18
Йәтрониң Мусани Зиярәт қилиши вә униңға несиһәт қилиши
Мусаниң қейинатиси, йәни Мидиянниң каһини Йәтро Худаниң Муса үчүн һәмдә Өз хәлқи Исраил үчүн барлиқ қилғанлири тоғрилиқ аңлиди, йәни Пәрвәрдигарниң Исраилни Мисирдин чиқарғанлиғидин хәвәр тапти. Мис. 2:16; 3:1 2-3 Шуниң билән Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң әслидә өз йениға әвәтивәткән аяли Зиппораһ вә униң икки оғлини елип йолға чиқти (биринчи оғлиниң исми Гәршом дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «мән яқа жутта мусапир болуп туруватимән» дегән еди. «Гәршом» — «яқа жутлуқ» дегән сөз билән аһаңдаш.   Мис. 2:22 Йәнә бириниң исми Әлиезәр дәп қоюлған еди; чүнки Муса: «Атамниң Худаси маңа ярдәмдә болуп, мени Пирәвнниң қиличидин қутқузди», дегән еди). «Әлиезәр» — «Худайим ярдәмдур» дегән мәнидә. Шундақ қилип Мусаниң қейинатиси Йәтро Мусаниң оғуллири билән аялини елип, Мусаниң чөлдә, Худаниң теғиниң йенида чедир тикгән йеригә йетип кәлди.
У әслидә Мусаға: — «Мана, мәнки қейинатаң Йәтро сениң аялиңни вә униң икки оғлини елип йениңға кетиватимән» дәп хәвәр әвәткән еди. Шуниң билән Муса өз қейинатисиниң алдиға чиқип, тазим қилип, уни сөйди. Улар бир-биридин һал-әһвал соришип чедирға кирди; Андин Муса қийнатисиға Исраилниң вәҗидин Пәрвәрдигарниң Пирәвн вә мисирлиқларға қилған һәммә әмәллирини сөзләп, уларниң йол бойи бешиға чүшкән җәбир-җапаларни баян қилип, Пәрвәрдигарниң қандақ қилип уларни қутқузғинини ейтип бәрди.
Буни аңлап Йәтро Пәрвәрдигарниң Исраилға көрсәткән барлиқ яхшилиғидин, уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузғанлиғидин шатланди. 10 Йәтро шадлинип: — Силәрни мисирлиқларниң вә Пирәвнниң қолидин қутқузған Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр болғай! У бу қовмни мисирлиқларниң қолидин қутқузди! 11 Мән Пәрвәрдигарниң барлиқ илаһлардин үстүн туридиғанлиғини әнди билдим; чүнки У дәл улар йоғанчилиқ қилған ишта Өзиниң улардин үстүн туридиғанлиғини намайән қилди — деди. «улар йоғанчилиқ қилған ишта» — мошу йәрдә «улар» сахта илаһлар, бутларни көрситиду (12:12, 15:11ни көрүң). Бәзи алимлар бу сөз мисирлиқларни көрситиду, дәп қарайду.   Мис. 1:10,16,22; 5:7; 14:18
12 Андин Мусаниң қейинатиси Йәтро Худаға атап бир көйдүрмә қурбанлиқ вә бир нәччә тәшәккүр қурбанлиқлирини елип кәлди; Һарун билән Исраилниң һәр бир ақсақили Мусаниң қейинатиси билән биллә Худаниң һозурида таам йейишкә кәлди. «тәшәккүр қурбанлиқлири» — ибраний тилида «зәбақ» дейилиду. Һарун вә ақсақалларниң Йәтро билән биллә шу қурбанлиқлардин йегәнлиги уларниң тәшәккүр қурбанлиғи екәнлигини испатлайду. Чүнки «тәшәккүр қурбанлиқлири»дин сунғучи кишиму йесә болатти.
 
