33
Елихуниң биринчи баяни — Худа адәмләргә бәргән тәрбийиләр
«Әндиликтә, и Аюп, баянлиримға қулақ салғайсән,
Сөзлиримниң һәммисини аңлап чиққайсән.
Мана һазир ләвлиримни ачтим,
Ағзимда тилим гәп қилиду.
Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду,
Ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду. «Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду» — биз Елихуниң сөзлириниң бәзилирини наһайити дурус, шундақла Худаниң Роһиниң тәлими билән кәлгән, дәп қарисақму, бәзи җайларда у йәнила өз натиқлиғи билән сөз қилиду. Әгәр бизниң Елиху мәзкур китапниң язғучиси дегән пикримиз тоғра болидиған болса, у җәзмән бу җәһәттә өз кәмчилигини сәзмәй қалмайду. Шундақтиму у биз үчүн бу әмәлий сөһбәтни тәсвирләп қалдурған; өзиниң немә дегәнлигиниму (сөзмән болсиму)биз үчүн сәмимийлик билән хатириләйду. Бәзидә биз һәтта униң сөзлиридин уни бир һакавур адәм охшайду дәп пәрәз қилип қалимиз. Һалбуки, бизму билип йетишимиз керәкки, мәлум кишиниң сөзмән болуп кәткәнлиги билән гәплириниң һәммиси қуруқ болуши натайин. Биз һәммә адәмниң сөзини сәвир-тақәт һәм диққәт билән аңлишимизға тоғра келиду.
Буниңдин сирт, Елихуниң шеир шәкилдә болған баянлири башқа сөзлигүчиләрниң шеирий сәвийисигә йәтмәйду. Бу йәнә униң бизгә бу әмәлий ишларни, әмәлий баянларни әйни-әйни қәйт қилғанлиғини испатлайду.
Тәңриниң Роһи мени яратқан;
Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду. «Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду» — яки «Һәммигә Қадирниң нәпәси маңа җан бәргән».
Җававиң болса, маңа рәддийә бәргин;
Сөзлириңни алдимға сәпкә қоюп җәңгә тәйяр турғин!
Мана, Тәңри алдида мән саңа охшаш бәндимән;
Мәнму лайдин шәкилләндүрүлүп ясалғанмән. Аюп 9:35; 23:10
Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән,
Вә яки мән салған жүк саңа бесим болмайду. «Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән» — Елиху мошу йәрдә Аюпқа башқиларниң сөзлириниң еғир кәлгәнлигини, шундақла униң өзиниң бәзи хияллиридин қорқуп кәткәнлигини азрақ сезип, уни хатирҗәм қилмақчи болған болуши мүмкин.
Сән дәрвәқә қулиқимға гәп қилдиңки,
Өз авазиң билән: — Аюп 10:7; 16:17; 23:10,11; 27:5
«Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән;
Мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...
10  Мана, Худа мәндин сәвәп тепип һуҗум қилиду,
У мени Өз дүшмини дәп қарайду; Аюп 13:24; 16:9; 19:11
11  У путлиримни кишәнләргә салиду,
Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим. «Аюпниң «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ... Мана, Худа мәндин сәвәп тепип ... Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим» — (9-11-айәтләр) Елиху Аюпқа: «Қулиқимға мундақ гәп қилдиң» дәп униң қилған үч гепини әйипләйду.
Биринчиси сөз: «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...». Әмәлийәттә, Аюп бу сөзләрни қилмиған; у пәқәт Худаға: «Һәр бир гунайимни етирап қилип кәчүрүм қилиндим, һазир виҗданимға хилап һеч гунайимниң барлиғини билмәймән» дегәндәк сөзләрни қилған. Бу сөз өзини пүтүнләй сап, пүтүнләй бегуна, дегәнлик әмәс, әлвәттә. Елиху мошу йәрдә хаталиқ өткүзиду.
Иккинчиси сөз: «Мана, Худа сәвәп тепип маңа һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду» — Бу сөз растла 13:24дә вә йәнә 14:7дә тепилиду.
Үчинчиси сөз: «У мениң путлиримни кишәнләргә салиду, һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — бу сөз 13:27дә тепилиду.
   Аюп 13:27; 14:16
12  Мана, мән саңа җавап берәйки,
Бу ишта гепиң тоғра әмәс;
Чүнки Тәңри инсандин улуқдур.
13  Сән немишкә униң билән дәвалишип: —
У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән? «Сән немишкә ... — «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?» — Аюп әслидә «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» демигән; бәлки у Худаниң бәзи қилған ишлирини, болупму өз бешиға чүшүргәнлирини чүшәндүрмәйдиғанлиғини ейтқан еди. Елихуниңму мошу йеридә хаталиғи бар.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән немишкә униң билән дәвалишип: — «У инсанниң һәммә сөзлиригә һеч җавап бәрмәйду» дәп жүрисән?».
14  Чүнки Тәңри һәқиқәтән гәп қилиду;
Бир қетим, икки қетим,
Лекин инсан буни сәзмәйду; «Бир қетим, икки қетим» — бәлким «бир нәччә қетим» вә шуниңдәк «һәр хил йол билән» дегәнни көрситидиған бир ибарә болуши мүмкин.
15 Чүш көргәндә, кечидики ғайипанә аламәттә,
— (Қаттиқ уйқа инсанларни басқанда,
Яки орун-көрпилиридә үгдәк басқанда) —
16 — Шу чағларда У инсанларниң қулиқини ачиду,
У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду. «... У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду» — биз Елихуниң бу сөзини наһайити әһмийити бар дәп қараймиз. У Худа Өз Роһи арқилиқ инсанға сөзлирини йәткүзүп несиһәт қилиду, дәйду; әгәр инсан бу сөзләргә қулақ салмиса, Худа йәнила шәпқити билән чүшләр арқилиқ инсан қулиқини ечип бу агаһландурушлирини һәм нәсиһитини бекитип мөһүрләйду.
