40
Йеңи ибадәтханини аян қилидиған аламәт көрүнүш •••• Схемиларни көрүң
Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә, йәни шәһәр бөсүлгәндин он төрт жил кейин — дәл әшу күнидә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә У мени шәһәргә апарди. «Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили... Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә у мени шәһәргә апарди» — Әскәртиш: бу 40-44 бабларда тәрҗимимизниң бәзи йәрлиридә оқурмәнләргә ярдими болсун дәп бәзи айәтләргә сөз қоштуқ. Улар әслидики текстниң бир қисми болмисиму, улар текстниң мәнасини тоғра чүшинишимизгә ярдәм бериду. Биз адәттикидәк бундақ сөзләрни «сус қилдуқ». «бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә..» — бу аламәт көрүнүш биринчи көрүнүштин 19 жил кейин еди.   Әз. 33:21 Худаниң аламәт көрүнүшлиридә У мени Исраил зиминиға апирип, интайин егиз тағ үстигә орунлаштурди; тағниң җәнубий тәрипидә шәһәрдәк бир қурулуш туратти. «шәһәрдәк бир қурулуш туратти» — яки «бир шәһәрниң қариси туратти». У мени шу йәргә апарди; мана қолида канап таниси вә өлчәм хадисини тутқан, мисниң көрүнүшидә болған бир киши; у дәрвазида туратти. Бу киши маңа: «Инсан оғли, көзлириң билән көрүп, қулиқиң билән аңлап, көңлүңни мән саңа көрситидиған барлиқ ишларға бағлиғин; чүнки буниң саңа көрситилиши үчүн сән мошу йәргә елип келиндиң. Исраил җәмәтигә барлиқ көргиниңни аян қил».
Вә мана, ибадәтханиниң һәммә тәрипидә там бар еди. У кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди; шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти. У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти. «ибадәтхана» — ибраний тилида пәқәт «өй» дейилиду. Мошу йәрдә «ибадәтхана» «муқәддәсхана» (41-бап) вә униң һойлисини өз ичигә алиду. «у кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. «шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти» — шуңа бу бабларда ишлитилгән «гәз» униңдин узун, тәхминән 53 сантиметр һесаплинатти.
Дәрвазисиниң қандақ екәнлигини чүшиниш үчүн, товәндики «келичәктики муқәддәс ибадәтхана»ни көрситидиған схемиләрни көрүң. «У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, бир «хада» алтә гәз еди.
У шәриққә қарайдиған дәрвазиға келип, униң пәләмпәйлиригә чиқти; униң босуғисиниң кәңлигини өлчиди, у бир хада чиқти. Йәнә бир тәрипиниң кәңлиги бир хада чиқти. Дәрвазиниң ичидики һәр бир «оюқ өй»ниң узунлуғи бир хада, кәңлиги бир хада еди; оюқ өйләрниң арилиғи бәш гәз еди; дәрвазиниң ичидики босуға, йәни ичкиригә қарайдиған дәһлизниң алдидики босуғиниң икки тәрипиниң узунлуғи айрим-айрим бир «хада» чиқти; «оюқ өй» — демәк, алдинқи теми йоқ өй. «Оюқ өй»ләрниң алди каридор (дәһлиз) болатти. у дәрвазиниң ичкиригә қарайдиған дәһлизни өлчиди, узунлуғи бир хада чиқти.
У дәрвазиниң далининиң узунлуғини өлчиди, сәккиз гәз чиқти; униң кешикиниң йенидики тамниң қелинлиғи икки гәз чиқти. Мошу далан ичкиригә қарайтти.
10 Шәриққә қариған дәрвазиниң ичидә, у тәрипидә үчтин, бу тәрипидә үчтин оюқ өйләр бар еди. Үчилиси охшаш өлчәмдә еди; үч өйниң икки ян теми охшаш қелинлиқта еди. 11 У дәрвазини өлчиди, кәңлиги он гәз чиқти; униң җәмий узунлуғи он үч гәз еди. «У дәрвазини өлчиди» — мошу йәрдә дәрвазиниң «кириш еғизи»ниң сиртқи тәрипини көрситиду. Дәрвазаниң өзи хелә узун болуп, униң «кириш еғизи»и, дәһлизи (каридори) вә «далан»и бар еди. Схеминиму көрүң. «униң җәмий узунлуғи» — сиртқи там вә пәләмпәйни өз ичигә алса керәк. 12 Бу яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқтики бир тосма там бар еди, вә у яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқта бир тосма там бар еди; һәряндики оюқ өйләрниң кәңлиги алтә гәз еди.
13 У дәрвазиниң җәмий кәңлигини, йәни бу тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң арқа левидин у тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң арқа левиғичә жигирмә бәш гәз чиқти; бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти. «бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти» — бу йәрдики «ишик»ниң немини көрситидиғанлиғини билмәймиз. Бәзи алимлар «бала там» яки «күнгүрә» дәп тәрҗимә қилиду.
14 У ички һойлиға кириш еғизидики түврүкләрни өлчиди; уларниң егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди. «кириш еғизидики түврүкләр» — яки «кириш еғизидики мунарлар». «уларниң (түврүкләрниң) егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди» — бу икки түврүк интайин егиздур.
Бәзи алимлар айәтни «у дәрвазиниң ички «тосма там»лириға уларниң арилиқ тамлирини қошуп җәмий узунлуғини өлчиди, җәмий болуп атмиш гәз еди» дегән мәнидә чүшиниду. Бирақ (ундақ болса) бу өлчәм икки тәрәптики ички «тосма там»лириниң арилиқлири билән җәмий узунлуғиниң қошулмиси болатти. Мундақ өлчәшниң немә әһмийити болсун?
15 Дәрвазиниң түвидин даланниң ички еғизиғичә әллик гәз чиқти. 16 Оюқ өйләрниң һәр бириниң удул темида, шундақла оюқ өйләрниң арилиғида, даланниң йенида охшашла роҗәкләр бар еди; мошу роҗәкләр сиртиға қарап тарийип маңған еди; һәр бир арилиқтики там-түврүкләргә палма дәрәқлири нәққишләнгән еди.
 
