Әлләрниң нәсәбнамиси
«У бу зиминидин Ашур зиминиға чиқип» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Ашур шу зиминдин чиқип,...».
«булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди» — демәк, Нинәвә дегән «катта шәһәр»ни көрситиду («Юн.» 1:1, 3:2, 3:3, 4:11ни көрүң). Чүнки кейинрәк, бу Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Рәсән дегән төрт шәһәр бирлишип бир чоң катта шәһәр, йәни «Нинәвә шәһәр»и болди.
Бәзи алимлар «Катта Шәһәр» пәқәт Калаһ билән Рәсәндин ибарәт икки шәһәрни көрситиду, дәп қарайду; бизниңчә «катта шәһәр» Нинәвә, Рәһобот-ир, Калаһ вә Рәсәнләрниң һәммисини өз ичигә алиду.
Әлләрниң йәр йүзидә тарқақлаштурулуши
□10:1 «изаһат» — мошу бабтики нәсәбнамидики бәзи тәпсилатлар вә нәсәбнамидики йәтмиш әлниң һазирқи қайси әл екәнлиги тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни, шундақла мунасивәтлик хәритини көрүң. «Төвәндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң төртинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң оғуллириниң толидоти» («Нуһниң оғуллириниң әвлатлириниң тарихи») (10:1-11:9) башлиниду.
□10:4 «буларниң әвлатлири» — Бәзи алимлар «Яфәтниң барлиқ әвлатлири»ни көрситиду, дәп қарайду. Йәнә бәзиләр пәқәт Яванниң әвлатлирини көрситиду, дәп қарайду. Биз иккинчи пикиргә майил.
□10:6 «Мисир» — ибраний тилида «митсраим». «Пут» — «Ливийә»дикиләрниң әҗдати болди.
□10:8 «Нимрод» — бу исим «асий» «исян көтәргүчи» дегән мәнидә. Шүбһисизки, бу исим униңға кейинрәк қоюлуп, униң Худаға қарши чиққанлиғини көрсәткән.
□10:9 «У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди» — бу сөзләр бәлким Нимродниң исмини чүшәндүриду. «Овчи» мошу йәрдә бәлким һайванларнила әмәс, инсанларни овлайдиғанлиғини көрситиши мүмкин; бу йәрдә «овчи» дегән сөзниң «җаһангир» дегән мәнасиму бар. Кона йәһудий устазлар («раббилар»)ниң һәммиси: «Пәрвәрдигар алдида күчтүңгүр овчи болди» дегән сөзләр униң Худаға қарши турғанлиғини көрситиду, дәп қарайтти. Чүнки Нимрод кейин бәрпа қилған шәһәрләр, җүмлидин Бабил шәһири Худа вә униң хәлқигә қарши чиққан, шундақла Худаға қарши чиқишниң символи болуп қалған. «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» — бу сөзниң мәнаси интайин сәлбий болуши мүмкин: «у наһайити хәтәрлик адәм», «наһайити тәкәббур бир җаһангир», «һәтта Пәрвәрдигарға қарши чиқишқа петиниду» дегәндәк мәниләрни көрситиду.
□10:10 «Шинар» — «Бабил» яки «Бабилон»ниң башқа бир намидур. «айәтниң башқа хил тәрҗимиси» — «униң падишалиғиниң асаси Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләр еди».
□10:11-12 «Ашур» — йәни «Асурийә». Мүмкинчилиги барки, Нимрод Бабил шәһиридә Худаға қарши болған һәрикәткә башламчи болған еди; шуңа кейин (инсан тиллири қалаймиқанлаштурулғанда) у Бабил шәһиридин чиқип кетишкә мәҗбур болди. «У бу зиминидин Ашур зиминиға чиқип» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «Ашур шу зиминдин чиқип,...». «булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди» — демәк, Нинәвә дегән «катта шәһәр»ни көрситиду («Юн.» 1:1, 3:2, 3:3, 4:11ни көрүң). Чүнки кейинрәк, бу Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Рәсән дегән төрт шәһәр бирлишип бир чоң катта шәһәр, йәни «Нинәвә шәһәр»и болди. Бәзи алимлар «Катта Шәһәр» пәқәт Калаһ билән Рәсәндин ибарәт икки шәһәрни көрситиду, дәп қарайду; бизниңчә «катта шәһәр» Нинәвә, Рәһобот-ир, Калаһ вә Рәсәнләрниң һәммисини өз ичигә алиду.
□10:23 «Маш» — яки «Мәшәк».
□10:24 «Ебәр» — мәнаси бәлким «(дәриядин) өткүчи». «Ибраний» дегән сөз бәлким бу сөздин чиққан.
□10:25 «Пәләг» — бу сөзниң тәләппузи «бөлүнүш»кә йеқиндур. «У яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди» — бу сөз һәқтә үч хил имканийәт бар: (1) бу сөзләр Бабил мунари вақиәсидә (11-бап), Худаниң тилни бөлүши билән әлләрниму бөлгәнлигини, шундақла «йәр йүзидикиләрниң бөлүнүп кәткән»лигини көрситиду; (2) йәр-зиминниң өзиниң бөлүнүп кәткәнлигини көрситиду («Яр.» 1:9 бойичә йәр-зимин әслидә бирла қуруқлуқ еди, чоқум кейинчә мәлум вақитта һазирқи Асия, Явропа, Африқа, Америка, Австралийә вә Антарктика қитъәлиригә бөлүнгән); (3) жуқурида тилға елинған икки имканийәтниң тәң йүз бәргәнлигини көрситиду.