3
Небоқаднәсарниң алтун һәйкәлгә чоқунушни әмир қилиши
1 Падиша Небоқаднәсар алтундин егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз келидиған бир һәйкәл ясап, Бабил өлкисиниң Дура түзләңлигигә орнатти. □ «егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз...» — «гәз» (яки «җәйнәк») җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 40-45 сантиметр. 2 Падиша барлиқ вәзир, валий, һаким, мәслиһәтчи, ғәзничи, сотчи, сорақчиларни шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммисини падиша Небоқаднәсар орнатқан бу алтун һәйкәлни өз илаһиға аташ мурасимиға қатнишишқа пәрман чүшүрди. 3 Шуниң билән вәзирләр, валийлар, һакимлар, мәслиһәтчиләр, ғәзничиләр, сотчилар, сорақчилар, шундақла һәр қайси өлкиләрдики башқа әмәлдарларниң һәммиси аташ мурасимиға җәм болди. Улар һәйкәлниң алдида турди.
4 Җакарчи жуқури аваз билән:
— Әй һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгәнләр, һәр хил тилда сөзлишидиған қовмлар, 5 силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, йәргә баш уруп падиша Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилиңлар. □ «лира» — лира болса төрт тарлиқ бир хил саз. «булман» — булман болса бир хил пүвлинидиған саз. 6 Кимки баш уруп сәҗдә қилмиса, шуан дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлиниду, — дәп җакалиди.
7 Шуңа, сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәр қайси әл-жут, һәр қайси таипиләрдин кәлгән, һәр хил тилда сөзлишидиған қовм йәргә баш уруп Небоқаднәсар орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилишти.
Калдийләрниң үч бурадәрниң үстидин әрз қилиши
8 У чағда, бәзи калдийләр алдиға чиқип Йәһудийлар үстидин әрз қилди. 9 Улар падиша Небоқаднәсарға:
— И алийлири, мәңгү яшиғайла! 10 Алийлири сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман һәммәйлән йәргә баш уруп алтун һәйкәлгә сәҗдә қилсун, 11 шундақла кимки йәргә баш уруп сәҗдә қилмиса, у дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлансун дәп пәрман қилған едила. 12 Сили Бабил өлкисиниң мәмурий ишлирини башқурушқа тайинлиған бир нәччә Йәһудий, йәни Шадрак, Мишак, Әбәднеголар бар; и алийлири, бу адәмләр силигә һөрмәтсизлик қиливатиду. Улар падишаниң илаһлириниң ибадитидә болмиди яки падиша орнатқан алтун һәйкәлгиму сәҗдә қилмайду, — деди.
13 Шуни аңлап падиша Небоқаднәсар дәрғәзәп болуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни өз алдиға кәлтүрүшни әмир қилди. Шуниң билән улар бу үчәйләнни падиша алдиға әпкәлди. 14 Небоқаднәсар уларға:
— Шадрак, Мишак, Әбәдднего, силәр растин мениң илаһлиримниң хизмитидә болмидиңларму һәм мән орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмидиңларму? 15 Һазир силәр сүнай, нәй, қалун, лира, зилтар, булман вә башқа һәр хил сазларниң авазини аңлиған һаман, мән ясатқан һәйкәлгә сәҗдә қилишқа тәйяр турсаңлар, яхши. Лекин сәҗдә қилмисаңлар, силәр дәрһал дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлинисиләр. Шу чағда қандақ илаһ келип силәрни чаңгилимдин қутқузувалидикин, қени?! — деди.
16 Шадрак, Мишак, Әбәднеголар падишаға җававән:
— И Небоқаднәсар, бу ишта биз өзимизни ақлишимиз һаҗәтсиз. 17 Биз сәҗдә қилип келиватқан Худайимиз бизни дәһшәтлик ялқунлап турған хумдандин қутқузалайду; и алийлири, У чоқум өзлириниң илкидин бизни қутқузиду. 18 Лекин бизни қутқузмиған тәғдирдиму, алийлиригә мәлум болсунки, биз йәнила илаһлириниң хизмитидә болмаймиз вә сили орнатқан алтун һәйкәлгә сәҗдә қилмаймиз, — деди.
Үч достниң өлүмгә буйрулуши
19 Буни аңлиған һаман падиша Небоқаднәсарниң тәри бузулуп, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарға қаттиқ ғәзәпләнди. Шуниң билән адәмлиригә хумданни адәттикидин йәттә һәссә қаттиқ қизитишни буйруди. 20 У қошунидики әң қавул палванларға Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни бағлап, дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташлашни буйруди. 21 Шуниң билән улар тонлири, иштанлири, сәллилири вә башқа либас кийимлири селинмиған һалда бағлинип дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға ташланди. 22 Падишаһниң әмриниң қаттиқлиғи билән хумдандики от интайин ялқунлап йенип туратти, шуңлашқа хумдандин чиқиватқан ялқун Шадрак, Мишак, Әбәднеголарни көтәргән әскәрләрни көйдүрүп ташлиди. 23 Шундақ қилип Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйлән бағлақлиқ һалда дәһшәтлик ялқунлап турған хумданға чүшүп кәтти.
