38
Ахирқи заманлар — «Гог»ни әйипләйдиған бешарәт
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Инсан оғли, йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип уни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: —
□ ■ 3 Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән;
4 Мән сени арқиңға яндуруп, еңигиңгә илмәкләрни селип, сән вә пүтүн қошунуңни — атлар вә атлиқ әскәрләрни, һәммиси толуқ қуралланған, сипар-қалқанларни көтәргән, қилич тутқан топ-топ кишиләрни җәңгә чиқиримән;
■ 5 Парс, Ефиопийә вә Пут, һәммиси қалқан-дубулға билән қураллиниду
□ 6 — Гомер вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, шималниң әң қәридин кәлгән Торгамаһ җәмәти вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, бу көп әлләр саңа һәмраһ болуп биллә болиду.
□ 7 Өзүңни тәйярла; сән вә саңа жиғилған барлиқ топ-топ адәмлириң тәйярланған петида бол; сән уларға назарәтчилик қилисән.
□ 8 Көп күнләрдин кейин сән
җәңгә чақирилисән; сән ахирқи жилларда қиличтин қутқузулған, көп әлләрдин жиғилған хәлиқниң зиминиға, йәни узундин бери вәйран қелинип кәлгән Исраил тағлириға һуҗум қилисән; униң хәлқи әлләрдин жиғилған болуп, уларниң һәммиси аман-есән туривериду;
9 сән, барлиқ топ адәмлириң вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр билән биллә алға бесип, боран-чапқундәк келисән; сән йәр йүзини қаплиған булуттәк болисән».
■ 10 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Шу күни шундақ болидуки, көңлүңгә башқичә хияллар кирип, сән рәзил һейлә-нәйрәңни ойлап чиқисән; 11 сән: «Мән сепилсиз йеза-кәнтләр җайлашқан зиминға бесип киримән; мән аман-есән туруватқан бир хәлиққә йеқинлишимән — уларниң һәммиси сепилсиз, тақақсиз вә дәрвазисиз туруватиду», дәйсән, — 12 «Шуниң билән олҗиларни елип, булаң-талаң қилимән; қолумни әслидә вәйран болуп әндиликтә маканлиқ болған җайларға, әлләрдин жиғилған, мал-дунияға егә болған, дунияниң киндигидә яшаватқан хәлиққә қарши қилимән».
13 Шу тапта Шеба, Дедан, Таршиштики содигәрләр барлиқ яш ширлири билән сәндин: «Сән олҗа елишқа кәлдиңму? Сән топ-топ адәмлириңни булаң-талаң қиливелишқа — алтун-күмүчни елип кетишкә, мал-дунияни елип кетишкә, зор бир олҗиға еришивелишқа жиғдиңму?» — дәп сорайду.
□ 14 Шуңа бешарәт бәргин, и инсан оғли, Гогқа шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мениң хәлқим Исраил аман-есән болидиған күнини, сән билип йәтмәмсән? 15 Сән өз җайиңдин, йәни шималниң әң чәт җайидин чиқисән, сән вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр, һәммиси атлиқ болуп, топ-топ адәмләр, чоң қошун болисән. 16 Сән йәр йүзини қаплиған булуттәк хәлқим Исраилға қарши чиқисән — бу ахирқи заманларда болиду — Мән сени өз зиминимға қаршилишишқа чиқиримән; шундақ қилип Мән сән арқилиқ, и Гог, әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткәндә, улар Мени тонуйду».
17 — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?
□ 18 Вә шу күни, йәни Гог Исраил зиминиға қарши чиққан күни шундақ болидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — ғәзивим билән Мениң қәһрим өрләп чиқиду.
19 Мениң
Өз хәлқимгә болған қизғинлиғимдин, ғәзәп билән шундақ сөз қилғанмәнки, Исраил зиминида зор йәр тәврәш болиду;
■ 20 шуниң билән деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатлар, даладики һайванлар, йәр йүзидики өмилигүчи һайванлар вә йәр йүзидә турған барлиқ инсанлар Мениң йүзүм алдида тәвринип кетиду; тағлар өрүлүп, тик ярлар ғулап кетиду, барлиқ тамлар йәргә өрүлүп чүшиду.
21 Мән барлиқ тағлиримда униң билән қаршилишишқа бир қилич чақиримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — һәр бирсиниң қиличи өз қериндишигә қарши чиқиду. 22 Мән ваба кесили вә қан төкүш билән униңға һөкүм чиқирип җазалашқа киришимән; Мән униңға, униң қошунлири үстигә, униңға һәмраһ болған нурғун әлләр үстигә дәһшәтлик ямғур, зор мөлдүр ташлири, от вә гүнгүрт яғдуримән; 23 Мән Өзүмни улуқлап, Өзүмни пак-муқәддәс дәп көрситимән; вә нурғун әлләрниң көз алдида намайән болимән, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».