□7:4 «Уларниң һәммиси зинахорлар; улар навай от салған тонурдәк...» — «улар» бәлким каһинлар (улар жуқуридики айәтләрниң асасий объекти). Әслидә каһинлар «муқәддәс қанун»ни билгини үчүн, падишаниң ордисида муһим рольи болуши керәк еди. Әксичә улар падишани өлтүрүшни қәстләйду. «Улар навай от салған тонурдәк; навай хемирни жуғуруп, хемир болғичә униң отини йәнә улғайтмайду» — навай хемирни болдуруш үчүн сәл иссиқ өтсун дәп тонурниң йениға қойиду, бирақ шу вақитларда тонурниң отини улғайтмайду.
□7:5 «Падиша болса мазақ қилғучилар билән қол елишишқа интилди!» — «мазақ қилғучилар» йәнә каһинлар (вә сахта пәйғәмбәрләр?) болуши мүмкин. Әслидә падишани қоғдиши керәк болған әмирләр мәс болғанда, падиша өзини қәст қилмақчи болған «мазақ қилғучилар» билән «қол тутушуп», һеч билмәйла хәтәрлик әһвалға чүшиду.
□7:6 «Кечичә уларниң ғәзиви чоғлинип туриду» — башқа бир хил тәрҗимиси «уларниң «навийи» болса кечичә ухлайду». «.... Улар көңлини тонурдәк қизитип сүйқәст пүкүп қойған еди; ... сәһәрдила у янған оттәк ялқунлап кетиду» — 4-6-айәтләрдики иш бәлким: (1) падиша ордисида мәлум бир тәбрикләш паалийитини орунлаштурди. (2) әмирлири мәс болуп кәтти. (3) падишани қәстлигән каһинлар кечичә пурсәт күтүп жүрди. (4) әтигәндә уларниң падишаға болған нәприти тонурдики ялқунлиған оттәк партлиди вә улар падишани өлтүрүвәтти.
□7:7 «Улардин һеч ким мени нида қилип чақирмайду!» — «улардин» — бәлким падишалардин. Мәзкур бешарәтләрниң Исраилниң әң ахирқи падишалиридин қайсисини көрситидиғанлиғиға бир немә демәк тәс. Исраил падишалиғиниң ахирқи жиллирида алтә падиша тәхткә олтарған. Алтисидин төрт падиша қәстлинип өлтүрүлгән. Бу вақиәләр Тәврат, «2пад.» 15-17-бапларда баян қилинған. Һалқилиқ нуқтилар шуки: (1) каһинлар интайин рәзил; зинахор, қатиллар еди. (2) аз дегәндиму бир падиша улар тәрипидин қәстлинип өлтүрүлгән; (3) әмирләр интайин бихуд адәмләр, падишаниң бехәтәрлигини һеч ойлимайтти; (4) падишаларниң һеч қайсиси Худаға таянмиди (шуңлашқа «жиқилди»). (5) каһинлар көп «сотчилар»ниму қәстләп өлтүрди (7-айәт).
□7:8 «Әфраим ят қовмлар билән арилишип кәтти» — «Әфраим»ниң мәзкур китапта Исраилниң орнида яки Исраилға вәкил қилип көп ишлитилишиниң сәвәви, бәлким бу вақитта Исраилниң шималий қәбилилири Асурийә тәрипидин аллиқачан елип кетилгән; Әфраим қәбилиси ялғуз қалған еди. У «өрүлмигән бир қотурмачдәк»тур» — демәк, бир тәрипи көйүк, бир тәрипи пишмиған. Исраил бәлким башқа қовмлар биләр көп арилишип, бир тәрипи бутпәрәсләргә охшаш болуп қалған, «көйүп кәткән»; бирақ улар Худа тәрәптә һеч пишмиған, уларниң Худа билән болған мунасивити йоқ дейәрлик.
□7:9 «Ят адәмләр униң күчини йәп кәтти» — «униң күчи» бәлким Исраилниң ирадиси, иман-етиқатини көрситиду. Улар бутпәрәс хәлиқ билән көп арилишип етиқати аҗизлашқан. Башқа алимларниң пикричә, «күч» уларниң әмгигиниң мевисини көрситиду.
□7:11 «Әфраим... Мисирға қарап сайрайду, Асурийәни издәп бариду» — Исраил толиму тутуруқсиз болуп, Худаниң сөзигә һеч ишәнмәй, бирдәм Мисирдин, бирдәм Асурийәдин ярдәм сорайду. Әмәлийәттә иккила тәрәп Исраилға сатқунлуқ қилиду.
□7:12 «Бу хәвәр уларниң җамаитигә йетиши биләнла, уларни җазалаймән» — айәтниң ахирқи бу қисминиң башқа икки тәрҗимиси: «уларниң җамаити аңлиғандәк, уларни җазалаймән» яки «улар топлиниватиду» дәп аңлиғинимдила, уларни җазалаймән». Йәнә башқа тәрҗимилириму учриши мүмкин. Ибраний тилини чүшиниш тәс.
□7:14 «Уларниң җамаәткә жиғилиши пәқәт аш вә йеңи шарап үчүндур, халас» — демәк, уларниң һейтлири Худа үчүн әмәс, пәқәт өз тамашилири үчүн өткүзүлиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар аш вә йеңи шарап тиләп (бутлирини ишәндүрүш үчүн) өз әтлирини тилиду».
□7:16 «Улар бурулди — бирақ бурулуши Һәммидин Алий Болғучиға қайтиш үчүн әмәс; улар алдамчи бир оқяға охшаш» — «алдамчи оқя» түп-түз атмайду, оқлар һәрдайим бурулуп кетиду, әлвәттә. Айәтниң биринчи қисминиң башқа хил тәрҗимилири бар.