Иккинчи қурниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У уларни агаһлар билән қорқитиду».
17  Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур,
Инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур; «Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур, инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур» — Елихуниң чүшәндүрүши бойичә ейтқанда, инсанниң әң чоң мәсилиси тәкәббурлуқтин ибарәт. Худа Өз илтипати арқилиқ авал инсанға Роһи арқилиқ несиһәт қилиду; аңлимиса у чүшләр арқилиқ несиһәтни бекитиду; йәнә аңлимиса кесәллик яки башқа мүшкүллүкләр билән адәмни агаһландуруп, уни һалакәттин яндуриду (18-22-айәтләр). Бу җазалаш әмәс, бәлки Худаниң муһәббитидин чиққан тәрбийидур; У мана мошулар арқилиқ инсанни өз тәкәббурлуғиниң ақивитидин қоғдап қалиду. Елихуниң бу тәлими инсан үчүн зор әһмийәткә егә; Елихуниң тәлими Аюпниң әһвали тоғрисида чүшәнчә бәрмигән билән, униң сөзлириниң Аюпқа азрақ пайдиси тәккән болса керәк; азап-оқубәтләр болса, дәрвәқә қәлбидики тәкәббурлуқни ашкарилайду. Аюпниң ахирида қилған товилири асасән өз тәкәббурлуғиға нисбәтән болған (42-бап).
18  Буниң билән Худа адәмниң җенини көз йәтмәс һаңдин яндуруп, сақлайду,
униң һаятини қиличлиништин қоғдайду.
19  Яки болмиса, у орун тутуп йетип қалғинида ағриқ билән,
Сүйәклирини өз-ара соқуштуруп беарам қилиш билән,
Тәрбийә қилиниду.
20  Шуниң билән униң пүтүн вуҗуди таамдин нәпрәтлиниду,
Униң җени һәр хил назу-немәтләрдин қачиду. Зәб. 106:18
21  Униң ети көздин йоқилип кетиду,
Әслидә көрүнмәйдиған сүйәклири бөртүп чиқиду.
22  Буниң билән җени көз йәтмәс һаңға йеқин келиду,
Һаяти һалак қилғучи пәриштиләргә йеқинлишиду;
23  Бирақ, әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса,
Йәни миңиниң ичидә бириси болса,
— Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған келиштүргүчи болса, «Әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса...» — «пәриштә» дегән сөз әмәлийәттә «хәвәр йәткүзгучи» дегән мәнидә. Тәврат биринчи қисим («Яритилиш») «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»ни бизгә тонуштуриду; бу Пәриштә бирдин-бир, наһайити сирлиқ зат. Уни көргәнләрму: «Биз Худаниң Өзини көргән» дейишиду. Бу Пәриштә «Уз йери»дә турған Исмаил һәм аниси Һәҗәргә көрүнүп уларни уссузлуқтин қутқузған. Һеч болмиғанда, Елиху мошу йәрдә адәмни гунадин қутқузуш хизмити пәқәт инсан һәм Худа оттурисида туридиған, шундақла инсандин үстүн туридиған мундақ бир зат тәрипидин болиду, дәйду. Бу «Худаниң Пәриштиси» Елиху «миңдин бир» дегән бу Пәриштә Аюп илгири бешарәт қилған «Келиштүргүчи» һәм «Қутқузғучум» дегән заттин башқа бириси әмәс. Елиху бу йәрдә бизгә йәнила наһайити әһмийәтлик тәлим һәм карамәт бир бешарәтни бериватиду. «Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған ...» — яки «Инсан балисиға униң (демәк, Худаниң) һәққанийлиғи көрситип беридиған...».
24  Ундақта Худа униңға шәпқәт көрситип: «Уни һаңдин чүшүп кетиштин қутқузуп қойғин,
Чүнки Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — дәйду. «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — ибраний тилида «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт таптим».
25  Буниң билән униң әтлири балилиқ вақтидикидин юмран болиду;
У яшлиғиға қайтиду.
26  У Тәңригә дуа қилиду, У шәпқәт қилип уни қобул қилиду,
У хошал-хурам тәнтәнә қилип Униң дидарини көриду,
Һәмдә Худа униң һәққанийлиғини өзигә қайтуриду. Зәб. 49:15; Йәш. 58:9
27  У адәмләр алдида күй ейтип: —
«Мән гуна қилдим,
Тоғра йолни бурмилиғанмән,
Бирақ тегишлик җаза маңа берилмиди! «У адәмләр алдида күй ейтип: ...» — яки «У адәмләргә қарап:...» яки «У адәмләр алдида етирап қилип:...».
28  У роһумни һаңға чүшүштин қутқузди,
Җеним нурни һозурлинип көриду» — дәйду.
29  Мана, бу әмәлләрниң һәммисини Тәңри адәмни дәп,
Икки һәтта үч мәртәм аян қилиду, «Икки, һәтта үч мәртәм аян қилиду» — «икки, үч мәртәм» дегән сөз адәттә «бир нәччә мәртәм»ни көрситиду. Демәк, үч қетим билән тохтимайду; бу баян Худаниң бизгә болған чоңқур меһри-шәпқитини аян қилиду; бирақ һеч ким бу пакиттин пайдилинай дәп Худаниң сәвир-тақитини Синимисун, бу интайин хәтәрлик иш, әлвәттә!
30  Мәхсити униң җенини һаңдин яндуруп қутқузуштур,
Уни һаятлиқ нури билән йорутуш үчүндур. Зәб. 55:14
31  И Аюп, маңа қулақ салғайсән;
Үнүңни чиқарма, мән йәнә сөз қилай.
32  Әгәр сөзлириң болса, маңа җавап қиливәргин;
Сөзлигин! Чүнки имканийәт болсила мениң сени ақлиғум бар.
33  Болмиса, мениңкини аңлап олтар;
Сүкүт қилғин, мән саңа даналиқни үгитип қояй».
 
