□37:2 «Униң ағзидин чиқиватқан гүлдүрмама авази» — ибраний тилида «Униң ағзидин чиқиватқан ғурқирашлири» яки «Униң ағзидин чиқиватқан гүргирәшлири».
□37:7 «У һәммә адәмниң қолини булар билән тосуп қойиду» — қар яки қаттиқ ямғур яғса, адәмләр хизмәт қилишқа сиртқа чиқалмайду, явайи һайванларму чиқалмайду. Биз бу аддий иштин савақ елишимиз керәк. Биз «Һәммигә Қадир» әмәсмиз, қолимиз һәм билимимиз чәклик, Худаниң зор күч-қудрити алдида кәмтәрләшкинимиз түзүк.
□37:9 «таратқучи шамаллар...» — бу сөз бәлким мәлум бир шамалниң мәхсус аталғуси болуши керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси «Соғ-зимистан шималдин келиду».
■37:10 Аюп 38:29, 30; Зәб. 147:6, 7
□37:13 «Яки тәрбийә тайиғи болуши үчүн, яки Өз дунияси үчүн, яки Өз рәһимдиллигини көрситиш үчүн у булутлирини кәлтүриду» — Елихуниң «яки Өз дунияси үчүн» дегән бу ибариси сәл сирлиқ. Яғидиған ямғурниң «тәрбийә тайиғи болуши үчүн» яки «Өз рәһимдиллиғини көрситиш үчүн» дегәнниң мәнилири ениқ, бирақ «Өз дунияси үчүн» немини көриситду? Худаниң мәхсәтлири авалқи биринчиси һәм иккинчисидә инсанларға мәркәзләшкән болуп, Худаниң «Өз дунияси үчүн» дегән мәхситини униң Өз дуниясидин һозур елиши үчүн десәк боламду-болмамду? Худаниң һәр бир қилидиған Иши инсанлар үчүнла болуши керәкму? — кейинки бабларда Худаниң инсанлар билән беваситә мунасивити йоқ бир қанчә ишлири тилға елиниду. Мундақ ишларниң алаһидилиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ сөзләймиз.
■37:13 Мис. 9:18,23; 1Сам. 12:18,19; Әзра 10:9; Аюп 36:31
□37:14 «И Аюп, буни аңлап қой, Тәңриниң карамәт әмәллирини тонуп йетип шүк тур» — бәлким у Аюпни уларниң үстидики боран-чапқунниң карамәтлирини байқашқа үндәйду.
□37:21-23 «Әнди шамаллар келип булутларни тарқитиветиду, бирақ булутлар арисидики қуяш нуриға адәмләр беваситә қарап туралмайду» — Елихуниң бу сөзиму сирлиқ. Тәрҗимә қилиш тәс болғини билән, шәрһимизчә у Аюпниң әһвалини һазирқи бу булутлуқ, тутуқ (боран-чапқунлуқ) күнгә охшатмақчи болса керәк. Худа булутларни тарқитип туюқсиз көрүнсә, Аюп қуяшқа беваситә қаралмиғанға охшаш униңғиму қаралмайтти, демәкчи. Бирақ Худаниң һәйвити, көркәмлиги һәммә тәрәптин, һәтта шимал тәрипидин пәйда болиду, дәйду. Елихуниң баяниниң башқа хил мәнилириму бар болуши мүмкин.
■37:21-23 Аюп 9:4; 12:13, 16; 36:5; Зәб. 92:1; 98:4
□37:24 «Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; көңлидә өзини дана чағлайдиғанларға У һеч етивар қилмайду» — башқа икки хил тәрҗимисиму бар: — «Шуңа адәмләр Униңдин қорқиду; У көңлидә даналиқ барларға етивар қиламду?» вә яки «Шуңа, адәмләр, Униңдин қорқуңлар! Шүбһисизки, көңлидә даналиқ барлар Униңдин әйминиду!».