16
Асаниң ишәш қилмайдиған йәрлири
1Пад. 15:16-24
1 Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди. Асаниң сәлтәнитиниң оттуз алтинчи жили, Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди. □ «16-бап» — биз 15:19ни 16-бап ичигә киргүздуқ. 2 У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдин вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдин алтун-күмүчни елип уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Бән-Һададқа әвәтип вә бу хәвәрни йәткүзүп: — 3 «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтун әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
4 Бән-һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Абәл-майим, Нафталидики барлиқ амбар шәһәрлирини беқиндурди. 5 Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, қурулушларниң һәммисини тохтатти. 6 Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини башлап, Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. У мошуларни ишлитип Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
7 У чағда, алдин көргүчи Һанани Йәһуда падишаси асаниң йениға келип униңға: — Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сурийә падишасиға таянғанлиғиң үчүн Сурийә падишасиниң қошуни өз қолуңдин қутулди. 8 Ефиопийләр билән Ливийәликләр чоң бир қошун әмәсмиди? Җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири интайин көп әмәсмиди? Лекин сән пәқәт Пәрвәрдигарға таянғанда, у уларни қолуңға тапшурған еди. 9 Чүнки Пәрвәрдигар көңли Маңа тамамән садиқ болғанларға ярдәмдә болуп, Өзүмни қудрәтлик көрситәй дәп, көзлирини пүтүн йәр йүзидә уян-буян жүгүртиду. Сән бу ишта бәк ахмақлиқ қилдиң. Әнди буниңдин кейин урушлардин халас болалмайсән, деди. 10 Буни аңлапла Аса алдин көргүчигә интайин ғәзәплинип, уни зинданға солап қойди; униң бу сөзигә қәһри қайнап кәтти. У шу вақитларда хәлиқтин бәзилиригә зулум селишқа башлиған еди.
11 Мана, Асаниң қилған ишлири баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. □ «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур. 12 Асаниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида путида бир кесәл пәйда болди; вә кесили барғансери еғирлишип кәтти; лекин у ағриғандиму Пәрвәрдигарни издимиди, бәлки пәқәт тевиплардинла ярдәм издиди. 13 Аса сәлтәнитиниң қириқ биринчи жилида өлди, ата-бовилири арисида ухлиди. 14 Хәлиқләр уни «Давут шәһири»дә өзигә атап тәйярлитип колиған қәбиргә дәпнә қилди. Улар уни әттарларниң усули билән тәңшәлгән һәртүрлүк дора-дәрмандин болған бир арилашма пүркәлгән җиназиға ятқузди һәмдә униңға атап нурғун хушбуй яндурди.□ «униңға атап нурғун хушбуй яндурди» — яки «униң һөрмитидә чоң бир гүлхан яндурди».