Сиртқи һойла — схемини көрүң
17 У мени сиртқи һойлиға апарди; мана, кичик ханилар, вә сиртқи һойлини чөридәп ясалған таш тахтайлиқ супа; супиниң үстигә оттуз кичик хана селинған. 18 Бу таш тахтайлиқ супа һойлидики дәрвазиларға туташқан, униң кәңлиги уларниң узунлуғиға баравәр еди; бу «пәс таш супа» еди. 19 У төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин ички һойлиниң сиртқи темиғичә болған арилиқни өлчиди; шәриқ вә шимал тәрәпләрниңму йүз гәз чиқти. «төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин...» — мүмкинчилиги барки, «төвәнки» мошу йәрдә «җәнубий» дегән мәнидә ишлитилиду. Чүнки төвәндә «шәрқий дәрваза» вә «шималий дәрваза» тилға елиниду, бирақ айәттә «җәнубий дәрваза» тилға елинмайду.
 
Башқа икки дәрвазиси
20 Андин сиртқи һойлиға киридиған, шималға қарайдиған дәрвазиниң узунлуғи вә кәңлигини өлчиди. 21 Униң бу тәрипидә үчтин оюқ өй, у тәрипидә үчтин оюқ өй бар еди; униң түврүклири, даланлири биринчи дәрвазиниңкигә охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз. 22 Униң деризилири, даланлири, палма дәрәқ нәқишлири шәриққә қарайдиған дәрвазиниңкигә охшаш еди; кишиләр униң йәттә басқучлуқ пәләмпийи билән чиқатти; униң далини ичкиригә қарайтти. «униң деризилири...» — «деризилири» мошу йәрдә униң «роҗәк»лири, яки «роҗәклик деризә»лирини көрситиду (16-айәтни көрүң). 23 Ички һойлида шимал вә шәриқтики дәрвазиларға удул бирдин дәрвазә туратти; у дәрвазидин дәрвазиғичә өлчиди, йүз гәз чиқти.
24 У мени җәнуп тәрәпкә апарди; мана, җәнупқиму қарайдиған бир дәрваза бар еди; у униң түврүклири, даланлирини өлчиди, улар башқилириға охшаш еди. 25 Дәрвазиниң вә далининиң әтрапидики деризиләр башқилириға охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди. 26 Униңға чиқидиған йәттә басқуч бар еди; униң далини ичкиригә қарайтти; униң түврүклиридә палма дәриғиниң нәқиши бар еди, у тәрәптә бири, бу тәрәптә бири бар еди.
27 Ички һойлиға киридиған, җәнупқа қарайдиған бир дәрваза бар еди; у җәнубий тәрәптә дәрвазидин дәрвазиға өлчиди, йүз гәз чиқти. 28 У мени ички һойлиға җәнубий дәрвазидин әкирди; вә җәнубий дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқа дәрвазиләрниңкигә охшаш еди. 29 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди. 30 Әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди. «әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди» — әйни текстини чүшиниш тәс. 31 Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң кириш еғизидики икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
32 У мени ички һойлида шәриқ тәрәпкә апарди; у тәрәптики дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди. 33 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди. 34 Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң кириш еғизиниң у вә бу тәрипидики түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
35 У мени шималий дәрвазиға апарди, вә уни өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди. 36 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, даланлири башқилириға охшаш еди; әтрапида деризиләр бар еди. Униң узунлуғи әллик гәз, униң кәңлиги жигирмә бәш гәз еди. 37 Униң далинидики төврүкләр сиртқи һойлиға қарайтти; униң кириш еғизидики икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди. «униң далинидики төврүкләр ...» — яки «униң кешәклири ...». 38 Һәр бир дәрваза икки төврқкиниң йенида ишиклик кичик өй бар еди; улар шу өйләрдә көйдүрмә қурбанлиқларни жуятти.
