Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.
□7:2 «иним Һанан» — Нәһәмияниң иниси 1:2, 3дә тилға елиниду. «Мән иним Һанани билән ... Һананияни Йерусалимни башқурушқа қойдум» — Йерусалимни башқурушқа адәмләрни қоюш, Нәһәмияниң Артахшаштаниң йениға қайтмақчи екәнлигини көрситиши мүмкин (2:6ни көрүң). «Һанания ишәшлик адәм болуп...» — ибраний тилида «у ишәшлик адәм болуп..». Бәзи алимлар «у» Һананини көрситиду, дәп қарайду.
□7:3 «дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун» — ибраний тилида «улар йенида туруп күзәт қилисун». «шуниңдәк Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар күзәт нөвәтлиригә қоюлуп бекитилсун; һәр бир адәм өзиниң бир күзитигә мәсъул болсун, шундақла һәр бириниң күзити өз өйиниң удулида болсун, дәп тапилидим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шуниңдәк Йерусалимниң қовуқлири чүш вақтида очуқ турмисун; қовуқлар етилгәндә, балдақлири тақалғинида дәрвазивәнләр йенида туруп күзәт қилисун; Йерусалимда туруватқанлардин қаравуллар елинип, күзәт нөвәтлиригә қоюп бекитилсун; бәзиләр алаһидә нөвәттики күзәттә турсун, бәзиләр өз өйиниң удулида күзәттә турсун». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
□7:6 «Төвәндикиләр... әсли Бабил падишаси Небоқаднәсар тәрипидин сүргүн қилинғанлардин...» — бу тизимлик билән «Әзра» 2-баптики тизимлик оттурисида адәмләрниң исимлири, сани вә тизимлик тәртивидә бәзидә азрақ пәриқләр бар. Бу пәриқләр икки тизимликниң һәқиқәт екәнлигигә техиму испат бериду. Иккинчи тизимликни Йерусалимда, биринчи тизимликни Бабилда қилған болуши мүмкин. Иккинчи тизимлик ахирида Йерусалимға йетип келип олтирақлашқанларни көрситиду; биринчи тизимликтә хатириләнгән бәзилири шүбһисизки, кейин нийитидин ейнип, Йерусалимға бармай қалған яки барғандин кейин, йәнә Бабилға қайтип кәткән еди; шундақла Йерусалимға қайтиш йолида өлгәнләр болушиму мүмкин. Әслидики тизимликкә хатириләнмигән болсиму, лекин кейин Йерусалимға баримән дәп «қайтиш»қа қатнашқанларму бар болса керәк; улар иккинчи тизимликкә хатириләнгән.
■7:6 Әзра 2
□7:24 «Һариф» — «Әзра» 2:18дә «Йораһ».
□7:25 «Гибеон» — «Әзра» 2:20дә «Гиббар».
□7:37 «Лод, Һадид вә Онониң әвлатлири...» — яки «Лодлуқлар, Һадидлиқлар вә Онолуқлар...».
□7:43 «Ходваһ» — «Әзра» 2:40дә «Ходавия».
□7:46 «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни вә «1Тар.» 9:2ни көрүң.
□7:47 «Сия» — «Әзра» 2:47дә «Сияһа».
□7:52 «Нәфуссәсим» — «Әзра» 2:50дә «Нәфуссим».
□7:54 «Базлит» — яки «Базлут» «Әзра» 2:52.
□7:57 «Перида» — яки «Перуда» «Әзра» 2:55.
□7:59 «Амон» — яки «Ами» «Әзра» 2:57.
□7:63 «Козниң әвлатлири» — яки «Һаккозниң әвлатлири».
□7:65 «Валий» — ибраний тилидики «Тиршата», әслидә Парс тили болуп, мәнаси бәлким «җанаблири». «урим вә туммим» — алаһидә бир хил ташлар. У каһин кийгән «әфод»ниң янчуқида (қошенда) туриду. Бу ташлар арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол сориса болатти. «Мис.» 28:28-30ни көрүң. «урим вә туммимни көтәргүчи каһин аримизда хизмәттә болғичә» — мәнаси бәлким: (1) урим вә туммим Бабилда сүргүн болған вақтида йоқап кәткән болуши мүмкин; (2) тепилғини билән уларға тәбир берип мәнасини чүшәндүридиған каһин техи чиқмиди.
□7:66 «қириқ икки миң үч йүз атмиш киши» — бу «Әзра» 2:64дики санға охшаш; шүбһисизки, бу Йерусалимға йетип келип, Бабилға қайтмай, Йәһудийәдә һәқиқий олтирақлашқанларниң санидур.
□7:70 «дарик» — (яки «драхма») — мошу йәрдә Парс империйәсидики бир хил алтун тәңгә, бир дарикниң еғирлиғи 0.4-0.5 грам болуши мүмкин; мошу йәрдә бу дасларниң қиммити 0.4-0.5 килограм алтунға баравәр еди.
□7:71 «мина» — бир хил күмүч тәңгә, 60 шәкәлгә яки «талант»тин атмиштин биригә баравәр еди. Мошу йәрдә күмүчниң җәмий еғирлиғи бәлким 800-1200 килограмчә еди.
□7:73 «Шуниңдин кейин каһинлар, Лавийлар, дәрвазивәнләр, ғәзәлкәшләр... шундақла қалған Исраил хәлқиниң һәммиси өз шәһәрлиригә маканлашти» — бу айәтниң мәнаси бәлким: (1) каһинлар, Лавийлар қатарлиқлар өзигә яңливаштин тәқсим қилинған шәһәрлиридә макан тутти, яки Йерусалимдики хизмәттә болуш үчүн Йерусалимға йеқин болған, шундақла уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти; (2) Лавийлардин башқа Исраиллар, йәни он икки қәбилидин қайтип кәлгәнләр әслидә өзигә хас шәһәрлиригә маканлашти яки яңливаштин уларға тәқсим қилинған шәһәрләрдә маканлашти. Көп шәһәр-йезилар вәйран болғачқа, яки ят әлләрниң егидарчилиғи астида болғачқа, бәлким һәр хил имканийәт тәң болуши мүмкин еди.