23
Давут Кеилаһ шәһирини қутқузиду
1 Бириси Давутқа хәвәр берип: — Мана Филистийләр Кеилаһға һуҗум қилип хаманларни булап-талимақта, деди.
2 Давут Пәрвәрдигардин: — Мән берип бу Филистийләргә зәрбә беримәнму? — дәп сориди. Пәрвәрдигар Давутқа: — Берип Филистийләргә зәрбә берип Кеилаһни азат қилғин, деди.
3 Лекин Давутниң адәмлири униңға: — Мана биз Йәһуда зиминида турупму қорқиватқан йәрдә, Кеилаһға берип Филистийләрниң қошунлириға һуҗум қилсақ қандақ болар? — деди.
4 Шуңа Давут йәнә бир қетим Пәрвәрдигардин соривиди, Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Сән орнуңдин туруп Кеилаһға барғин; чүнки Мән Филистийләрни қолуңға тапшуримән, деди. 5 Буниң билән Давут өз адәмлири билән Кеилаһға берип Филистийләр билән соқушуп, маллирини олҗа қилип, уларни қаттиқ қирди. Давут шундақ қилип Кеилаһда туруватқанларни қутқузди.
Давут Саулниң чаңгилидин йәнә қутулиду
6 Әнди Ахимәләкниң оғли Абиятар Кеилаһға қечип келип Давутниң қешиға кәлгәндә, униң қолида әфод бар еди.■ 1Сам. 22:20
7 Бириси Саулға, Давут Кеилаһға кәпту, дәп хәвәр бәрди. Саул: — Әнди Худа уни мениң қолумға ташлап тапшурди. Чүнки у дәрвазилири вә тақақлири бар шәһәргә киргәчкә солунуп қалди, деди. 8 Әнди Саул Давут билән адәмлирини муһасиригә елиш үчүн һәммә хәлиқни Кеилаһға берип җәң қилишқа чақирди.
9 Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиятар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди. □ «Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиятар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди» — көрүнидуки, 10-12-айәттики соалларни Давут әфод вастиси билән Пәрвәрдигардин сорайду. 10 Андин Давут: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, мәнки Сениң қулуң Саулниң бу шәһәрни мениң сәвәвимдин харап қилиш үчүн Кеилаһға келишкә қәстләватқанлиғини ениқ аңлиди. 11 Кеилаһдикиләр мени униң қолиға тутуп берәрму? Саул өз бәндәң аңлиғандәк бу йәргә келәрму? И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимәнки, өз бәндәңгә билдүргәйсән, деди. Пәрвәрдигар: — У бу йәргә келиду, деди. □ «...келәрмй?.... келиду» — ибраний тилида «...чүшәрмй?.... чүшиду» дейилиду. 12 Давут йәнә: — Кеилаһтикиләр мени вә адәмлиримни Саулниң қолиға тутуп берәрму, деди. Пәрвәрдигар: — Улар силәрни тутуп бериду, деди.
13 Әнди Давут адәмлири билән (тәхминән алтә йүзчә) орнидин туруп Кеилаһдин чиқип, өзлири баралайдиған тәрәпкә қарап кәтти. Саулға, Давут Кеилаһтин қечипту дәп хәвәр берилгәндә у уни қоғлашқа чиқмиди.
14 Давут болса чөлдики қорған-қияларда һәмдә Зиф чөлиниң тағлирида турди. Саул уни һәр күни издәйтти; лекин Худа уни униң қолиға тапшурмиди.
15 Әнди Давут Саулниң өзини өлтүргили чиқидиғанлиғини байқап қалди. Шу чағда у Зиф чөлидики бир орманлиқта туратти. □ «Зиф чөлидики бир орманлиқта..» — яки «Зиф чөлидики хорәш шәһиридә...». 16 Саулниң оғли Йонатан болса орманлиққа чиқип Давутниң қешиға берип, уни Худа арқилиқ риғбәтләндүрүп униңға: — □ «Йонатан... Давутни .... риғбәтләндүрди» — ибраний тилида: «Йонатан ... униң (Давутниң) қолини күчләндүрди» дейилиду. 17 Қорқмиғин; чүнки атам Саулниң қоли сени тапалмайду. Сән бәлки Исраилниң үстидә падиша болисән, мән болсам сениң вәзириң болимән, буни атам Саулму билиду, деди.