39 Дәрвазиниң далинида уянда иккидин ширә, буянда иккидин ширә бар еди; улар ширәләрниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, гуна қурбанлиғи вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини сойиду. 40 Шималий дәрвазиниң далининиң кириш еғизидики пәләмпәйниң бир йенида икки ширә бар еди; даланниң кириш еғизиниң йәнә бир йенида икки ширә бар еди. 41 Шуниңдәк дәрвазиниң у йенида төрт ширә, бу йенида төрт ширә бар еди — җәмий сәккиз җоза бар еди; улар уларниң үстидә қурбанлиқларни сойиду.
42 Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду. «Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу төрт ширә ойулған таштин ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз; уларниң үстигиму көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қойлиду». Бирақ бундақ җозилар қой-калиларниң җәситини қойғидәк дәриҗидә чоң әмәс. 43 Дәрваза ичидә, тамлири үстигә бир алиқан узунлуқтики җүп илмәклик канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду. «дәрваза ичидә... канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду» — бәзи алимлар бу ширәләр пәқәт шималий дәрвазисидила қоюлған, дәп қарайду. Бирақ 38-айәт «дәрвазилар»ни көрситиду.
 
Каһинларниң өйлири
44 Ички һойла ичидә вә ички дәрвазиниң сиртида мәдһийә нахшичилири үчүн икки кичик өй бар еди; бири шималий дәрвазиниң йенида, җәнупқа йүзләнгән; йәнә бири җәнубий дәрвазиниң йенида, шималға йүзләнгән еди. 45 У маңа: «Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни ибадәтханиға мәсъуллар үчүндур. 46 Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни қурбангаһ вәзиписигә мәсъуллар үчүндур. Булар болса Задокниң җәмәтиниң оғул пәрзәнтлири; шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — деди. «шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — Задокларниң шу имтиязға егә болуш сәвәви 44:15дә ейтилиду.
47 У һойлини өлчиди; узунлуғи йүз гәз, кәңлиги йүз гәз, төрт часилиқ еди; қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти. «қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти» — «муқәддәсхана» һойла ичидә туридиған өй; у «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай»ни өз ичигә алиду.
 
Муқәддәс җайниң далини •••• Схемини көрүң
48 У мени муқәддәсханиниң далиниға апарди; у далан еғизиниң икки йенидики тамларниң узунлуғини өлчиди; бир тәрәптикиси бәш гәз, йәнә бир тәрәптикиси бәш гәз чиқти; далан еғизиниң өзи он төрт гәз еди; далан еғизидики тамниң ички тәрипиниң кәңлиги бу тәрипи үч гәз, у тәрипи үч гәз еди. «далан еғизиниң өзи он төрт гәз еди» — бу җүмлә бәзи кона текстләрдә (болупму кона грек тилидики LXX тәрҗимисидә) тепилиду. Әмәлийәттә баянлириниң толуқ болуши үчүн мошундақ бир җүмлә болуши керәк еди. 49 Даланниң кәңлиги жигирмә гәз, узунлуғи он бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпәй бар еди; түврүгиму бар еди, у йенида бири, бу йенида бири бар еди. «Даланниң ... узунлуғи он бир гәз еди» — бәзи кона текстләрдә «он икки гәз» дейилиду.  
 
