□27:2 «сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду» — шүбһисизки, мошу йәрдә «сән» баш каһин яки бу ишқа мәсъул болған каһинни көрситиду.
□27:3 «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» — шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп муқәддәс җайда сақлақлиқ, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәмләрдин бири болуши керәк. «Шәкәл» күмүчниң (яки алтунниң) өлчими болуп, адәттә 11.4 грам әтрапида болуши мүмкин. «... Униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун» — ибраний тилида «сән... униң қиммитини тохтитип бәргин» дейилиду. Биз уни «...униң қиммити ... тохтитилсун» дәп мәҗһул шәкилдә алдуқ. Кейинки айәтләрдиму биз шу ибарини «мәҗһул шәкил»дә ипадилидуқ.
□27:9 «Пәрвәрдигарға атап мутләқ муқәддәс саналсун» — демәк, қурбанлиқларға лайиқ болған һайванлар қәсәм билән Худаға аталған болса, кейин уларни пул төләп қайтувелишқа һеч болмайду. У яки қурбанлиқ болиду яки Худаға вакалитән турған каһин-лавийларға тегиду.
□27:16 «Етизлиқни Пәрвәрдигарға атап муқәддәс қилиш» — бу иш бәлким етизлиқни Худаниң вәкиллири, йәни каһин-лавийларға тапшуруш еди; шундақ болса, улар шу етизлиқниң пайдисини жилму-жил алалайтти; яки болмиса атиғучи киши өзи каһин тәрипидин тохтитилған пулини беваситә каһин-лавийларға тапшуратти. «хомир» — «хомир»ниң әслий мәнаси «ешәк көтирәлигидәк жүк» болуп, тәхминән 220-300 литр.
□27:17 «... сән қанчә тохтатсаң шу болсун» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «азатлиқ жилидин тартип» һесаплиған баһа болса чоқум жуқуриқи 16-айәт бойичә қанчә хомир уруқ чечилидиған болса, униң әллик һәссиси (тоғрирақ, 49 һәссиси) болған шәкәл болиду, дегән көрсәтмә билән һесаплиниду. 18-19-айәттә башқа әһваллар көрситилиду.
□27:20 «... яки башқа бирисигә сетип бәргән болса,...» — «яки» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «бирақ». «башқа бирисигә сетип бериш» — бәлким ишлитиш һоқуқини башқа бирисигә сетиш. Бәзи шәрһчиләр мошу йәрни «башқа бирисигә сатқучи»ни етизлиққа мәсъул каһинни көрситиду, дәп қарайду.
□27:21 «мутләқ беғишланған йәргә охшаш» — «мутләқ беғишланған» ибраний тилида «һәрәм» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөз адәттә Худаға мутләқ аталған нәрсиниң һеч қандақ адәмгә тәвә болмайдиғанлиғини билдүриду. Гаһи әһвалда «һәрәм» дәп бекитилгән (Худаға мутләқ аталған) нәрсиләр пүтүнләй вәйран қилиниши керәк.
■27:25 Мис. 30:13; Чөл. 3:47; Әз. 45:12
■27:26 Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Чөл. 3:13; 8:17
□27:27 «...игиси сән тохтатқан қиммәткә йәнә униң бәштин бирини қошуп берип,...» — бу айәттики «сән» шүбһисизки, әйни вақиттики каһинни көрситиду. «... бу һайван сән тохтатқан қиммәткә сетилсун» — «Мис.» 34:19-20-айәтниму көрүң. Биринчи бәлгүлимә чөл-баяванда болған вақитта инавәтлик еди, бу иккинчи бәлгүлимә болса зиминға киргәндин кейин инавәтлик болатти.
□27:29 «у өлтүрүлүши керәк» — Худа Өзи бир нәрсини «бу Маңа «һәрәм» (мутләқ аталған) болсун» дегән болса, адәттә шу нәрсә жиркиничлик болуп, һалакәткә лайиқ еди. «Һәрәм» дегән сөз «йоқитиш керәк болған» дегән мәнидә. Бир нәччә мисаллар төвәндики айәтләрдә тепилиду: — «Мис.» 22:20, «Чөл.» 18:14, 21:2-3, «Қан.» 13:15, «Йәшуа» 6:17-18, 21. Бәзидә «һәрәм» Худаға аталған есил, яхши нәрсиниму көрситиду.
□27:30 «... һәммә һосулниң ондин бири болған өшрә» — «әшрә» дегән сөз мошу йәрдә Худаға аталған, мәһсулатлардин ондин бирини көрситиду. «данлиқ зираәтлири» — ибраний тилида «данлири».