Йәтрониң ақиланә мәслиһити
13 Әтиси Муса хәлиқниң иш-дәвалири үстидин һөкүм чиқиришқа олтарди; хәлиқ әтигәндин тартип кәчкичә Мусаниң чөрисидә турушти. 14 Мусаниң қейинатиси униң хәлқи үчүн қилған ишлирини көргәндә униңдин: — Сениң хәлиққә қиливатқан бу ишиң зади немә иш? Немишкә сән бу ишта ялғуз олтирисән, барлиқ хәлиқ немә үчүн әтигәндин кәчкичә сениң чөрәңдә туриду? — деди.
15 Муса қейинатисиға җавап берип: — Хәлиқ Худадин йол издәшкә мениң қешимға келиду. 16 Қачанки уларниң бир иш-дәваси чиқса улар йенимға келиду; шуниң билән мән уларниң оттурисида һөкүм чиқиримән вә шундақла Худаниң қанун-бәлгүлимилирини уларға билдүримән, — деди.
17 Мусаниң қейинатиси униңға: — Бу қилғиниң яхши болмапту. 18 Сән җәзмән өзүңни һәмдә чөрәңдә турған хәлиқниму чарчитип қойисән; чүнки бу иш саңа бәк еғир келиду. Сән уни ялғуз қилип йетишәлмәйсән. 19 Әнди мениң сөзүмгә қулақ салғин, мән саңа бир мәслиһәт берәй вә шундақ қилсаң, Худа сениң билән биллә болиду: — Сән өзүң Худаниң алдида хәлиқниң вәкили болуп, уларниң ишлирини Худаға мәлум қилғин; 20 сән хәлиққә қанун-бәлгүлимиләрни үгитип, маңидиған йолни көрситип, уларниң қандақ бурчи барлиғини уқтурғин. 21 Шуниң билән бир вақитта сән пүткүл хәлиқниң арисидин Худадин қорқидиған, нәпсанийәтчиликни яман көридиған һәм қабилийәтлик һәм диянәтлик адәмләрни тепип, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип тайинлиғин. «диянәтлик адәмләр» — ибраний тилида «һәқиқәткә тәвә адәмләр». 22 Шуниң билән булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорайду. Әгәр чоң бир иш-дәва чиқип қалса, буни саңа тапшурсун; лекин һәммә кичик иш-дәваларни улар өзлири беҗирисун. Шундақ қилип, улар сениң вәзипәңни йениклитип, жүкүңни көтиришүп бериду. 23 Әгәр шундақ қилсаң вә Худа саңа шундақ буйруса, өзүң вәзипәңдә пут тирәп туралайсән вә хәлқиңму хатирҗәмлик билән өз җайиға қайтип кетиду, деди.
24 Муса қейинатисиниң сөзигә қулақ селип дегининиң һәммисини қилди. Қан. 1:9 25 Муса пүткүл Исраил арисидин қабилийәтлик адәмләрни таллап, уларни хәлиқниң үстигә баш қилип, бәзисини миң беши, бәзисини йүз беши, бәзисини әллик беши, бәзисини он беши қилип қойди. 26 Булар һәр қандақ вақитта хәлиқниң иш-дәвалирини сорап турди; тәсрәк иш-дәваларни болса, Мусаға йоллайтти, кичик иш-дәваларни болса өзлири сорайтти.
27 Андин Муса қейинатисини йолға селип қойди, у өз жутиға қайтип кәтти.
 
 

18:1 Мис. 2:16; 3:1

18:2-3 «Гәршом» — «яқа жутлуқ» дегән сөз билән аһаңдаш.

18:2-3 Мис. 2:22

18:4 «Әлиезәр» — «Худайим ярдәмдур» дегән мәнидә.

18:11 «улар йоғанчилиқ қилған ишта» — мошу йәрдә «улар» сахта илаһлар, бутларни көрситиду (12:12, 15:11ни көрүң). Бәзи алимлар бу сөз мисирлиқларни көрситиду, дәп қарайду.

18:11 Мис. 1:10,16,22; 5:7; 14:18

18:12 «тәшәккүр қурбанлиқлири» — ибраний тилида «зәбақ» дейилиду. Һарун вә ақсақалларниң Йәтро билән биллә шу қурбанлиқлардин йегәнлиги уларниң тәшәккүр қурбанлиғи екәнлигини испатлайду. Чүнки «тәшәккүр қурбанлиқлири»дин сунғучи кишиму йесә болатти.

18:21 «диянәтлик адәмләр» — ибраний тилида «һәқиқәткә тәвә адәмләр».

18:24 Қан. 1:9