□6:2 «... Аһ, бешимға чүшкән барлиқ балаю-қаза булар , йәни дәрдлик зарлирим билән биллә таразиланса!» — Аюпниң бу сөзи: «дәрдлик зарлирим» вә бешимға чүшкән бала-қазалар таразада селиштурулса, әмәлийәттә мениң зарлиримниң аз екәнлиги көрүниду, дегән мәнини өз ичигә елиши мүмкин.
□6:4 «Уларниң зәһирини роһум ичмәктә» — яки, «Уларниң зәһәри роһумни йәп кетиду».
□6:10 «Һәтта ... шатлинаттим; чүнки Муқәддәс Болғучиниң сөзлиридин танмиған болаттим!» — Аюпниң бундақ ойлиши: «Әгәр һазир Худа мениң җенимни алса, мән Униңдин йүз өрүмигән мана мошу чағдила алса боптикән; бирақ бу азап-оқубәтләр давамлаштурулса, мәндә немә өзгиришләр болар, мән Худадин танимәнму қандақ? Шуңа яхшиси У һазир мени әпкәтсә, қаттиқ бир зәрбә билән әпкәтсә мәйли» дегәндәк мәнини бериду.
□6:14 «Үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур; болмиса ...» — айәтниң башқа бир нәччә тәрҗимилири бар. Буларниң бири: «Һәтта у Һәммигә Қадирдин қорқуштин айрилған болсиму, үмүтсизлинип кетиватқан кишигә дости меһриванлиқ көрсәтмики зөрүрдур».
□6:15 «алдамчи ериқ» — чөл баяванда туюқсиз еқиштин тохтайдиған ериқ. Йолучиларниң мошундақ ериққа ишиниши интайин хәтәрлик, әлвәттә. 20-21-айәтләрни көрүң.
□6:17 «Һава иссип кәткәндә, изидин йоқилип кетиду» — демәк, әң керәк болған вақитта бу ериқлар ғайип болиду.
□6:19 «Шебалиқ содигәрләрму уларға үмүт билән қариди» — яки «Шебалиқ содигәрләрму уларға учрашни үмүт қилатти».
□6:22 «Маңа мал-мүлүклириңлардин һәдийә қилиңлар?» — дегәнни қачан дәп баққан?» — Аюп у достлириға һеч қачан қәриздар болуп бақмиған. У: «Силәрдин пул яки мал-мүлүк күткиним йоқ, силәрдин күткиним пәқәт азрақ һесдашлиқ яки меһриванлиқ, халас» демәкчи.
□6:25 «Бирақ әйиплириңлар зади немини испатлалайду?» — шу вақитқичә Аюпниң үч дости арисидин пәқәт Елифаз сөз қилған. Аюп «әйиплириңлар» (көплүк шәкли) дегән сөзи билән уларға: «Силәр йенимға келиштин авал әһвалим тоғрилиқ тил бириктүрүвалған охшайсиләр» дәп пуритиватиду.
□6:26 «Үмүтсизләнгән кишиниң гәплири өтүп кетидиған шамалдәк турса,...» — Аюп бу гәплири билән өзүмниң бәзи сөзлиримниң һәддидин ешип кәткәнлигини билимән, дәп етирап қилған болса керәк. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр пәқәт сөзләрнила әйиплимәкчимусиләр, үмүтсизләнгән кишиниң гәплири наһайити өтүп кетидиған бир шамалдәкла дәп қаримақчисиләр?».
□6:27 «Дост-бурадириңлар үстидә содилишисиләр!» — башқа бир хил мәнаси: «Силәр дост-бурадәрләр үчүн ора колишисиләр».
□6:29 «Чүнки өзүмниң тоғрилиғим таразида туриду» — яки: «Чүнки бу ишта һәқ мән тәрәптидур».