4
Дәриядин өткәнлиги хатириләш
1 Пүткүл хәлиқ Иордан дәриясидин тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —■ Йә. 3:12
2 Хәлиқниң арисидин он икки адәмни таллиғин, һәр қәбилидин бирдин адәм болсун, 3 уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисидин, каһинларниң путлири мәзмут турған җайдин он икки ташни елип, уларни көтирип келип өзүңлар бүгүн кечә баргаһ тикидиған йәргә қоюңлар, дегин, деди.
4 Шуниң билән Йәшуа һәр қәбилидин бирдин адәмни, йәни Исраиллар арисидин таллиған он икки кишини чақирди; 5 андин Йәшуа уларға: — Силәр Иордан дәриясиниң оттурисиға чүшүп Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң алдиға берип, Исраилниң он икки қәбилисиниң саниға мас һалда бирдин ташни елип мүрәңләргә қоюңлар. 6 Чүнки бу араңларда бир әсләтмә-бәлгү болиду; кәлгүсидә балилириңлар: — Бу ташларниң силәргә немә әһмийити бар? — дәп сорап қалса, силәр уларға: —
7 Иордан дәриясиниң сулири Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида үзүп қоюлди; әһдә сандуғи Иордан дәриясидин өткүзүлгәндә Иордан дәриясиниң сулири үзүп қоюлди; шуңа бу ташлар Исраилларға мәңгүлүк бир әсләтмә-бәлгү болиду, — дәп җавап берисиләр.■ Йә. 3:13
8 Шуниң билән Исраиллар Йәшуа уларға буйруғандәк қилди. Пәрвәрдигарниң Йәшуаға қилған әмри бойичә Исраилниң қәбилилириниң саниға мувапиқ Иордан дәриясиниң оттурисидин он икки ташни елип, қонидиған җайға көтирип берип, шу йәрдә қоюп қойди.
9 Буниңдин башқа Йәшуа Иордан дәриясиниң оттурисида әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң путлири мустәһкәм турған җайда он икки ташни тикләп қойди. Бу ташлар болса бүгүнгичә шу йәрдә туриду.
10 Пәрвәрдигар Йәшуаға хәлиққә ейтишқа тапилиған барлиқ ишлар орунланғичилик, йәни Муса әслидә Йәшуаға буйруғанлириниң һәммиси беҗа кәлтүрүлгичә, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида тохтап турди. Хәлиқ шу йәрдин тездин өтүвататти. 11 Шундақ болдики, барлиқ хәлиқ тамамән өтүп болғанда, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи билән каһинлар хәлиқниң алдидин өтти. 12 Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисидикиләрму Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп Исраилларниң алдида дәриядин өтти. □ «...Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп,...» — яки «Мусаниң уларға буйруғинидәк қурал-ярақларни көтирип,...». ■ Чөл. 32:20, 29 13 Җәмий болуп қириқ миңчә қуралланған киши Пәрвәрдигарниң алдидин өтүп, Йерихо түзләңликлиригә келип, җәң қилишқа тәйяр турди.
14 У күни Пәрвәрдигар Йәшуани пүткүл Исраилниң нәзиридә чоң қилди; улар униң пүтүн өмридә Мусадин қорққандәк униңдинму қорқти.■ Йә. 3:7
15 Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: —
16 Һөкүм-гувалиқ сандуғини көтәргән каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруғин, деди.□ «Һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.
17 Шуңа Йәшуа каһинларға: — Иордан дәриясидин чиқиңлар, дәп буйруди. 18 Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисидин чиқип, путлириниң тапини қуруқлуқни дәссиши биләнла, Иордан дәриясиниң сүйи йәнә өз җайиға қайтип келип, авалқидәк икки қирғиқиғичә тешип еқишқа башлиди.
19 Хәлиқ болса биринчи айниң онинчи күни Иордан дәриясидин өтүп, Йерихониң шәрқиниң әң чәт тәрипидики Гилгалға келип чедиргаһ тикти.
20 Улар Иордан дәриясидин алғач кәлгән он икки ташни болса, Йәшуа уларни Гилгалда тикләп қойди; 21 андин Исраилларға: — Кейин балилириңлар өз атилиридин: — Бу ташларниң әһмийити немә, дәп сориса, 22 силәр балилириңларға мундақ уқтуруп қоюңлар: — «Исраил илгири қуруқ йәрни дәссәп Иордан дәриясидин өткән еди; 23 чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар биз Қизил Деңиздин өткичә алдимизда униң сулирини қурутуп бәргәндәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр өткичә алдиңларда Иордан дәриясиниң сүйини қурутуп бәрди; ■ Мис. 14:21 24 йәр йүзидики барлиқ әлләр Пәрвәрдигарниң қолиниң қанчилик күчлүклүгини билсун, шундақла силәрниң Пәрвәрдигар Худайиңлардин һемишә қорқушуңлар үчүн У шундақ қилди» — деди.
□4:12 «...Мусаниң уларға буйруғинидәк сәптә түзүп,...» — яки «Мусаниң уларға буйруғинидәк қурал-ярақларни көтирип,...».
■4:12 Чөл. 32:20, 29
□4:16 «Һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.