□55:1 «Суға келиңлар!» — ибраний тилида «су» көплүк шәклидә болуп («суларға келиңлар!»), суниң көплүгини билдүриду. «Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар!» — Худа Йәшая арқилиқ кочидики сатармәндәк пүтүн дунияға сөз қилиду. Бирақ у һеч қандақ гәп сатмайду, әлвәттә. Әнди Худаниң мошу илтипатиға пул билән еришкили болмиса, униңға қандақ баһада еришкили болиду? Җавап дәл 3-айәттә дейилиду: — у болса пәқәтла адәмниң Худаға қулақ селиштики диққитидин ибарәт. Чүнки 53-бапта көргинимиздәк, Худаниң меһри-шәпқити билән Пәрвәрдигарниң қули барлиқ инсан үчүн қурбан болуп бәдәл төләйду.
□55:2 «Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр?» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, 44-бап, 20-айәттә, Худа Өзини тонумиғанлар тоғрилиқ «униң йегини күлләрдур!» дегән еди. «Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду» — ибраний тилида «җениңлар молчилиқтин қанаәтлиниду».
□55:3 «Мән Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләр» — мошу сөзләр «Зәбур» 17-күй һәм 88-күйдин елинған. Худа шу күйләрдә Давут пәйғәмбәргә икки вәдини бәргән: (1) Давутниң бир әвлади униң тәхтидә мәңгү олтириду. (2) мошу әвлади пәқәт Исраилғила әмәс, бәлки җаһандики барлиқ әл-жутлар үстидин һөкүмранлиқ қилиду. Төвәндики 4-айәттә мошу киши дәл «Пәрвәрдигарниң қули» екәнлиги ениқ көрүниду; униң шапаити билән мошу бәрикәтләр «нә бәдәл нә пул төлимәйла» вуҗудқа чиқиду.
□55:4 «Мана, Мән уни ... йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим» — бу айәттики «уни» — Мошу йәрдә йәнә «Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләр» болған «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду (42:6, 49:6-8ни көрүң). Шуниңдәк 5-айәттики «сән» дегән сөзму шүбһисизки, «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду.
□55:5 «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду... Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди» — мошу айәттә «сән» йәнә «Пәрвәрдигарниң өз қули»ни кәрситиду, сөзләр униңға ейтилиду.
□55:11 «Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим ... уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, ... Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.» — мошу сөзләр 6-10-айәтләр билән толуқ бағлиниду. Худаниң ойлири гунакар инсанниңкидин шунчә жуқури болсиму, Худаниң күчлүк сөзи товва қилған адәмни көтирип Өзигә һәмраһлиққа егә қилиду; шуниң билән улар Худаниң ойлирини һәм йоллирини чүшинишкә башлап, Худаниң сирлирида униң билән ортақ болуш имтиязиға ериштүрүлиду.
□55:12 «Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр...» — улар зади нәдин чиқиду? Ахирқи заманларда, бәлким Худаниң йолида маңғанлар Зионға қарап өз жутлиридин чиқидиғанлиғини көрситиду; бирақ шу арилиқта, һәр бир товва қилмақчи болған адәмниң бир «чиқиши» болуши керәк; өзиниң таллиған йоллиридин, гуналиридин, шәхсийәтчилигидин, тәкәббурлуғидин, барлиқ әнъәнивий көзқарашлиридин Худаниң йеңилиғиға һәм чақириқиға қарап «чиқиши» керәк. Әнди мошу йол җапалиқ һәм «хәтәрлик» болғини билән у бәрибир йәнила җаһан-аләмдики әң шат-хурам һәм әһмийәтлик йолдур.
□55:13 «Янтақлиқниң орнида қариғай, җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду» — демисәкму, икки хил дәрәқ (қариғай вә хадас) «дайим йешил туридиған» дәрәқләрдур.