мени қоршивалған әшәддий күшәндилиримдин йошурғин;
10 Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән;
Уларниң еғизлири тәкәббурларчә сөзләйду; «Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән...» — бу ибарә уларниң интайин тәкәббурлуғи, башқиларға һеч көңүл бөлмәйдиғанлиғи, уларни көзгә илмайдиғанлиғини көрситиду.
11 Улар йолимизни торивелип,
Бизни йәргә урушқа көзини алайтип, «Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,...» — яки «Мени йәргә урушқа көзини алайтип,...».
12 Олҗиға ач көзлүк билән тикилгән ширдәк,
Йошурун җайларда марап жүридиған яш ширдәктур.
13 Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар,
Униң йолини тосуп, йәр билән йәксан қилғайсән,
Җенимни рәзил адәмдин қутқузғин, қиличиң билән;
14  Мени Өз қолуң билән кишиләрдин,
Йәни мошу дәвирдики кишиләрдин қутқузғин;
Уларниң несивиси болса мошу дуниядиладур;
Сән уларниң қарнини немәтлириң билән толдурисән;
Уларниң көңли пәрзәнтлири билән қанди,
Балилириға байлиқлирини қалдуриду.
15 Мән болсам, һәққанийлиқта йүзүңгә қариғучи болимән;
Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән! «...Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!» — «ойғанғинимда» өлүмдин ойғинип, тирилгәндә, демәк.
 
 

16:7 «өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!» — «өзгәрмәс муһәббитиң» әслидә көплүк шәклидә «өзгәрмәс муһәббитиңлар».

16:10 «Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән...» — бу ибарә уларниң интайин тәкәббурлуғи, башқиларға һеч көңүл бөлмәйдиғанлиғи, уларни көзгә илмайдиғанлиғини көрситиду.

16:11 «Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,...» — яки «Мени йәргә урушқа көзини алайтип,...».

16:15 «...Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!» — «ойғанғинимда» өлүмдин ойғинип, тирилгәндә, демәк.