18
Абшаломниң өлүши
1 Давут өзи билән болған хәлиқни жиғип едитлиди вә уларниң үстигә миң беши билән йүз беши қойди. 2 Андин Давут хәлиқни үч бөләккә бөлүп җәңгә чиқарди; биринчи бөләкни Йоабниң қол астида, иккинчи бөләкни Зәруияниң оғли, Йоабниң иниси Абишайниң қол астида вә үчинчи бөләкни Гатлиқ Иттайниң қол астида қойди. Падиша хәлиққә: Бәрһәқ, мәнму силәр билән җәңгә чиқимән, деди.
3 Лекин хәлиқ: Сили чиқмисила, әгәр биз қачсақ дүшмән бизгә пәрва қилмайду; һәтта йеримимиз өлүп кәтсәкму бизгә пәрва қилмайду. Чүнки өзлири бизниң он миңимизгә баравәр болила. Яхшиси сили шәһәрдә туруп бизгә һәмдәм болушқа тәйяр турғайла, деди.
4 Падиша уларға: Силәргә немә лайиқ көрүнсә, шуни қилимән, — деди. Шуниң билән хәлиқ йүздин, миңдин болуп шәһәрдин чиқиватқанда, падиша дәрвазиниң йенида турди. 5 Падиша Йоаб билән Абшай вә Иттайға: Мән үчүн Абшаломға яхши муамилидә болуп аяңлар, деди. Падишаһниң һәммә сәрдарлириға Абшалом тоғрисида шундақ тапилиғинида, барлиқ хәлиқ тапилиғинини аңлиди. 6 Андин хәлиқ Исраил билән соқушқили мәйданға чиқти; соқуш Әфраимниң орманлиғида болди.
7 У йәрдә Исраил Давутниң адәмлиридин мәғлуп болди. У күни улар қаттиқ қирғин қилинди — жигирмә миңи өлди. 8 Соқуш шу зиминға йейилди; орманлиқ йәвәткәнләр қиличта өлгәнләрдин көп болди.
9 Абшалом Давутниң ғуламлири билән туюқсиз учришип қалди; Абшалом өз қечириға минип, чоң дуб дәриғиниң қоюқ шахлириниң тегидин өткәндә, униң беши дәрәқ шехиға кәплишип қелип, у есилип қалди; у мингән қечир болса алдиға кетип қалди.
□ 10 Бириси буни көрүп Йоабқа хәвәр берип: Мана, мән Абшаломниң бир дуб дәриғидә саңгилап турғинини көрдүм, деди.
11 Йоаб хәвәр бәргән адәмгә: Немә! Сән уни көрүп туруп, немишкә уни уруп өлтүрүп йәргә чүшүрмидиң? Шундақ қилған болсаң, саңа он күмүч тәңгә вә бир кәмәр берәттим, — деди.
12 У адәм Йоабқа: Қолумға миң күмүч тәңгә тәгсиму, қолумни падишаниң оғлиға узатмайттим! Чүнки падишаниң һәммимиз алдида саңа, Абишайға вә Иттайға: Мениң үчүн һәр бириңлар Абшаломни аяңлар, дәп буйруғинини аңлидуқ. 13 Әгәр мән өз җенимни тәвәккул қилип, шундақ қилған болсам (һәр қандақ иш падишадин йошурун қалмайду!) сән мени ташлап, дүшминиң қатарида көрәттиң, — деди.
14 Йоаб: Сениң билән бундақ дейишишкә чолам йоқ! — деди-дә, қолиға үч нәйзини елип дәрәқтә саңгилақлиқ һалда тирик турған Абшаломниң жүригигә санҗиди.
□ 15 Андин Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған он ғулам Абшаломниң чөрисигә жиғилип, уни уруп өлтүрди.
16 Андин Йоаб канай чалди; хәлиқ Исраилни қоғлаштин янди; чүнки Йоаб қошунни чекинишкә чақирди.
17 Улар Абшаломни орманлиқтики чоң бир азгалға ташлап үстигә нурғун ташларни догилап қойди. Исраиллар болса қечип һәр бири өз маканиға кәтти.