 

33:3 «Сөзлирим көңлүмдәк дурус болиду, ләвлирим сап болған тәлимни баян қилиду» — биз Елихуниң сөзлириниң бәзилирини наһайити дурус, шундақла Худаниң Роһиниң тәлими билән кәлгән, дәп қарисақму, бәзи җайларда у йәнила өз натиқлиғи билән сөз қилиду. Әгәр бизниң Елиху мәзкур китапниң язғучиси дегән пикримиз тоғра болидиған болса, у җәзмән бу җәһәттә өз кәмчилигини сәзмәй қалмайду. Шундақтиму у биз үчүн бу әмәлий сөһбәтни тәсвирләп қалдурған; өзиниң немә дегәнлигиниму (сөзмән болсиму)биз үчүн сәмимийлик билән хатириләйду. Бәзидә биз һәтта униң сөзлиридин уни бир һакавур адәм охшайду дәп пәрәз қилип қалимиз. Һалбуки, бизму билип йетишимиз керәкки, мәлум кишиниң сөзмән болуп кәткәнлиги билән гәплириниң һәммиси қуруқ болуши натайин. Биз һәммә адәмниң сөзини сәвир-тақәт һәм диққәт билән аңлишимизға тоғра келиду. Буниңдин сирт, Елихуниң шеир шәкилдә болған баянлири башқа сөзлигүчиләрниң шеирий сәвийисигә йәтмәйду. Бу йәнә униң бизгә бу әмәлий ишларни, әмәлий баянларни әйни-әйни қәйт қилғанлиғини испатлайду.

