«Давутниң чедири» әслидә Йерусалимда тикилип муһим бир ибадәт орнини («2Сам.» 6:18), яки Давутниң өз өйини көрсәтсә керәк. ■ Йәш. 9:6; Дан. 7:14, 27; Мик. 4:7; Луқа 1:33
Башқа бир хил тәрҗимиси: «... Һосулуңға болған тәнтәнә садаси яңраштин тохтиди». ■ Йәр. 48:32
□16:1 «ғәллә-парақ қозиси» — Моабдикиләр Давут падишаниң вақтидин башлап Исраилға беқинип кәлгән, шундақла уларниң һимайисигә егә болуп кәлгән. Улар беқинғанлиғини билдүрүш үчүн һәр жили қозиларни әвәткән. Кейин улар беқинишни рәт қилған (Тәвраттики «2пад.» 3-бапни көрүң). Шуңа бешарәтниң мәнаси, уларға: — «Силәр Йәһудаға йәнә беқинишиңлар керәк; «қоза»ни әвәтишиңлар билән Исраилниң башпанаһлиғиға егә болисиләр» дегән бир несиһәт, яки болмиса өз-өзлиригә дегән бир сөзму болуши мүмкин. Әмәлийәттә (5- һәм 6-айәткә қариғанда) улар ахирда тәкәббурлуқтин шундақ қилмиған. «Села» болса қойлири көп бир район еди.
□16:2 «Моаб қизлири Арнон дәриясиниң кечиклиридә алақзадә жүриду» — Арнон дәрияси Моаб билән Исраилниң ортақ чегариси еди. Моаб қизлири башпанаһ издәп Исраилға өтмәкчи. Хәритини көрүң.
□16:4 «И Зион қизи, ... қоғланғанларни ашкарилап қоймиғайсиз!» — бу сөзләр чоқум Моаб бәглириниң Зиондин башпанаһлиқ соришини көрситиду. «...Мениң Моабдики мусапирлиримни өзиңиз билән биллә турғузғайсиз, ... башпанаһ болғайсиз!» — мошу сөзләр (йәнә 3- вә 4- айәтниң биринчи йерими) бәлким Моабниң әлчилириниң (Йәшая пәйғәмбәр бешарити билән алдин-ала ейтқан) сөзлиридур. Улар қоғланғанлар үчүн Исраилдин башпанаһлиқ сорайду. 4-айәтниң иккиничи йерими вә 5-айәт бәлким Худаниң (Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ) бәргән җавави. Демәк, Исраил Қутқузғучи-Мәсиһ арқилиқ Моаб үчүн башпанаһ болиду (бирақ Моаб тәкәббурлуғидин Худаниң илтипатини рәт қилиду — төвәндики 5-14-айәтләрни көрүң).
□16:5 «Өтүнүшүңлар тоғра, чүнки әзгүчи йоқилиду, һалакәт йоқ болиду, әзгүчиләрниң һәммиси зиминдин йоқилиду» — бу сөзләр, шүбһисизки, Худаниң Моаб бәглиригә бәргән вәдисидур. «Өтүнүшүңлар тоғра» дегән сөз ибраний текстидә йоқ. Бирақ бизниңчә «чүнки» дегән сөз мошуларниң мәнасини ичигә алиду. Худа Моабниң өзидин башпанаһлиқни өтүнүшини қарши алидидиғанлиғини Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ билдүриду. Әпсуски, улар тәкәббурлуқтин рәт қилиду. (6-14-айәтләрни көрүң).«Давутниң чедири» — кәлгүси Исраилға вә аләмгә болидиған Мәсиһ-Падиша чоқум Давутниң җәмәтидин болиду. «Давутниң чедири» әслидә Йерусалимда тикилип муһим бир ибадәт орнини («2Сам.» 6:18), яки Давутниң өз өйини көрсәтсә керәк.
■16:5 Йәш. 9:6; Дан. 7:14, 27; Мик. 4:7; Луқа 1:33
■16:6 Йәр. 48:29, 30
□16:7 «Кир-Һарәсәт» — 12-айәттә «Кир-Һәрәс»му дәп атилиду. «кишмиш пошкаллири» — «Һош.» 3:1ни көрүң. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «һуллири».
□16:8 «Яазәр» — Моабниң шималий чегарасиниң нерисидирақ, шәриқ тәрипи «чөл-далалар», ғәрип тәрипи «(Өлүк) Деңиз». Демәк, Моаб хилвәт җай болғини билән хелә жирақларға тәсири болған бир мәмликәткә айланған.
■16:8 Йәр. 48:32, 33
□16:9 «Шуңа Мән Яазәрниң зар-жиғиси билән биллә Сибмаһниң үзүм тели үчүн жиғлаймән» — 10-айәттики сөзлигүчи Худа болған екән («Мән ..тохтитимән...»), 9-айәттики сөзлигүчиму шүбһисизки Худаниң Өзидур. Бу адәмни һәйран қалдуриду. Худа Яазәрдикиләрни җазалайду; шуниң билән улар Сибмаһдики йоқап кәткән үзүмзарлар үчүн жиғлайду. Худа уларни җазалаши билән тәң Өзиму қайғуриду. «һосулуң үстигә тәнтәнә бир сада яңритилиду» — адәттә һосул алғанда хошаллиқтин вақирашлар болиду, әлвәттә. Бирақ мошу йәрдә, дүшмининиң ғәлибисидин кейинки тәнтәнә вақирашлар көрситилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «... Һосулуңға болған тәнтәнә садаси яңраштин тохтиди».
□16:10 «Дәссигүчиләр» — үзүм шараби чиқириш үчүн үзүмләрни көлчәккә қоюп дөссәйдиған адәмләр.
■16:12 Қан. 32:37, 38, 39
□16:14 «мәдикар һесаплиғандәк...» — мәдикар ишлигән вақитни интайин тоғрилиқ билән һесаплайду, әлвәттә — демәк, мошу «үч жил», кәмму әмәс, артуқму әмәс дәл үч жилни билдүриду.