□ 18 Абшалом тирик вақтида падиша вадисида өзигә бир абидә турғузған еди. Чүнки у: Мениң намимни қалдурдиғанға оғлум йоқ дәп, у таш абидини өз нами билән атиған еди. Шуниң билән бу таш бүгүнгә қәдәр «Абшаломниң ядикари» дәп атилиду.
□
Давут Абшаломниң өлүмидин хәвәр тапиду
19 Задокниң оғли Ахимааз Йоабқа: Пәрвәрдигар сени дүшмәнлириңдин қутқузуп сән үчүн интиқам алди, дәп падишаға хәвәр беришкә мени дәрһал маңғузғин, — деди.
20 Лекин Йоаб униңға: Сән бүгүн хәвәр бәрмәйсән, бәлки башқа бир күни хәвәр берисән; падишаниң оғли өлгини түпәйлидин, бүгүн хәвәр бәрмәйсән, деди.
21 Шуниң билән Йоаб Кушийға: Берип падишаға көргиниңни дәп бәргин, деди. Кушийлиқ Йоабқа тазим қилип жүгүрүп кәтти.
□ 22 Лекин Задокниң оғли Ахимааз Йоабқа йәнә: Қандақла болмисун бу Кушийниң кәйнидин жүгүрүшкә маңа иҗазәт бәргин, — деди. Йоаб: И оғлум, саңа һеч қандақ сөйүнчи бәргидәк хәвәр болмиса, немишкә жүгүрүшни халайсән? — деди.
23 У йәнә: Қандақла болмисун, мени жүгүргүзгин, деди. Йоаб униңға: Маң, жүгүр, девиди, Ахимааз Иордан дәриясидики түзләңлик билән жүгүрүп Кушийгә йетишип униңдин өтүп кәтти.
24 Давут ички-ташқи дәрвазиниң оттурисида олтиратти. Күзәтчи дәрвазиниң өгүзидин сепилниң үстигә чиқип, бешини көтирип қаривиди, мана бир адәмниң жүгүрүп келиватқинини көрди.
□ 25 Күзәтчи вақирап падишаға хәвәр бәрди. Падишаһ: Әгәр у ялғуз болса униңда чоқум хәвәр бар, деди. Хәвәрчи болса йеқинлишип келивататти. 26 Андин күзәтчи йәнә бир адәмниң жүгүрүп кәлгинини көрди. Күзәтчи дәрвазивәнгә: Мана йәнә бир адәм ялғуз жүгүрүп келиватиду, — деди. Падишаһ: Буму хәвәрчи екән, деди.
27 Күзәтчи: Авалқисиниң жүгүрүши маңа Задокниң оғли Ахимаазниң жүгүршидәк көрүнди, — деди. Падишаһ: У яхши адәм, хуш хәвәр йәткүзиду, — деди.
28 Ахимааз падишаға товлап: Салам! дәп падишаға йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилип: Ғоҗам падишаға зиян йәткүрүшкә қоллирини көтәргән адәмләрни мәғлубийәткә муптила қилған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! — деди.
□ 29 Падишаһ: Абшалом саламәтму? — дәп сориди. Ахимааз җавап берип: Йоаб падишаниң қули вә пеқирлирини маңдурғанда, пеқир кишиләрниң чоң қалаймиқанчилиғини көрдум, лекин немә иш болғанлиғини билмидим, — деди.
30 Падишаһ: Болди, буяқта туруп турғин, деди. У бир тәрәпкә берип турди.
31 Вә мана, Куший йетип кәлди; Куший: Ғоҗам падиша хуш хәвәрни аңлиғайла. Пәрвәрдигар бүгүн асийлиқ қилип қозғалған һәммисидин силини қутқузуп, улардин интиқам алди, деди.
32 Падиша Кушийға: Жигит Абшалом саламәтму? дәп сориди. Куший: Ғоҗам падишаниң дүшмәнлири вә силини қәстләшкә қозғалғанларниң һәммиси у жигиткә охшаш болсун! — деди.
33 Падиша толиму азаплинип, дәрвазиниң төписидики балиханиға жиғлиған пети чиқти; у маңғач: И оғлум Абшалом! И оғлум, оғлум Абшалом! Кашки, мән сениң орнуңда өлсәм болмасмиди! И Абшалом, мениң оғлум, мениң оғлум! деди.