33:4 «Һәммигә Қадирниң нәпәси мени җанландуриду» — яки «Һәммигә Қадирниң нәпәси маңа җан бәргән».

33:6 Аюп 9:35; 23:10

33:7 «Бәрһәқ, мән саңа һеч вәһимә салмақчи әмәсмән» — Елиху мошу йәрдә Аюпқа башқиларниң сөзлириниң еғир кәлгәнлигини, шундақла униң өзиниң бәзи хияллиридин қорқуп кәткәнлигини азрақ сезип, уни хатирҗәм қилмақчи болған болуши мүмкин.

33:8 Аюп 10:7; 16:17; 23:10,11; 27:5

33:10 Аюп 13:24; 16:9; 19:11

33:11 «Аюпниң «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ... Мана, Худа мәндин сәвәп тепип ... Һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — дегәнлигиңни аңлидим» — (9-11-айәтләр) Елиху Аюпқа: «Қулиқимға мундақ гәп қилдиң» дәп униң қилған үч гепини әйипләйду. Биринчиси сөз: «Мән һеч итаәтсиз болмай пак болимән; мән сап, мәндә һеч гуна йоқ...». Әмәлийәттә, Аюп бу сөзләрни қилмиған; у пәқәт Худаға: «Һәр бир гунайимни етирап қилип кәчүрүм қилиндим, һазир виҗданимға хилап һеч гунайимниң барлиғини билмәймән» дегәндәк сөзләрни қилған. Бу сөз өзини пүтүнләй сап, пүтүнләй бегуна, дегәнлик әмәс, әлвәттә. Елиху мошу йәрдә хаталиқ өткүзиду. Иккинчиси сөз: «Мана, Худа сәвәп тепип маңа һуҗум қилиду, У мени Өз дүшмини дәп қарайду» — Бу сөз растла 13:24дә вә йәнә 14:7дә тепилиду. Үчинчиси сөз: «У мениң путлиримни кишәнләргә салиду, һәммә йоллиримни күзитип жүриду» — бу сөз 13:27дә тепилиду.

33:11 Аюп 13:27; 14:16

33:13 «Сән немишкә ... — «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» дәп жүрисән?» — Аюп әслидә «У Өзи қилған ишлири тоғрилиқ һеч чүшәнчә бәрмәйду» демигән; бәлки у Худаниң бәзи қилған ишлирини, болупму өз бешиға чүшүргәнлирини чүшәндүрмәйдиғанлиғини ейтқан еди. Елихуниңму мошу йеридә хаталиғи бар. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән немишкә униң билән дәвалишип: — «У инсанниң һәммә сөзлиригә һеч җавап бәрмәйду» дәп жүрисән?».

33:14 «Бир қетим, икки қетим» — бәлким «бир нәччә қетим» вә шуниңдәк «һәр хил йол билән» дегәнни көрситидиған бир ибарә болуши мүмкин.

