Асурийә империйәси - миладийәдин илгирил 650-жили
□36:2 «Раб-Шакәһ» — бәлким Асурийәниң падишасиниң баш мәслиһәтчисиниң адәттики унвани болуши мүмкин. «Кир жуйғучиларниң етизиниң бойидики йолда, жуқури көлчәкниң нориниң беши» — мошу җай әслидә дәл Йәшая Аһаз падиша билән көрүшүп, Асурийәниң таҗавузи тоғрилиқ агаһландурған җай (7-бапни көрүң).
□36:4-5 «Сән: (у пәқәт гәпла, халас!) — «Уруш қилиш тәдбир-мәслиһитимиз һәм күчимиз бар» — дәйсән; сән зади кимгә тайинип маңа қарши өктә қописән?» — мошу гепигә қариғанда, Асурийәдикиләрниң Йәшаяниң «Пәқәт Пәрвәрдигарға тайинишимиз керәк» дегән бешарәтлиридин хәвири бар еди.
□36:7 «Һәзәкия ...: «Силәр пәқәт Йерусалимдики мошу ибадәтгаһ алдидила Пәрвәрдигарға ибадәт қилишиңлар керәк» дәп, шу Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Улар әшу Пәрвәрдигарниң жуқури җайлири әмәсмиди?» — Муса пәйғәмбәргә вәһий қилинған қанунға асасән, Исраиллар пәқәт Йерусалимдики ибадәтханидики қурбангаһтила қурбанлиқ қилишқа болатти. Әслидә Һәзәкия мошу пәрманға асасән: (1) бутпәрәслик қилидиған қурбангаһларни һәм (2) хата йол билән «Пәрвәрдигарға атап» қурулған, ибадәт қилишқа беғишланған «жуқури җайлар»ни йоқатқан. Раб-Шакәһ шу гәп билән уни аңлиғучи Исраилларни қаймуқтурмақчи еди, әлвәттә.
□36:8 «Әгәр сәндә атқа минәлигидәк әскәрлириң болса, мән саңа икки миң атни бекарға берәй!» — бу кинайилик гәп, әлвәттә. Адәттики чағларда Йәһудада атлар наһайити аз еди. Уруш вақтида техиму азлап кетәтти. Атлиқ әскәрләр әмәс, һәтта аддий әскәрләрму наһайити аз еди.
□36:11 «Пеқирлириға арамий тилида сөзлисилә» — һазирки Сурийәниң кона исми «Арам» еди. Кона заманда «Сурийә тили» «арамий тили» дейиләтти. Асурийәму арамий тилини ишлитәтти.
□36:12 «... Улар силәр билән бирликтә өз поқини йегүчи һәм өз сүйдүгини ичкүчи болиду!» — шәһәр муһасиригә чүшүп, ачарчилиқ вә уссузлуқта қалғанда адәмләр дәрвәқә мошундақ қилиши мүмкин.
□36:17 «мән келип силәрни буғдайлиқ һәм шараплиқ бир зиминға, — зиминиңларға охшаш бир зиминға апирип қойғичә йәп-ичивериңлар!» — мошу гәпләр чирайлиқ болғини билән мәнаси ениқки: — «Мениң әсирлирим, қуллирим болисиләр!» дегәнлик. Жуқирида ейтқинимиздәк, Асурийә падишаси учиға чиққан һейлигәр алдамчи еди.