 

40:1 «Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили... Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә у мени шәһәргә апарди» — Әскәртиш: бу 40-44 бабларда тәрҗимимизниң бәзи йәрлиридә оқурмәнләргә ярдими болсун дәп бәзи айәтләргә сөз қоштуқ. Улар әслидики текстниң бир қисми болмисиму, улар текстниң мәнасини тоғра чүшинишимизгә ярдәм бериду. Биз адәттикидәк бундақ сөзләрни «сус қилдуқ». «бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә..» — бу аламәт көрүнүш биринчи көрүнүштин 19 жил кейин еди.

40:1 Әз. 33:21

40:2 «шәһәрдәк бир қурулуш туратти» — яки «бир шәһәрниң қариси туратти».

40:5 «ибадәтхана» — ибраний тилида пәқәт «өй» дейилиду. Мошу йәрдә «ибадәтхана» «муқәддәсхана» (41-бап) вә униң һойлисини өз ичигә алиду. «у кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. «шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти» — шуңа бу бабларда ишлитилгән «гәз» униңдин узун, тәхминән 53 сантиметр һесаплинатти. Дәрвазисиниң қандақ екәнлигини чүшиниш үчүн, товәндики «келичәктики муқәддәс ибадәтхана»ни көрситидиған схемиләрни көрүң. «У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти» — оқурмәнләрниң есидә болсунки, бир «хада» алтә гәз еди.

40:7 «оюқ өй» — демәк, алдинқи теми йоқ өй. «Оюқ өй»ләрниң алди каридор (дәһлиз) болатти.

40:11 «У дәрвазини өлчиди» — мошу йәрдә дәрвазиниң «кириш еғизи»ниң сиртқи тәрипини көрситиду. Дәрвазаниң өзи хелә узун болуп, униң «кириш еғизи»и, дәһлизи (каридори) вә «далан»и бар еди. Схеминиму көрүң. «униң җәмий узунлуғи» — сиртқи там вә пәләмпәйни өз ичигә алса керәк.

40:13 «бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти» — бу йәрдики «ишик»ниң немини көрситидиғанлиғини билмәймиз. Бәзи алимлар «бала там» яки «күнгүрә» дәп тәрҗимә қилиду.

40:14 «кириш еғизидики түврүкләр» — яки «кириш еғизидики мунарлар». «уларниң (түврүкләрниң) егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди» — бу икки түврүк интайин егиздур. Бәзи алимлар айәтни «у дәрвазиниң ички «тосма там»лириға уларниң арилиқ тамлирини қошуп җәмий узунлуғини өлчиди, җәмий болуп атмиш гәз еди» дегән мәнидә чүшиниду. Бирақ (ундақ болса) бу өлчәм икки тәрәптики ички «тосма там»лириниң арилиқлири билән җәмий узунлуғиниң қошулмиси болатти. Мундақ өлчәшниң немә әһмийити болсун?

40:19 «төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин...» — мүмкинчилиги барки, «төвәнки» мошу йәрдә «җәнубий» дегән мәнидә ишлитилиду. Чүнки төвәндә «шәрқий дәрваза» вә «шималий дәрваза» тилға елиниду, бирақ айәттә «җәнубий дәрваза» тилға елинмайду.

40:22 «униң деризилири...» — «деризилири» мошу йәрдә униң «роҗәк»лири, яки «роҗәклик деризә»лирини көрситиду (16-айәтни көрүң).

40:30 «әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди» — әйни текстини чүшиниш тәс.

40:37 «униң далинидики төврүкләр ...» — яки «униң кешәклири ...».

40:42 «Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу төрт ширә ойулған таштин ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз; уларниң үстигиму көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қойлиду». Бирақ бундақ җозилар қой-калиларниң җәситини қойғидәк дәриҗидә чоң әмәс.

40:43 «дәрваза ичидә... канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду» — бәзи алимлар бу ширәләр пәқәт шималий дәрвазисидила қоюлған, дәп қарайду. Бирақ 38-айәт «дәрвазилар»ни көрситиду.

40:46 «шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — Задокларниң шу имтиязға егә болуш сәвәви 44:15дә ейтилиду.

40:47 «қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти» — «муқәддәсхана» һойла ичидә туридиған өй; у «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай»ни өз ичигә алиду.

40:48 «далан еғизиниң өзи он төрт гәз еди» — бу җүмлә бәзи кона текстләрдә (болупму кона грек тилидики LXX тәрҗимисидә) тепилиду. Әмәлийәттә баянлириниң толуқ болуши үчүн мошундақ бир җүмлә болуши керәк еди.

40:49 «Даланниң ... узунлуғи он бир гәз еди» — бәзи кона текстләрдә «он икки гәз» дейилиду.