18 Андин улар иккилән Пәрвәрдигарниң алдида әһдә қилишти; Давут болса, орманлиқта туруп қалди, Йонатан өз өйигә йенип кәтти.
19 Шуниңдин кейин Зифтикиләр Гибеаһта туруватқан Саулниң қешиға келип: — Мана, Давут Хақилаһниң егизлигидики Йәшимонниң җәнуби тәрипигә җайлашқан орманлиқтики қорғанларда йошурунивалди, билмәмдила? 20 Шуңа, и падиша, қачан көңүллири тартса шу чағда кәлсилә; бизниң бурчимиз уни падишаниң қолиға тутуп бериштур, деди.
21 Саул: Маңа ич ағритқиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит ата қилғай. 22 Әнди силәрдин өтүнимәнки, берип зади қайси йәрдә туридиғинини җәзмләштүрүңлар, униң из-деригини ениқлап, вә кимниң уни көргәнлигини билип келиңлар; чүнки кишиләр ейтишичә у интайин һейлигәр екән, деди.
23 Шуңа берип, униң йошурунған барлиқ мәхпий җайлирини ениқ көрүп келиңлар, йенимға йенип келип маңа әйнини ейтиңлар. Андин мән силәр билән биллә баримән; вә шундақ болидуки, әгәр у зиминда болсила, мән Йәһудийларниң миңлиғанларниң арисидин уни издәп тапимән, деди.
24 Улар қопуп Саулдин илгири Зифқа барди; лекин Давут өз адәмлири билән Маон чөллүгидики Йәшимонниң җәнуп тәрипидики Арабаһ түзләңлигидә турувататти. 25 Саул адәмлири билән Давутни издәп барди. Кишиләр бу хәвәрни Давутқа ейтти; шуниң билән у чүшүп, қияға берип Маон чөлидә турди. Саул буни аңлап Давутниң кәйнидин қоғлап Маонниң чөлигә чиқти. 26 Саул тағниң бу тәрипидә маңди, амма Давут адәмлири билән тағниң у тәрипидә маңди. Давут Саулдин қечиш үчүн алдириватқан еди; лекин Саул адәмлири билән Давут вә униң адәмлирини тутимиз дәп уларни қоршиғили турди. 27 Амма бир хәвәрчи Саулниң қешиға келип униңға: — Филистийләр зиминимизниң җәнуп тәрипигә кирип булаң-талаң қиливатиду, тездин қайтсила, деди.
28 Шуниң билән Саул йенип Давутни қоғлаштин тохтап Филистийләр билән соқушқили чиқти. Шуңа у йәр Села-Һаммаһлекот дәп аталди. □ «Села-һаммаһлекот» — мәнаси бәлким «айриғучи Қорам таш». 29 Давут болса у йәрдин чиқип Ән-Гәдиниң тағ-қорғанлиғида турди.
□23:9 «Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиятар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди» — көрүнидуки, 10-12-айәттики соалларни Давут әфод вастиси билән Пәрвәрдигардин сорайду.
□23:11 «...келәрмй?.... келиду» — ибраний тилида «...чүшәрмй?.... чүшиду» дейилиду.
□23:15 «Зиф чөлидики бир орманлиқта..» — яки «Зиф чөлидики хорәш шәһиридә...».
□23:16 «Йонатан... Давутни .... риғбәтләндүрди» — ибраний тилида: «Йонатан ... униң (Давутниң) қолини күчләндүрди» дейилиду.
□23:28 «Села-һаммаһлекот» — мәнаси бәлким «айриғучи Қорам таш».