33:16 «... У инсанларниң қулиқини ачиду, У уларға бәргән несиһәтни уларниң жүригигә мөһүрләйду» — биз Елихуниң бу сөзини наһайити әһмийити бар дәп қараймиз. У Худа Өз Роһи арқилиқ инсанға сөзлирини йәткүзүп несиһәт қилиду, дәйду; әгәр инсан бу сөзләргә қулақ салмиса, Худа йәнила шәпқити билән чүшләр арқилиқ инсан қулиқини ечип бу агаһландурушлирини һәм нәсиһитини бекитип мөһүрләйду. Иккинчи қурниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У уларни агаһлар билән қорқитиду».

33:17 «Униң мәхсити адәмләрни яман йолидин яндуруштур, инсанни тәкәббурлуқтин сақлаштур» — Елихуниң чүшәндүрүши бойичә ейтқанда, инсанниң әң чоң мәсилиси тәкәббурлуқтин ибарәт. Худа Өз илтипати арқилиқ авал инсанға Роһи арқилиқ несиһәт қилиду; аңлимиса у чүшләр арқилиқ несиһәтни бекитиду; йәнә аңлимиса кесәллик яки башқа мүшкүллүкләр билән адәмни агаһландуруп, уни һалакәттин яндуриду (18-22-айәтләр). Бу җазалаш әмәс, бәлки Худаниң муһәббитидин чиққан тәрбийидур; У мана мошулар арқилиқ инсанни өз тәкәббурлуғиниң ақивитидин қоғдап қалиду. Елихуниң бу тәлими инсан үчүн зор әһмийәткә егә; Елихуниң тәлими Аюпниң әһвали тоғрисида чүшәнчә бәрмигән билән, униң сөзлириниң Аюпқа азрақ пайдиси тәккән болса керәк; азап-оқубәтләр болса, дәрвәқә қәлбидики тәкәббурлуқни ашкарилайду. Аюпниң ахирида қилған товилири асасән өз тәкәббурлуғиға нисбәтән болған (42-бап).

33:20 Зәб. 106:18

33:23 «Әгәр униң билән бир тәрәптә туридиған келиштүргүчи бир пәриштә болса...» — «пәриштә» дегән сөз әмәлийәттә «хәвәр йәткүзгучи» дегән мәнидә. Тәврат биринчи қисим («Яритилиш») «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси»ни бизгә тонуштуриду; бу Пәриштә бирдин-бир, наһайити сирлиқ зат. Уни көргәнләрму: «Биз Худаниң Өзини көргән» дейишиду. Бу Пәриштә «Уз йери»дә турған Исмаил һәм аниси Һәҗәргә көрүнүп уларни уссузлуқтин қутқузған. Һеч болмиғанда, Елиху мошу йәрдә адәмни гунадин қутқузуш хизмити пәқәт инсан һәм Худа оттурисида туридиған, шундақла инсандин үстүн туридиған мундақ бир зат тәрипидин болиду, дәйду. Бу «Худаниң Пәриштиси» Елиху «миңдин бир» дегән бу Пәриштә Аюп илгири бешарәт қилған «Келиштүргүчи» һәм «Қутқузғучум» дегән заттин башқа бириси әмәс. Елиху бу йәрдә бизгә йәнила наһайити әһмийәтлик тәлим һәм карамәт бир бешарәтни бериватиду. «Инсан балисиға тоғра йолни көрситип беридиған ...» — яки «Инсан балисиға униң (демәк, Худаниң) һәққанийлиғи көрситип беридиған...».

33:24 «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт алдим» — ибраний тилида «... Мән ниҗат-қутулушқа капаләт таптим».

33:26 Зәб. 49:15; Йәш. 58:9

33:27 «У адәмләр алдида күй ейтип: ...» — яки «У адәмләргә қарап:...» яки «У адәмләр алдида етирап қилип:...».

33:29 «Икки, һәтта үч мәртәм аян қилиду» — «икки, үч мәртәм» дегән сөз адәттә «бир нәччә мәртәм»ни көрситиду. Демәк, үч қетим билән тохтимайду; бу баян Худаниң бизгә болған чоңқур меһри-шәпқитини аян қилиду; бирақ һеч ким бу пакиттин пайдилинай дәп Худаниң сәвир-тақитини Синимисун, бу интайин хәтәрлик иш, әлвәттә!

33:30 Зәб. 55:14