24 Андин Небоқаднәсар чөчүгән һалда орнидин чачрап туруп, мәслиһәтчи вәзирлиридин:
— Биз бағлап от ичигә ташлиғинимиз үч адәм әмәсму? — дәп сориди.
— Улар җававән «Шундақ, и алийлири! — деди.
25 Падиша җававән:
— Мана, мән төрт адәмниң бағлақсиз һалда от ичидә әркин меңип жүрүватқинини көрүватимәнғу, улар қилчә көйгәндәк әмәс; һәмдә төртинчи киши илаһларниң оғлидәк туриду! — деди.
Үчәйләнниң хумдан отидин чиқиши вә өстүрүлүши
26 Шуниң билән Небоқаднәсар дәһшәтлик ялқунлап турған хумданниң ағзиға йеқин келип:
— Шадрак, Мишак, Әбәднего! Һәммидин Алий Илаһниң қуллири, чиқиңлар, маяққа келиңлар! — дәп товлиди. Шуниң билән Шадрак, Мишак вә Әбәднего оттин чиқти.
27 Барлиқ вәзирләр, валийлар, һакимлар вә падишаниң мәслиһәтчи вәзирлири жиғилип келишип бу үчәйләнгә тикилишип қарашти; уларниң қилчә көйгән йери йоқ еди, чач-сақаллириму көймигән, кийим-кечәклириму шу пети еди, үсти-бешидиму ис-түтүнниң пуриғи йоқ еди.
28 Небоқаднәсар мундақ деди:
— Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға шүкүр-саналар болғай! У Өз пәриштисини әвәтип, Өзигә таянған қуллирини қутқузивалди. Улар өзлириниң илаһидин башқа һеч қандақ илаһқа хизмәт қилмаслиқ үчүн вә яки баш уруп сәҗдә қилмаслиқ үчүн, пәқәт өз Худайимизниңла ибадитидә болимиз дәп падишаниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди. □ «... Падишаһниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди» — арамий тилида «... Падишаһниң пәрманиға хилаплиқ қилип тәнлирини тәвәккул қилди». 29 Әнди мән шундақ пәрман чүшүримәнки: Қайси әл-жут болсун, қайси таипиләрдин кәлгән болсун, қайси тилда сөзлишидиғанлар болсун, Шадрак, Мишак, Әбәднеголарниң Худасиға қара чаплайдикән, пүтүн тени қийма-чийма қилинсун, өйлири һаҗәтханиға айландурулсун! Чүнки бундақ қутқузалайдиған башқа илаһ йоқ.■ Дан. 2:5
30 Шуниң билән падиша Шадрак, Мишак, Әбәднего үчәйләнни өстүрүп, Бабил өлкисидә жуқури мәнсәпкә тайинлиди.
Небоқаднәсарниң иккинчи чүши тоғрилиқ язған хети
31 «Мәнки падиша Небоқаднәсардин йәр йүзидики һәр бир әл-жутқа, һәр қайси таипиләргә, һәр хил тилларда сөзлишидиған қовмларға аман-есәнлик ешип-тешип турғай!
32 Һәммидин Алий Худа маңа көрсәткән аламәтләрни вә карамәтләрни җакалашни лайиқ таптим. 33 Униң көрсәткән мөҗизилик аламәтлири немидегән улуқ! Униң карамәтлири немәдегән қалтис! Униң падишалиғи пүтмәс-түгимәстүр, Униң һакимлиғи дәвирдин-дәвиргичә давамлишиду!■ Зәб. 92:1, 2; Дан. 6:27
□3:1 «егизлиги атмиш гәз, кәңлиги алтә гәз...» — «гәз» (яки «җәйнәк») җәйнәктин қолниң учиғичә болған арилиқтур, тәхминән 40-45 сантиметр.
□3:5 «лира» — лира болса төрт тарлиқ бир хил саз. «булман» — булман болса бир хил пүвлинидиған саз.
□3:28 «... Падишаһниң пәрманиға хилаплиқ қилип һаятини тәвәккул қилди» — арамий тилида «... Падишаһниң пәрманиға хилаплиқ қилип тәнлирини тәвәккул қилди».
■3:33 Зәб. 92:1, 2; Дан. 6:27