□31:1 «Падиша Ләмуәл» — бәзи алимлар «Ләмуәл»ни Сулайманниң аниси Бат-Шеба униңға қойған ләқәм, дәп қарайду. Исраил үстидин һөкүм сүргүчиләр арисида «Ләмуәл» исимлиқ бир падиша бизгә намәлум. «Ләмуәл» дегәнниң мәнаси: «Худа үчүн». «вәһий билән кәлгән сөзләр» — әгәр бу бап Агурниң (30:1) сөзиниң давами болса, ундақта «вәһий билән кәлгән сөзләр» Пәрвәрдигарниң Агурниң «дил-роһиға жүклигән сөзлири»ни ң давамини көрситиду.
□31:2 «И мениң амриғим» — ибраний тилида «И балиятқумниң балиси!». «қәсәмләр билән тилигән арзулуғум!» — ибраний тилида «И қәсәмлиримниң балиси!».
□31:3 «аял-хотунлар тәрипигә» — демәк, җинсий һәвәсләргә.
□31:7 «Улар шарапни ичип, ... қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!» — бу сөзләр кинайилик, һәҗвий болғини билән, мскинләрниң шарап ичиш сәвәвигиму һесдашлиқ билдүриду. Лекин айәт уларниң шундақ қилидиғанлиғини һәргиз тәстиқлиған әмәс. Көздә тутулғини һөкүмдарларниң еғир мәсъулийитидин ибарәттур.
□31:10 «пәзиләтлик аялни ким тапалайду?...» — кейинки 22 айәт шеир болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш).
□31:15 «... несивисини тәқсим қилиду» — яки «... ишни тәқсим қилиду».
□31:23 «Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар» — кона өрп-адәтләр бойичә, жуттики ақсақаллар шәһәр дәрвазида жиғин ечип сот қилатти.
□31:31 «Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!» — жуқуриқи изаһатта дейилгәндәк, шәһәр дәрвазилири ақсақаллар олтиридиған орун болуп, җәмийәтниң әң жуқури дәриҗисини билдүриду.